Корона вируси хитайниң қазақистан вә қирғизистан билән болған сода-иқтисадий алақилиригә тәсир көрсәтмәктә

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020.08.17
qirghizistan-virus.jpg Корона вирус мәзгилидә, айродром хизмәтчилири русийәдин кәлгән давалаш дәвалаш ярдәм буюмлирини айропиландин чүшүрмәктә. 2020-Йили 26-июл, бишкәк қирғизистан.
AP

Русийәниң “интерфакс” йеңилиқлар агентлиқиниң йеқинқи мәлуматлириға қариғанда, өткән йилниң декабир ейидин тартип хитайда башланған корона вируси юқуминиң йеңи түриниң дуняға тарилиши сәвәбидин барлиқ мәмликәтләр еғир вәзийәтни баштин кәчүрмәктикән. Шу мунасивәт билән нефит баһасиниң әрзанлап кетиши мәмликәтләр ара болған сода-иқтисадий мунасивәтләрниң хелила суслишишини кәлтүрүп чиқарған. Мундақ әһвал хитайниң қошна дөләтләр, җүмлидин қазақистан вә қирғизистан билән болған мунасивәтлиридиму байқалмақта.

“қаз тағ” ахбарат агентлиқиниң 15-авғустта елан қилған “қазақистан-хитай чеграсида үч кирип-чиқиш понкитиниң иши тохтитилди” намлиқ мақалида ейтилишичә, уйғур елидә карантин тәртипиниң чиңитилиши мунасивити билән хитайниң қазақистан билән болған “бахти”, “майқапчағайә” вә “ғалҗат” кирип-чиқиш понкитлириниң иши тохтитилип, бу өз нөвитидә қазақистанниң “нур җоли” кирип-чиқиш понкитида йүк машинилириниң топлинип кетишигә елип кәлгәникән.

Қазақистан санаәт министирлиқиниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном райони карантин дәвридә қазақистанниң пәқәт бәзи транспорт васитилириниң киришигә рухсәт бәргән һәм уларниң кирип-чиқиш тәртипини көрсәткән. Бу йүк тошуш җәрянлириниң қийинлишишиға һәм қазақистанниң “нур җоли” кирип-чиқиш понкитида йүк машинилириниң топлишишиға елип кәлгән. Шу мунасивәт билән қазақистанниң дөләт органлири уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт һәмдә хитайниң мәркизий һөкүмәт органлири билән тегишлик көрүшүшләрни елип барған.

“қазақ ахбарат бюроси” елан қилған “тиқма-тиқмичилиқ сәвәбидин хитай билән болған чеграда узақ мусапигә йүк тошиғучилар арисида муштлишиш вәқәлири йүз бәрди” намлиқ мақалида көрситилишичә, алмута вилайитиниң панфилоф, йәни яркәнт наһийәсидә орунлашқан “нур җоли” кирип-чиқиш понкитида йүк машинилириниң һәддидин ташқири топлишип кетишидин йүргүзгүчиләр арисида тоқунушлар орун алғаникән. Улар икки һәптидин ошуқ вақит таможнадин өтәлмәй аварә болған. Вәқә йүз бәргән җайға йетип кәлгән сақчилар көп вақит өтмәй тәртип орнатқан. Наһийә һакими тәрипидин тәшкилләнгән тез һәрикәт қилиш штаби тәркипигә таможна хадимлири, сақчилар, шундақла йүргүзгүчиләр киргән болуп, бу штаб мәсилини бир тәрәп қилмақтикән. Һазир вәзийәт турақлашқан.

Мундақ әһваллар буниңдин илгириму йүз бәргән болуп, шу мунасивәт билән өткән айда қазақистан вә хитайниң сода-иқтисадий һәмкарлиқи бойичә идарилири интернет мәҗлиси өткүзүп, вәзийәтни муһакимә қилған һәм тегишлик чариләр көргән. Бу һәқтә “литер” агентлиқида берилгән “хитайниң тиҗарәт министириниң орунбасари шәхсән өзи қазақистан билән болған чеградики тиқма-тиқмичилиқни тәкшүриду” намлиқ мақалида ейтилған.

Алмута шәһиридики әл-фараби намидики қазақ миллий университетиниң профессор, җуғрапийә пәнлириниң доктори шерипҗан надирофниң пикричә, буниң барлиқиға һазирқи дунядики иқтисад кризиси сәвәб болуватқан икән.

Шерипҗан надироф әпәнди мундақ деди: “истатистика мәлуматлириға қариғанда, дуня иқтисади 35-40 пирсәнткә төвәнләп кәтти. Шу сәвәбтин мәмликәтләр арисида һәмкарлишиш, һәр түрлүк сода ишлири аҗизлишип кәтти. Хитай хәлқ республикисини, шуниң ичидә шинҗаң-уйғур аптоном районини алсақ, алашанкөл, қорғас вә ғалҗат таможналири арқилиқ пүткүл хитай билән сода йүрүватиду. Бирақ карханиларниң бәзилири өз ишини тохтитип қойди, бәзилириниң иши интайин төвәнләп кәтти. Шуңлашқа мал алмаштурушма төвәнләп кәтти. Бу йәрдә сиясәт яки башқа ишлар йоқ. Униң сәвәби мушу корона вируси.”

Юқирида аталған мақалида йәнә дейилишичә, 2020-йили бәш ай ичидә икки мәмликәт оттурисидики өзара сода көләми 5.8 Милярд долларни тәшкил қилған. Бу җәһәттә қазақистандин хитайға киридиған товарлар көләминиң өсүши 15.7 Пирсәнтни, йәни 3.9 Милярд долларни тәшкил қилса, хитайдин киридиған товарлар 20.2 Пирсәнткә, йәни 1.9 Милярд долларға кемәйгән.

Игилишимизчә, ковид-19, йәни корона вируси вәзийити хитайниң мәркизий асиядики йәнә бир шерики қирғизистан билән болған өзара сода-иқтисадий алақилириғиму сәлбий тәсирини йәткүзмәктикән.

Йеқинда қирғизистанниң “аки прәс” йеңилиқлар агентлиқида берилгән “ташқи қәрз, қирғиз-хитай мунасивәтлири вә корона вируси билән күрәш” дәп аталған мақалидин мәлум болушичә, қирғизистанниң хитайдики әлчиси қарайим бахтиғулова икки мәмликәт оттурисидики һәмкарлиқ мәсилиси һәққидә сөһбәт бәргән. Униң ейтишиға қариғанда, қирғизистанниң ташқи товар оборотида һәм мәбләғ селишта хитай биринчи орунни игиләйдикән. 2019-Йили икки тәрәп оттурисидики товар оборотиниң көләми 1 милярд 816 милйон долларни, шу җүмлидин експорт 81.5, импорт 1 милярд 735 млн долларни тәшкил қилған. Бу йилниң алдинқи бәш ейи ичидә униң көләми хели қисқирап, омумий товар обороти бари-йоқи 271.6 Милйон долларни, шу җүмлидин експорт 16.1 Милйон, импорт 255.5 Милйон долларни тәшкил қилған.

Қирғизистанлиқ сиясәтшунас рәһим һапизоф әпәнди икки мәмликәт оттурисидики сода-иқтисадий алақилири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “1990-йиллири қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә хитайниң бир қанчә сода мәркәзлири ечилишқа башлиди. Хитай тәрәптин асасән кийим-кечәк, гәзмал, оюнчуқ, чинә-қача ваһаказилар сетилиду. Қирғизистан хитай билән асасән терә, юң, гөш вә бир қисим йәрлик санаәт товарлири арқилиқ сода қилиду. Хитай қазақистанниң қорғас вә әркәштам арқилиқ қирғизистан билән сода алақилирини елип бармақта. Корона вируси мунасивити билән йерим йилдин буян қирғизистан-хитай сода мунасивәтлири төвәнлимәктә.”

Мәлуматларға қариғанда, қазақистан вә қирғизистан мустәқиллиққа еришкәндин буян хитай билән болған сода-иқтисадий алақилирини һәр саһәләрдә раваҗландуруп кәлгәникән. Бу җәһәттә мутәхәссисләр хитайниң һәр хил иқтисадий лайиһәлири вә мәбләғ селиш арқилиқ бу икки мәмликәтниң иқтисадий әһвалиға қаттиқ тәсир йәткүзүватқанлиқини, шу мунасивәт билән һәр икки мәмәликәттә хитайниң иқтисадий бесимиға қарши наразилиқ һәрикәтлириниң орун еливатқанлиқини илгири сүрүп кәлгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.