“иқтисадшунас” журнили: “2025-йили хитай иқтисади үчүн бәк қейин бир йил болиду ”
2024.12.26
“иқтисадшунас” (Economist) журнилида елан қилинған мақалидә, трампниң сайлам мәзгилидә хитай маллиридин кәм дегәндә 60 пирсәнт таможна беҗи елишқа вәдә қилғанлиқи, у сайламда ғәлибә қилғандин кейин, хитай, фәнтанилниң америкаға еқип киришиниң алдини алмиса хитай маллиридин йәнә 10 пирсәнт артуқ баҗ алидиғанлиқини илгири сүргәнлики баян қилинған. Мақалидә, әгәр трамп дегәнлирини әмәлийләштүрсә хитай иқтисадий үчүн еғир зәрбә берилидиғанлиқи вә 2025-йилиниң хитай иқтисади үчүн бәк қейин бир йил болидиғанлиқи көрситилгән. Шуниң билән бир вақитта, хитай һөкүмити буниңға қарши тәдбир алмиса хитайниң иқтисадиниң ешиш сүрити 2.4 Пирсәнт төвәнләйдиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Доналд трамп алдинқи нөвәтлик пирезидентлиқ мәзгилидә хитайға қарши сода урушиниң пилтисини йеқип, хитайниң експорт мәһсулатлириға нәччә йүз милярд долларлиқ таможна беҗи қойған, шуниң билән бир вақитта хитайниң әң чоң учур-алақә техника ширкити болған хуавейни чәкләш һәрикити башлатқаниди. Трамп иккинчи қетим пирезидентлиқ вәзиписигә олтуруштин бурун, хитай маллиридин кәм дегәндә 60 пирсәнт таможна беҗи елишқа вәдә қилип кәлмәктә.
Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси доктор раймонд ко (Raymond Kuo) радийомиз зияритини қобул қилип, у “иқтисадшунас” журнилида оттуриға қуюлған пикирләргә омумән қилип ейтқанда қошулидиғанлиқини ейтти. Бу һәқтә мундақ деди:
“омумйүзлүк қилип ейтқанда хитай иқтисади үчүн алдимиздики йил бәк қейин бир йил болиду. Алдинқи һәптә, хитай иқтисадий комитет рәһбәрлириниң аммиви истемални техиму көпәйтиш вә риғбәтләндүрүш керәкликини чүшәнгәнлики һәққидә кишиләргә үмид беридиған хәвәрләр бар. Мәнчә, бу пәқәтла бир иқтисадий мәсилә әмәс, бу бир сиясий мәсилә. Хитай иқтисадиниң йеқинқи 30 йилдики тәрәққияти интайин конкрет сиясий иқтисадий әндизигә таянди. Йәрлик һөкүмәтләр дөләт игидарчилиқидики карханиларға яки хусусий игиликтики ширкәтләргә пул үчүн йәрләрни сетивәтти. Бу қурулмини чөридигән һалда бир қатар мунасивәтләр барлиққа кәлди. Әмма һазир, бу қурулма хорап түгәватиду. Һазир бурунқиға охшаш тәрәққиятқа, йәни өсүшкә еришәлмәйватиду. Мәсилән, хитайда өй-мүлүк базири бәк яхши әмәс. Шуңа буниңдин қутулушниң йоли бу динамикаларниң көп қисмини тәтүригә бураш лазим, йәни пулни ишләпчиқарғучилардин истемалчиларға қайтуруп бериш керәк. Әмма сиз байлиқ вә сиясий һаятини ишләпчиқарғучиларни қоллаш асасида қурған барлиқ кишиләрниң иқтисадни қайта әслигә кәлтүрүш үчүн пул вә орнидин ваз кечишни халимайдиғанлиқини тәсәввур қилалайсиз. Пәқәт хитай бу һәқтә сиясий қарар чиқарғандила бу әмәлгә ашиду дәп ойлаймән”.
Йеқинда, “вол-ситрет журнили” гезитиниң обзорчиси волтир расил мид (Walter Russell Mead) хитай иқтисади һәққидә бир парчә мақалә йезип, хитайниң өзи колиған ориға өзи чүшүватқанлиқини, хитай иқтисад моделиниң давам қилалмайдиғанлиқини илгири сүргәниди. У, буниң асаслиқ сәвәбини көрситип, “һазир хитайниң бәзи йәрлиридә 2021-йилдин буян өй баһаси тәхминән %30 чүшүп кәтти. Санаәттә тапқан пайдиси өткән бир йилда %17.8 Төвәнлиди. яшларниң ишсизлиқ нисбити давамлиқ ашмақта. Чәт әлликләр мәбләғ селишни халимайватиду” дегәниди.
Хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң йиғинида, қийин әһвалда қалған хитай иқтисади вә доналд трампниң хитай билән йеңи сода урушини башлаш еһтималиға қарита йеңи қарар мақулланғаниди. Хитай йәнә, йәрлик һөкүмәтләрниң ғайәт зор қәрзни төлишигә ярдәм бериш үчүн, 1 тириллийон 400 милярд долларлиқ иқтисадни риғбәтләндүрүш пирограммисини җакарлиғаниди.
Һалбуки америкадики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) Ши җинпиңниң хата сияситиниң хитай иқтисадиға тәһдит селиватқанлиқини вә бу сияситиниң хитай иқтисадини чөктүрүветиши мумкинликини илгири сүрди. У мундақ деди:
“ши җинпиниң иқтисадий тәрәққияттики хата сиясити хитай иқтисадиға тәһдит селиватиду. У, иқтисадниң изчил тәрәққиятиниң асаси болған истемалдин йүз өрүди. У мәбләғ селишни көпәйтишни ойлайду, чүнки мәркизий банка бу ‛уруш машиниси‚ ни қурмақчи болуватиду. Йәни у қийинчилиққа дуч кәлгән хитай дөләт банкилириға ярдәм қилишни ойлаватиду. У хитай истемалчилирини күчләндүрүшни халимайду. Униң үстигә, у хитай компартийәсиниң муһим вә ядролуқ әзалириниң, йәни сайлиғучилириниң ярдимидин айрилип қелишидин қорқиду. Униң пилани пәқәт хитайдики санаәт ишләпчиқириш һәҗмини вә иқтидарини ашуруш, бу хитайда пул пахаллиқини еғирлаштуруветиду. Пул пахаллиқи хитайда аллиқачан омумлашқан болуп, у хитай иқтисадини чөктүрүветиши мумкин”.
Доктор гордон чаң вә доктор раймонд ко қатарлиқ анализчилар хитайда бир йүрүш иқтисадий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн мәбләғ селишни өстүрүш вә хитайдики санаәт ишләпчиқириш һәҗмини вә иқтидарини ашуруш, експортни көпәйтиш әмәс, әксичә истемалчиларни күчләндүрүш, болупму базар вә иқтисадий қурулма ислаһати елип бериши керәкликини илгири сүрмәктә.