Ғәрб дөләтлири хитайниң қанунсиз сақчиханилирини җиддий тәкшүрүшкә башлиди
2022.10.31
28-Өктәбир голландийә даирилири амистердам вә роттердамда қурулған хитайниң икки сақчиханисини тәкшүрүшкә башлиғанлиқини елан қилғандин кейин, германийә, иреландийә, шиветсийә вә канада қатарлиқ дөләтләрниң һөкүмәтлириму өз дөләтлиридики хитай сақчиханилирини җиддий тәкшүрүшкә башлиған. Хитайниң башқа дөләтләрдә қанунсиз сақчихана тәсис қилиши ғәрб дөләтлириниң ғәзәплирини қозғиған. Бу, “игилик һоқуққа дәхли-тәрүз қилиш” дәпму аталған.
“җәнубий германийә гезити” ниң 28-өктәбир елан қилған “даириләр хитайниң һессендики сақчиханисиниң пакитлирини тәкшүрмәктә” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, хитай һакимийити явропа иттипақиға әза дөләтләрдә 30 қанунсиз сақчи понкити қурған. Буниң бириниң германийәниң һессен өлкисигә қарашлиқ франкфурт шәһиридә икәнлики мәлум болған. Федератсийә асасий қанунни қоғдаш идариси “муһапизәтчиләр” ниң доклатини көргәндин кейин, җиддий тәкшүрүш хизмитини башлиған.
Мәркизи испанийәдә болған “муһапизәтчиләр” намлиқ һөкүмәтсиз тәшкилат 9-айда хитайниң чәтәлләрдә 50 дин артуқ сақчихана қурғанлиқини, бу сақчиханиларниң вәзиписиниң чәтәлләрдики хитайға қарши кишилик һоқуқ паалийәтчилирини вә өктичиләрни тәкшүрүш, улар тоғрисида мәлумат топлаш, уларға тәһдит селиш вә уларни бастурушни асасий нишан қилғанлиқини елан қилған болуп, явропа әллиридики бу хил қанунсиз сақчиханиларниң сани 30 дин ашидикән. Бирақ хитай һакимийити бу доклатқа етираз билдүрүп, мәзкур сақчиханиларниң чәтәлдики хитай муһаҗирлириға ярдәм бериш орни икәнликини, униңда башқа дөләтләрниң игилик һоқуқиға дәхли қилиш механизми йоқлиғини тәкитлигән.
“даириләр хитайниң һессендики сақчиханисиниң пакитлирини тәкшүрмәктә” намлиқ хәвәрдә баян қилинишичә, явропа дөләтлири хитайниң бу хил қанунсиз сақчиханилирини тәкшүрүш үчүн аллиқачан һәрикәткә өткән. Иреландийә даирилири пайтәхт дублиндики хитай сақчиханисини тәкшүргәндин кейин, уни дәрһал тақаш буйруқи бәргән. Хитай йәнә канаданиң әң чоң шәһири болған торонто шәһиридиму 3 сақчихана қурған болуп, канада федератсийә сақчилириму тәкшүрүш хизмитини башлиған.
Германийәдә нәшрдин чиқидиған “әйнәк” журнилиниң 28-өктәбир елан қилған “хәлқара келишимләргә қарши һәрикәт” намлиқ мақалисидә баян қилишичә, германийә парламент әзалири бу иштин қаттиқ ғәзәпләнгән. Германийә бирләшмә һөкүмитиниң баянатчиси йүрген һардт бу һәқтә тохталғанда “хитайниң бу қанунсиз сақчиханилири хәлқара әһдинамиләргә хилап. Кишини ғәзәпләндүридиғини, хитай мустәбит һакимийити өзиниң һаким мутләқлиқини һеч иккиләнмәй германийәдики пуқралириниң кишилик һоқуқлирини бастурушқа қәдәр кеңәйтиватиду” дегән. Германийә парламент әзалириму бу иш түпәйли ички ишлар министирлиқиға қаттиқ бесим ишлитишкә башлиған. Улар буни “игилик һоқуққа дәхли-тәрз қилиш” дәриҗисигә елип барған.
Хитайниң шиветсийәдики сақчиханиси пайтәхт ситокһолм шәһириниң ғәрбидики бир хитай меһманханисиға орунлашқан болуп, шиветсийә һөкүмәт даирилириму тәкшүрүшни давам қилмақтикән.
Хитайниң чәтәлләрдә тәсис қилған сақчиханилириниң уйғурлар билән немә алақиси бар? чәтәлләрдики хитай сақчиханилириниң алди билән уйғур муһаҗирлири үчүн зор тәһдит икәнликини тилға алған д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси турғунҗан алавудин әпәндиниң билдүрүшичә, 2017-йилидин башлап мисирда оқуватқан уйғур оқуғучиларни юртиға қайтурушта дәл мисирдики хитай сақчиханилири алаһидә рол ойниғаникән.
Д у қ ниң берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиниң илгири сүрүшичә, чәтәлләрдики хитай сақчиханилири муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикити үчүн, д у қ ға охшаш хитайниң көзигә миғ болуп қадиливатқан тәшкилатлар вә уйғур сиясий актиплири үчүн еғир тәһдит һесаблинидикән. Вәзийәт анализчиси әнвәр әхмәт әпәндиму бу хусуста өз қарашлирини ипадә қилип өтти.
Германийәдә нәшрдин чиқидиған “базар учурлири” гезитиниң 30-өктәбир елан қилған “сиясий өктичиләрни овлаш-хитайниң явропадики қанунсиз сақчиханилири германийә сиясәтчилирини тәврәтти” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, хитайниң бундақ қанунсиз сақчиханилири йәнә фирансийә пайтәхти париж, испанийә пайтәхти мадрид, австрийә пайтәхти вена қатарлиқ көплигән дөләтләрниң пайтәхтидиму қурулғаникән.