Хитай компартийәсиниң 100-йиллиқи мунасивити билән “сиясий партийәләр йиғини” ечилған

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.07.22
Хитай компартийәсиниң 100-йиллиқи мунасивити билән “сиясий партийәләр йиғини” ечилған Хитай компартийәсиниң 100-йиллиқ йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән “сиясий партийиләр йиғини” да хитай рәиси ши җинпиң сөзлимәктә. 2021-Йили 6-июл.
REUTERS

Йеқинда хитай компартийәсиниң 100-йиллиқ йиллиқи мунасивити билән “сиясий партийиләр йиғини” өткүзүлгән болуп, йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридики коммунист партийәләр вә “бир бәлвағ бир йол” қурулуши билән мунасивити болған дөләтләрдики сиясий партийәләрниң вәкиллири қатнашқан. Пакистан рәһбири имран хан “хитай ледирлириниң адалити вә мәрһәмити” ни махтиған болса, пәләстин рәһбири мәһмуд аббас “хитайниң пәләстингә қилған ярдими” гә алаһидә рәһмәт ейтқан.

Мәзкур йиғинға қатнашқан хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиң сөз қилип, мәзкур йиғинға 120 дөләттин 500 сиясий партийәниң рәһбәрлири қатнашқанлиқини елан қилған.

Мәзкур йиғинда “америка башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң хитай һәққидики сахта учурларни тарқитиватқанлиқи” ға вә “корона вируси вабасини сиясийлаштуриватқанлиқи” ға қарши чиқишниң зөрүрлүки тәкитләнгән.

Йиғинниң асасий темилириниң бири “бир бәлвағ бир йол” қурулуши болуп, йиғинда сөз қилған һәрқаййсий әлләрдин кәлгән сиясий партийә вәкиллириниң көпинчиси бу қурулушиниң муһимлиқи вә әһмийитини тәкитләшкән. Йиғинда русийиниң сабиқ пирздинти медвидев вә қазақистанниң сабиқ дөләт рәһбири нәзәрбайеф сөз қилип, “хитай билән болған мунасивәтни техиму чоңқурлаштуруш арзуси” ни ипадилигән.

Мәзкур йиғин һәққидә “сәрбәстийән гезити” да тәпсилий бир хәвәр программиси ишләнгән болуп, мәзкур хәвәрни тәйярлиған журналист онур әркан зияритимизни қобул қилип, “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң мәзкур йиғинниң асасий темиси болушидики сәвәбләрни шәрһийләп өтти: “мәзкур йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридики коммунист сиясий партийәләр вә хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушиға қатнашқан дөләтләрдики сиясий партийәләрниң вәкиллири қатнашқан. ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши хитай тәрипидин сиясий күчкә игә болуш вә хәлқарада сиясий нопузини ашуруш үчүн ишлитиливатиду. Хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушини тәкитлиши бу қурулуштин пайдилиниватқан, болупму өз дөлитидики иқтисадий сәвәбләр билән мунасивәтлик сиясий мәсилиләрни хитайдин келидиған мәбләғ билән йеңишни ойлиған сиясийонлар үчүн муһим әһмийәткә игә. Йиқинда ечилған G7 дөләтлири йиғинида яврупа дөләтлири ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушиға қарши ‛дуня тәртипини йеңидин қуруш” намида бир пилан оттуриға қойған иди. Байден ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши сәвәблик хитайниң тәсири астида қалған вә нәтиҗидә хитайдики кишилик һоқуқ кирзисиға қарши ипадә билдүрәлмәйватқан дөләтләргә қарши ярдәм беришни мәқсәт қилғанлиқини вә ғәрбтики демократик күчләрниң буниңға қарши тәдбир түзидиғанлиқини ейтқаниди. Байденниң позитсийәси сәвәбик хитай әндишәләнгән болуши мумкин дәп ойлаймән.”

Бу йиғинға түркийидин доғу перинчәкниң рәһбәрликидики “вәтән партийә” сидин 1200 киши қатнашқан, униңдин башқа ақ партийә вә җумһурийәт хәлқ партийәсидинму вәкилләр қатнашқан.

Мәзкур йиғинға түркийә җумһур рәиси рәҗәп тайип әрдоған мәктуп йоллиған болуп, мәзкур мәктуп түрк ахбаратида вә җумһур рәис ишханисиниң рәсмий тор бетидә елан қилинмиған. Бирақ хитайниң рәсмий хәвәр агентлиқидин мәлум болушичә, рәҗәп тайип әрдоған мәктупта, хитай коммунист партийәсиниң хитай хәлқигә җумһурийәт қурушта йол көрсәткәнликини, ши җинпиңниң хитайда йиңи бир сәһипә ачқанлиқини, икки дөләттики һөкүмәт бешидики партийәләрниң диялог системисида көрүнәрлик нәтиҗиләрниң қолға кәлгәнликини ейтқан.

Хитай ишлири мутәхәсиси мәмәттохти атавулла зияритимизни қубул қилип, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтниң тарихтики әң күчлүк мәзгилдә туруватқанлиқини, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң әзаси болған түркийәдәк бир дөләтниң хитай компартийәсигә охшаш пүтүн дуняда ләнәтлиниватқан бир сиясий партийәниң 100-йиллиқини тәбрикләшниң толиму нумус қиларлиқ бир һадисә икәнликини ейтти.

Мәмәттохти атавулла йәнә түркийәдики уйғур тәшкилатлириниң түркийәдики әл райини қолға кәлтүрүш арқилиқ түркийә сияситигә тәсир көрситәләйдиғанлиқини, түркийәдики уйғур тәшкилатлириниң түркийәдики авам-хәлқ билән болған мунасивәтни күчәйтишниң зөрүрлүкини ейтти.

Хитай һөкимити “бир бәлвағ бир йол” қурулуши вә бу қурулуш әтрапида шәкилләнгән иқтисадий күчидин пайдилинип сиясий тәсирини күчәйтишкә тиришиватқан болуп, көзәткүчиләр хитайниң мәзкур сияситиниң ғәрб демократик дөләтлири тәрипидин җиддий қариливатқанлиқини вә бу сиясәтни чәкләш үчүн әтраплиқ тәдбир түзиливатқанлиқини ейтмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.