Хитайниң җәнвәдә базарға салған аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” тәшвиқати рәддийәгә дуч кәлгән

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.07.12
bdt-56-uyghur-1024 Б д т ниң 56-нөвәтлик кишилик һоқуқи кеңишидә хитайниң аз санлиқ милләт вәкили рәйһангүл имам сөзләватқан көрүнүш. 2024-Йили 3-июл, җәнвә
webtv.un.org/screenshot

4-Июл күни б д т ниң җәнвәдики 56-қетимлиқ кишилик һоқуқ йиғини өткүзүлүватқан пәйттә, хитай вәкиллири униңға яндаш тәшвиқат йиғини өткүзүп, аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” бәрпа қилиш қурулуши, хитайдики милләтләр мәсилисини һәл қилишниң әң яхши йоли, дәп көрсәткән.

“хитай хәвәрлири” ториниң 8-июлдики хәвиригә қариғанда, “хитай аз санлиқ милләтләр ташқи алақә вә алмаштуруш җәмийити” намлиқ хитай һөкүмитиниң қоллишидики аталмиш “аммиви җәмийәт” ниң уюштуруши билән б д т ниң җәнвәдики баш иштабида “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи бәрпа қилиш арқилиқ милләтләрниң тоқунуши вә зиддийитигә тақабил туруш” дегән мәхсус тәшвиқат йиғини өткүзүлгән. Бу йиғинда, мәзкур җәмийәтниң даимий ишларға мәсул муавин рәиси вей гошйоң “хитайниң милләтләр хизмитини башқуруштики мувәппәқийәтлик тәҗрибилири” ни тонуштурған. Вей гошйоңниң доклатида хитайниң милләтләр хизмитидики аталмиш “мувәппәқийәтлири” гәрчә конкрет шәкилдә тилға елинмиған болсиму, әмма у ғәрбтә мәйданға кәлгән милләтләр һоқуқи моделиниң “риқабәткә дуч кәлгәнлики” ни, хитайниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи қурулуши” ниң милләтләр мәсилисини әң яхши шәкилдә һәл қилидиған хитайчә йеңи модел икәнликидин гәп сатқан.

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң билдүрүшичә, хитайниң нөвәттә тәкитләватқан аталмиш “ортақ гәвдә” чүшәнчиси маһийәттә хитай миллитини мәркәз қилған, хитай болмиған башқа милләтләрни бу гәвдигә еритип сиңдүрүветидиған хитайлаштуруш сиясити икән. Бу теги-тәктидин ейтқанда, қипқизил ассимилятсийә сияситидин башқа нәрсә әмәс әмәс икән.

 “америка авази” ниң хәвәр қилишичә, 4-июл күни б д т ниң 56-қетимлиқ кишилик һоқуқ йиғинида уйғурлар мәсилиси нуқтилиқ темилириниң бири болған. Ваһаләнки, хитай һөкүмити бу йиғинға көп кишилик вәкилләр өмики әвәткән болуп, бу йиғинда хитай вәкиллири ғәрб әллириниң уйғурлар мәсилисидә хитайға қаратқан барлиқ тәнқид вә тәклип пикирлирини бирдәк рәт қилған.

Америкадики хитай анализчиси, “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири ху пең әпәнди, хитайниң аталмиш “милләтләр ортақ гәвдиси еңи арқилиқ милләтләр тоқунуши вә зиддийитигә тақабил туруш” дәйдиған бундақ сәпсәтәлириниң тунҗи қетимлиқ иш әмәсликини әскәртти. У, бу һәқтә пикир баян қилип мундақ деди:

 “һәммигә аян болғинидәк, милләтләр оттурисидики тоқуш вә зиддийәтләр бүгүнки дунядики интайин реал мәсилиләрниң биридур. Чүнки бу хил зиддийәт-тоқунушлар нурғун дөләтләрдә мәвҗут. Һалбуки, хитайдики милләтләр мәсилә интайин еғир болсиму, әмма хитай һөкүмити номуссизлиқ билән милләтләр мәсилисини һәл қилишта өзини әң яхши устаз, шундақла пүтүн дуняға үлгә болғудәк өрнәк дәп қаримақта. Нөвәттә хитай һөкүмити уйғур вә тибәтләр мәсилиси бойичә хәлқарада нурғун тәнқидләргә учраватқан бир пәйттә, аталмиш ‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш‚ шоарини базарға селип, өзиниң ирқий қирғинчилиқ сиясәтлирини пәрдазлап вә гүзәлләштүрүп көрситишкә урунуватиду. ”

 “хитай хәвәрлири тори” дин мәлум болушичә, б д т дики бу қетимлиқ йиғинда хитай йәнә бир қетим устилиқ көрситип, өзи тәрбийәләп йетиштүргән бир нәпәр қорчақ уйғурни “уйғур хәлқиниң авази” қилип көрситип мунбәргә елип чиққан. Ләнҗудики хитай ғәрбий шимал милләтләр университетиниң дотсенти салаһийити билән оттуриға чиққан рәйһангүл имам, җәнвәдики йиғинда сөз қилип, аталмиш “җуңхуа миллитиниң көп мәнбәлик бир гәвдә” икәнлики тоғрилиқ лап урған.

Уйғур язғучи вә ана тил паалийәтчиси абдувәли аюпниң билдүрүшичә, хитай җәнвәгә алайитән елип барған бу уйғур аял-рәйһангүл имам, униң 2000-йилларниң башлирида ләнҗудики ғәрбий шимал милләтләр университетида биллә хизмәт қилған хизмәтдиши икән. Абдувәли аюп, хитайниң һәр қетимлиқ хәлқара йиғинларда өзи йетиштүрүп чиққан аталмиш “уйғур вәкили” ни оттуриға чиқирип, хәлқара җәмийәтни алдайдиғанлиқини, бу қетим җәнвәгә “уйғурларниң вәкили” болуп кәлгән илгирики хизмәтдиши рәйһангүл имамниңму дәл шундақларниң бири икәнликини тәкитләп өтти.

Хитай хәвәрлиридә дейилишичә, рәйһангүл имам ләнҗудики ғәрбий шимал милләтләр университети “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси институти” ниң дотсенти болуп, 1976-йили үрүмчидә туғулған икән. Мәлум болушичә, кичикидин тартип хитайчә оқуған рәйһангүл имам, нөвәттә ғәрбий шимал милләтләр университетида қурулған “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси институти” да “хитай милләтлири тарихи”, “хитай мәдәнийити омумий нәзәрийәси” қатарлиқ дәрсләрни өтидикән.

Хитай анализчиси ху пең әпәнди, хитай һөкүмитиниң б д т ниң кишилик һоқуқ йиғинидин ибарәт бу хәлқаралиқ сәһнидә аталмиш “уйғур вәкил” ни оттуриға чиқирип, униң еғизидин “җуңхуа миллитиниң көп мәнбәлик бир гәвдә” икәнликини тәшвиқ қилдуруштики сиясий ғәризи һәққидә тохтилип мундақ деди:

 “ениқки, хитай бу қетимқи б д т йиғинида хәлқара җәмийәтни алдаш үчүн, бир қисим аз санлиқ милләт кишилирини мәхсус сөзләшкә орунлаштурған. Йәни бир уйғур еғизи арқилиқ, қәдимки дәврләрдин башлапла уйғур елиниң хитайниң бир қисми икәнликини тәшвиқ қилдурған. Шуниң билән бир вақитта, райондики милләтләрниң әзәлдин хитайлар билән мәдәнийәт җәһәттә өзара юғурулуп яшиғанлиқи тоғрилиқ гәп сатқузған. Йиғинда йәнә бир “тибәт вәкил” ниң шәхсий һаяти вә аилисиниң кәчүрмишлиридин пайдилинип, хитай компартийәсиниң милләтләр сияситиниң нәқәдәр яхши икәнликини, шундақла нөвәттә тибәтләрниң турмушиниң қанчилик бәхтлик икәнликини көрсәтмәкчи болған. Демәкки, хитайниң б д т йиғиниға өзлири тәрбийәлигән аталмиш уйғур вә тибәт ‛вәкили‚ ни әвәтиштики мәқсити, уларниң еғизи арқилиқ өз алдамчилиқини йепиш, шундақла б д т да ойниған сахта оюнлирини ‛ишәнчлик‚ қилип көрситишкә урунуштур.”

Хитайниң бу қетимлиқ б д т да өткүзүлгән йиғинда қандақ рәзил оюнларни ойнишидин қәтийнәзәр, өзиниң сахта қилмишлирини йошуруп қалалмиған, шундақла дуняни алдаш ғәризигиму йетәлмигән. Американиң б д т кишилик һоқуқ кеңишидә турушлуқ вәкили мишел тайлор (Michele Taylor) 4-июл күнидики 56-қетимлиқ кишилик һоқуқ йиғинида, уйғур елидә “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң йәнила давам қиливатқанлиқи” ни тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.