Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши дуняға “хитай маллирини байқут қилиң” дегән чақириқ елан қилди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.04.25
uhrp-ramizan.jpg Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши дуняға елан қилған “хитай маллирини байқут қилиң” дегән чақириқи.
uhrp.org

Дуня мусулманлириниң мубарәк рамазан ейи башлиниш алдида турмақта. Һалбуки, мушундақ бир пәйттә һәммигә мәлум болғандәк уйғур дияридики уйғур вә башқа мусулманлар дуняниң башқа җайлиридики мусулманлардәк әркин, һөр һалда рамазанлиқ ибадәтлирини қилиши чәкләнгән. Йиллардин буян рамазан айлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний бастурушлирини күчәйтидиған мәзгили болуп кәлмәктә.

Милйонлиған уйғур вә башқа йәрлик мусулманларниң җаза лагерлириға қамалғанлиқи илгири сүрүлүватқан мушундақ бир мәзгилдә америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу йиллиқ рамазанда хитай маллирини байқут қилиш паалийитини оттуриға чиқармақта.

Вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатидин зияритимизни қобул қилған тәтқиқатчи зубәйрә шәмсидин ханимниң билдүрүшичә, “хитайниң мелини сетивелиш бүгүнки күндә хитайниң уйғурларни бастурушиға ярдәм қилғанлиқ билән баравәр икән. Чүнки хитай һакимийити иқтисадий тәрәптин қанчә күчләнгәнсери уйғурларға вә өзигә дүшмән дәп қариғанларға қарита техиму зор бастуруш елип баралайдикән.”

Зубәйрә ханимниң билдүрүшичә, хитай маллирини байқут қилиш тәшәббусини пәқәт уйғурлар арисидила әмәс, бәлки пүтүн дуня мусулманлири, һәтта пүтүн дуня хәлқи арисида кеңәйтиш еһтималлиқи мумкин икән. Нөвәттә дуняда уйғурларни қоллаш пикир еқиминиң күчийишигә әгишип, әмәлий һәрикәт елип бериш тәшәббуслириму күчәймәктикән. Уларниң рамазанда хитай маллирини байқут қилиш чақириқини елан қилиши болса хитай ишләпчиқарған мәһсулатларни сетивалмаслиқ арқилиқ хитайниң иқтисадий тәрәптин йәниму күчлинишигә һәссә қошмаслиқни мәқсәт қилидикән.

Зубәйрә ханим йәнә “һәр бир шәхс, һеч болмиса буни қилалайду. Хитай маллириниң орниға башқа дөләтләр ишлигән малларни сетивалса тамамән болиду,” дегәнләрни тәкитлиди.

Зубәйрә ханим йәнә хитайда ишләнгән һәр қандақ мални сетивалмаслиқни алди билән чәтәлләрдики уйғурлар арисида башлаш керәкликни оттуриға қойди. У алди билән уйғурларниң өз аилисидә күндилик турмуш буюмлири сетивалғанда хитай маллирини сетивалмаслиқ пиринсипи билән яшиши лазимлиқини, бу тәшәббусни өзидин башқа йәнә қолум-қошна, тонуш-билиш, хизмәтдаш, савақдаш вә башқиларғиму тәвсийә қилиши лазимлиқини тәкитлиди.

Улар бу чақириқ арқилиқ иккинчи қәдәмдә һәр қайси дөләтләрдики мусулманлар арисида шуниңдәк уйғурларни қоллайдиған мусулман тәшкилатлири, диний әркинлик вә кишилик һоқуқ органлири биләнму һәмкарлиқ орнитип, мунасип паалийәтләрни елип беришни пиланлимақта икән.

Америкадики мусулманлар арисида уйғурларни қоллаш паалийәтлирини қанат яйдуруватқан “сада вә нәзәр” тәшкилатиму бу йил апрелдин башлап “хитайдин пәрһиз тутуш” темисида һәрикәт қозғиған болуп, америкадики вә дунядики мусулманларни хитайниң маллирини сетивалмаслиқ вә ишләтмәслик арқилиқ дуняда мусулманларни әң еғир бастуруватқан хитай коммунист һөкүмитигә әмили һәрикәт арқилиқ наразилиқ билдүрүшни пиланлиған.

Бу тәшкилатниң рәиси имам абдулмалик муҗаһид тәшкилатниң бу түрдики дәвәт паалийәтлириниң америка миқясида охшимиған иштаттики мәсчит-җамәләрдә давам қиливатқанлиқини вә зор қоллашқа ериватқанлиқини баян қилди. Униң ейтишичә өткән һәптә ахири вашингтонда 3 күн давам қилған шималий америка мусулман тәшкилатлири чәмбирикиниң йиллиқ фестивалида сада вә нәзәр тәшкилати 5 миң парчә “хитайдин пәрһиз тутуш” тәшвиқат варақлири тарқатқан икән.

Абдулмалик муҗаһид әпәнди пүтүн дуканларни хитай маллири қаплиған бир шараитта америкида хитай маллирини сетивалмаслиқ принсипиға риайә қилип яшаш анчә асанға тохтимайдиғанлиқини, әмма буни ишқа ашурушниң тамамән мумкинликини тилға алиду:

“хитай маллирини рәт қилишимиз керәк, чүнки хитай мусулманларни бастуруватиду, у мусулманларниң етиқадини чәкләватиду, кишилик һоқуққа һөрмәт қилмайватиду. Шундақ икән, немә үчүн биз униңға һөрмәт қилимиз, немишқа билип туруп униң күчлиништә һәссә қошимиз? биз әркин дөләттә яшаватимиз, шуниң үчүн бизниң хитайни рәт қилиш, хитайниң мусулманларни бастурушиға қарши туруш әркинликимиз бар. Хитайға наразилиқ билдүрүш вә уйғурларға ярдәм қилиш унчә тәс әмәс, пәқәт мал сетивалғанда ‛хитайда ишләнгән‚ буюмларни сетивалмисақла, униңдин башқа дөләтләрдә ишләнгән малларни таллисақла купайә.”

Абдулмалик әпәнди йәнә өзиниң тәшкилатиниң уйғур кишилик һоқуқ қурулуши билән йеқин һәмкарлиқ орнатқан тәшкилат болуш сүпити билән уларниң оттуриға қойған 2019-йиллиқ рамазанда хитай маллирини байқут қилип чақириқиға қизғин аваз қошидиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

“статистикиларға қариғанда, америка ‏-хитай иқтисади һәмкарлиқлириниң күчийишигә әгишип техиму көп хитай маллири америка базирини монопол қилишқа башлиған. Һазир хитай америка истемал базиридин йилиға 4 йүз милярд долларлиқ пайда алидикән. Һеч болмиғанда биз хитайдики өзини қоғдаш имканийити болмиған, бастурулуватқан, өлтүрүлүватқан мусулманларға азғинә болсиму ярдәм қилалаймиз һәм қоллишимизни ипадилигән болимиз. Мана бу биз қилалайдиған әмәлий һәрикәт. Биз һәммимиз бирлишип қарши туралисақла хитай өзиниң зулумлирини тохтитишқа мәҗбур болиду.”

“хитайда ишләнгән” дәп йезилған маллар нөвәттә баһасиниң әрзанлиқи билән барғанчә дуня базарлирини игиләватқан болсиму, хитайниң милйонлиған уйғур вә башқа мусулманларни лагерларға қамишидәк қилмиши нөвәттә дуняниң җиддий диққитини қозғимақта. Хитай маллирини байқут қилиш яки хитай иқтисадини қоллимаслиқ қатарлиқ аммиви һәрикәтләрму йеқиндин буян хәлқарада көтүрүлүватқан уйғурларни қоллаш һәрикитидики бир зор аммиви долқунға қарап тәрәққий қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.