Тең бяв: “хитай әмәлдарлири башқа дөләтләрни әйибләштә ушшуқлуқ васитиси қоллинип өзини ақлашқа урунмақта”
2022.04.26
“хитайниң шинхуа агентлиқи вә уйғур дияридики таратқулар хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң башлиқи шүй гуйшяң 22-апрел күни бейҗиңда ечилған ахбарат елан қилиш йиғинида, американиң йеқинда елан қилған 2021-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини әйиблигән.
Шүй гуйшяң сөзидә, американиң хитайдики уйғурларниң мәҗбурий әмгәк күчлиригә айландурулуши вә хитайда барғанчә яманлишиватқан кишилик һоқуқ әһвалини тәнқидлишигә қарита: “америка немә үчүн кишилик һоқуқ мәсилисидә, өзиниң өтмүштики мәсилилири вә өз пуқралириниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидә гәп қилмайду?” дәп һуҗум қилған.
Шүй гуйшяң сөзидә: “американиң аран 200 нәччә йиллиқ тарихи бар, уларниң тарихта қозғиған җәңлири, кәлтүргән апәтлири, өткүзгән җинайәтлирини сөзләп түгәткили болмайду; америка өзигә бақмай, башқа дөләтләргә йол көрситимән демисун; америка һәр йили башқа дөләтләрниң кишилик һоқуқ һәққидә доклат елан қилиштин зерикмәйду, немишқа өз дөлитидики пуқраларниң кишилик һоқуқи һәққидә гәп қилмайду?” дегән. У йәнә хитайда кишилик һоқуқ мәсилисиниң мәвҗут әмәслики, һәр қайси милләтләрниң милләт, район, җинс, етиқад җәһәттин кәмситишкә учримайдиғанлиқини алаһидә тәкитлигән. Ундақта шү гуйшаңниң бу сөзлири әмәлийәткә уйғунму?
Америкадики хитай вәзийити анализчилиридин чикаго университетиниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең биявниң қаришичә, “хитай әмәлдариниң америкиниң тарихидики аллиқачан һәл қилинип болған әһвалларни нәқил елип, һуҗум қилиши, кона әнәнә болуп, бу униң өз хаталиқлирини түзитиш әмәс, бәлки хитайниң бүгүнки җинайитини ақлаш үчүн қиливатқан ушшуқлуқи вә көкәрмилики” икән.
Тең бияв мундақ деди: “хитайниң бу қилмишини ‛ушшуқлуқ қилиш‚ яки ‛көкәрмилик қилиш‚ дәп атисақ техиму мувапиқ болиду. Сиз хитайни яхши қилмиди дәп тәнқид қилғиниңизда, у‛сән өзүңму яхши қилмиғанғу? шуңа сениң мени тәнқид қилиш салаһитиң йоқ‚ дәп қайтурма һуҗум қилиду. Бу хил ‛ушшуқлуқ вә көкәрмилик‚ хитай һөкүмити үзлүксиз қоллинип келиватқан тәшвиқат һуҗумлириниң бири. Хитай буни ғәрб демократик дөләтлири вә хәлқараниң хитайда көрүлгән кишилик һоқуқ мәсилилиригә болған тәнқидлиригә болупму, уйғурлар учраватқан ‛ирқий қирғинчилиқ‚ мәсилисидики әйибләшлиригә тақабил турушта қоллинип кәлмәктә. Буни униң өзиниң қилмишлириға қарита, сәвәб көрситишкә урунуши десәкму болиду”.
Тең бияв әпәнди йәнә хитай һөкүмити вә әмәлдарлириниң, бу хил қилмишлирини интайин бимәнә вә күлкилик дәп тәсвирлиди.
Тең бияв мундақ деди: “уларниң қолланған ибарилири вә васитилири интайин бимәнә вә күлкилик. Мәсилән, американи сорақ қилип, силәр немә үчүн өз дөлитиңлардики мәвҗут кишилик һоқуқ мәсилилирини тилға алмайсиләр? дәйду. Әмма әмәлийәттә америкада мустәқил вә әркин сөзләйдиған таратқулар бар. Америкада йәнә көп партийәлик түзүм йолға қоюлған. Шуңа әгәр һөкүмәт өз вәзиписини яхши орунлиялмиса, яки кишилик һоқуқ вәзийитидә мәсилә көрүлсә, булар көп тәрәплимә хәвәр қилинип тәнқидлиниду. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириму тәкшүрүп доклат елан қилиду, тәнқидләйду. Охшимиған партийәләр арисидиму бир бирини назарәт қилип туриду. Қара тәнликләрни кәмситиш хаһишлири, сақчиларниң өз һоқуқини қалаймиқан ишлитиш әһваллири, гувәнтанамо мәсилиси дегәнгә охшаш пассип әһвалларға нисбәтән, таратқулар илгири көпләп хәвәр қилип тәнқидлигәниди. Америка һөкүмитиму буларни етирап қилип, түзәткәниди. Әмма хитай әмәлдарлири бу йәрдә буларни қайта көтүрүп чиқип “ушшуқлуқ” васитиси арқилиқ өзини ақлашқа урунмақта.”
Америкадики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийиниң муавин иҗраийә рәиси илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилди.
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити вә униң әмәлдарлириниң америкиниң өтмүшидики бәзи вәқәләрни түтивелип, хитайниң бүгүнки җинайитини ақлиши, хитай коммунист һөкүмити қурулғандин буян, давамлишип келиватқан әнәнә болуп, у һәйран қаларлиқ әһвал әмәс икән.
Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, америка һөкүмәтлири һәр қайси тарихи дәврлиридә, йүз бәргән әһваллардин савақ елип, өзидики кишилик һоқуқ әһвалини үзлүксиз яхшилап, кәлгән.
Униң тәкитлишичә, дәл әнә шундақ болғини үчүн, америка йеқинда елан қилған кишилик һоқуқ доклати көплигән ишәнчлик мәнбәләр арқилиқ испатланған нопузлуқ һөҗҗәт һесаблиниду. Шуңа хитайниң һөкүмәт әмәлдарлириниң бу доклатни әйибләп, хитайниң сияситини махтиши, хитай һөкүмитиниң илгирики йиллардин бери давамлишип келиватқан номуссизларчә ушшуқлуқиниң тәкрарлиниши дейишкә болидикән.
Америка һөкүмити бу йил 4-айниң 12-күни дунядики198 дөләт вә кишилик һоқуқ әһвали һәққидә доклат елан қилған. Доклатта дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ әһвали һәққидә омумйүзлүк мәлумат берилгән. Доклатниң хитайға вә уйғур райониға мунасивәтлик бөлүмидә, хитайниң өткән бир йилдиму уйғур вә башқа түркий хәлқләрни қәбиһ бастурушни давамлаштурғанлиқи пакит билән көрситилгән. Америка ташқи ишлар министири антони билинкенму, хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға йәнила ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилип келиватқанлиқини билдүргәниди.
Америка ташқи ишлар министири антони блинкен 12-апрел доклат елан қилиниш мунасивити билән өткүзүлгән ахбарат йиғинида, мәхсус хитайниң уйғурларға вә хоңкоңлуқларға йүргүзгән сияситини тәнқидләп: “хитай һөкүмити шинҗаңда көпчилики мусулман болған уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилишни давамлаштурмақта. Хоңкоңда негизлик әркинлик вә аптономийәни йоқ қилди. Тибәттә системилиқ бастуруш елип барди”, дегәниди.
Мәлум болушичә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу йиллиқ доклатида, уйғурларниң вәзийитигә алаһидә орун берилгән. Доклатта өткән бир йил җәрянида уйғур елидики көп санлиқ мусулман уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләр һәм диний гуруһларға қарита ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә қарши җинайәт садир қилинғанлиқи вә униң давамлишиватқанлиқи көрситилгәникән.
Доклатта тәкитлинишичә, “нөвәттә уйғурларға қарита давамлишиватқан бу хил җинайәтләр халиғанчә тутқун қилип қамаш, бир милйондин артуқ кишини җисманий әркинликидин мәһрум қилиш, туғмас қилиш, мәҗбурий бала чүшүрүш, дөләтниң пиланлиқ туғут сияситини техиму қаттиқ иҗра қилиш, басқунчилиқ, мәҗбурий әмгәк, диний-етиқад, ипадә әркинлики вә йөткилиш әркинликини қопаллиқ билән чәкләш” қатарлиқ көп тәрәпләрни өз ичигә алидикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.