Уйғур дияридики “әркин сода синақ райони” вә хитай иқтисадиниң 2024-йиллиқ вәзийити
2023.12.29
Ғәрб мутәхәссислири хитай иқтисадиниң 2023-йилдики чөкүши вә 2024-йилдики тәрәққият вәзийити һәққидә тохталғанда, хитай иқтисадиниң мотори һесабланған өй-мүлүк содисиниң завал тепиши, хәлқниң истемал еһтияҗиниң тездин төвәнлиши, ишсизлиқниң әвҗ елиши, оттура-кичик типтики карханиларниң тиҗаритиниң чекиниши вә хәлқниң һөкүмәткә болған ишәнчиниң бәрбат болуши қатарлиқ бәш нуқтини муһим амиллар қатарида тилға елишмақта.
BBC Елан қилған “2024-йилдики хитай иқтисади: ишәнч қандақ ғайиб болди? қайтидин қандақ бәрпа қилиш керәк?” намлиқ мақалидә баян қилишичә, юқириқи бәш амил ичидики хәлқниң һөкүмәткә болған ишәнчиниң бәрбат болуши билән ши җинпиңниң һазирқи сиясити 2024-йилидики хитай иқтисадини заваллиққа йүзләндүридиған асасий амил икән.
Мақалидә ейтилишичә, ши җинпиңниң һазирқи сияситидә “хитай коммунистик партийәсиниң муқимлиқини сақлап қелиш иқтисадий тәрәққиятқа көңүл бөлүштинму муһим” болуп қалмақта икән. Нөвәттә сода саһәсидики хитай байлиридин тартип аддий хитай пуқралириғичә һөкүмәтниң сияситидин барғансери үмидсизлиниватқан болуп, бу үмидсизлик кишиләрдә коммунистик партийәгә вә хитайниң бундин кейинки тәрәққиятиға нисбәтән еғир дәриҗидики ишәнчсизликни пәйда қилған. Бу ишәнчсизлик болса, хитайниң бундин кейинки сиясий, иқтисадий вәзийитигә биваситә сәлбий тәсир көрситидикән һәмдә уни қисқа муддәттә өзгәртиш коммунистик партийәниң қолидин кәлмәйдикән.
Бирақ, мутәхәссисләр хитай иқтисадиниң бундин кейинки тәрәққиятиниң көңүлдикидәк болушини тәсәввур қилиш қийин дәп қараватқан мушундақ бир чағда, хитай һөкүмити үрүмчи, қәшқәр вә қорғаста “әркин сода синақ райони” бәрпа қилип, уйғур дияриниң кәлгүси истиқбалиниң хәритисини сизишқа урунмақтикән.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һакимийити бир тәрәптин уйғур ирқий қирғинчилиқини пәрдазлаш, америка вә явропа иттипақи уйғур мәҗбурий әмгики сәвәблик йолға қойған “тәминләш зәнҗири қануни” ға охшаш түрлүк қанунларниң боюнтуруқидин қутулушни мәқсәт қилса, йәнә бир тәрәптин заваллиққа йүзлиниватқан хитай иқтисадини қутулдуруп қелиш үчүн уйғур диярида “әркин сода синақ районлири” ни бәрпа қилип, бу саһәдики “бүйүк илгириләш” ләрдин сөз ечишқа башлимақтикән.
Бу хил қарашни илгири сүргән германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәндиниң баян қилишичә, хитайниң “әркин сода синақ райони” бәрпа қилиши һәргизму шәрқий түркистанниң иқтисадий тәрәққиятини һәқиқий рәвиштә илгири сүрүшни мәқсәт қилмайдикән, бәлки у уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуруш билән биргә, вәйран болуватқан хитай ширкәтлирини қутулдурушни түп нишан қилған икән. Норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәр әпәндиму охшаш қарашни ипадә қилди.
“2024-йилидики хитай иқтисади: ишәнч қандақ ғайиб болди? қайтидин қандақ бәрпа қилиш керәк?” намлиқ мақалида әскәртилишичә, хитай коммунистик партийәси мәркизи комитети техи йеқиндила өткүзгән иқтисадий хизмәтләр тоғрисидики йиғинда, әзәлдин ишлитип бақмиған бәзи сөз-ибариләрни қоллиниш арқилиқ өзлири дуч келиватқан мүшкүлатларни ипадә қилип өткән. Мәсилән, “ишәнч йоқ”, “нәтиҗиләр тәләпкә лайиқ әмәс”, “иҗтимаий мөлчәрләр зәип ”, “дөләт ичидики оборотта тосалғулар мәвҗут ” дегәндәк.
-2024Йилидики хитай иқтисадини заваллиққа йүзләндүридиған асасий амиллар ялғуз хитай хәлқиниң һакимийәткә қарита ишәнчисиниң йоқилиши биләнла чәкләнмәйдикән, бәлки техиму муһим болғини, ғәрб әллириму хитайға болған ишәнчисини йоқатмақта икән. 2023-Йилидин башлап нурғунлиған ширкәтләр хитайдин чекинип чиқишқа башлиған вә нурғунлири мәбләғ селиштин ваз кәчкән. Ғәрб әллири пуқралириниң хитай таварлириға болған еһтияҗи зор дәриҗидә төвәнлигән.