Пирагада чақирилған “хитай мустәмликичилики вә уйғур райони” темисидики хәлқаралиқ йиғин мувәппәқийәтлик давамлашти
2023.11.25
Чехийәниң пайтәхти пирагада чақирилған “хитай мустәмликичилики вә уйғур райони” темисидики йиғинниң иккинчи күнидә алди билән америка җорҗ вашингтон университети дотсенти ерик шлусел әпәнди мустәмликичиликниң низами: мустәмликичилик һәққидә қандақ муназирә қилимиз? дегән темида лексийә сөзлиди.
У бу лексийәдә мустәмликичиликниң тәбири һәққидә мундақ дәйду:
Мустәмликә таҗавузчилиқи һоқуқ вә байлиқ мәнбәсини талишиш күриши болуп, биринчидин, у иқтисадий вә сиясий сүркилишләрни кәлтүрүп чиқириду, мустәмликичиләр йәрлик хәлқниң һәқ-һоқуқини рәт қилиду.
Иккинчидин, йәрлик хәлқләр өзиниң байлиқ мәнбәси вә һоқуқиниң таҗавузға учришиға қарши һәрикәтләр елип бариду вә бу таҗавузчи күчләрниң қаттиқ бастурушлириға учрайду, таҗавузчи күчләр һәр қандақ вақитта қаттиқ бастуруш вә қирғинчилиқни мәсилини һәл қилишниң алдинқи йоли дәп таллайду.
Үчинчидин, таҗавузчилар йәрлик хәлқләрни бойсундуруш үчүн, советлар вақтидикидәк милйонлиған хәлқни җаза лагерлириға солап, мал мүлки вә сиясий һәқ һоқуқлиридин мәһрум қилиду; арқидин қийин-қистақ вә инсан қелипидин чиққан һәр хил васитиләр билән ирқий қирғинчилиқ елип бариду. Биз һазирқи мәвҗут шәрқий түркистандики әмәлий әһвални юқириқиларға селиштурсақ әһвалниң юқириқидин техиму еғиррақ вә пәрқлиқ шәкилдә давам қилғанлиқини көрәләймиз.
Җорҗ вашингтон университети дотсенти ерик шлусел әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип, хитайниң мустәмликичилики һәққидә мәлумат берип өтти.
Арқидин сөзгә чиққан, австралийә монаш университети хитай тәтқиқати алий лектори кевин каррико “хитай милләтчилики вә мустәмликичилики” дегән темида сөзлиди. У лексийәсидә хитайниң уйғур мәдәнийити, өрп-адәтлири, кийим-кечәклиригичә өзгәртишкә урунуватқанлиқини дәлилләр билән көрситип, буниң типик мустәмликичиликниң ипадиси икәнликини илгири сүрди.
Кевин каррико әпәндиниң арқидин сөзгә чиққан доктор дилнур рәйһан ханим икки җумһурийәтниң рәислири вә шәрқий түркистанниң мустәмликә қилиниш җәряни һәққидә мәлумат бәрди, шундақла шәрқий түркистанниң әсли тәбири бойичә тоғра атилиши, тоғра тонулуши керәкликини, йәни униң хитайниң бир парчиси әмәс, бәлки мустәмликиси сүпитидә тилға елиниши керәкликини илгири сүрүп, мустәмликичиликниң әң рошән ипадисидин бири, йәрлик хәлқләрниң аз санлиқлаштурулуши икәнликини билдүрди.
Тарих пәнлири доктори нәбиҗан турсун әпәнди болса “хитайниң йеңи мустәмликичилик истратегийәси вә уйғурларниң миллий тарихий кимликини өзгәртиштин җуңхуа миллитигичә” мавзулуқ доклатида хитайниң ирқий қирғинчилиқ йүргүзүшиниң муһим бир ипадиси, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини теңиш арқилиқ уйғурларниң миллий тарихи вә мәдәнийәт кимликини өзгәртип, уйғурларни йеңидин хитай миллити йәни җуңхуа миллити намида ясап чиқишқа тиришиватқанлиқини шәрһлиди.
У хитайниң буниң үчүн уйғурларниң тарихий кимлики, уйғур елидики нопус үстүнлүки, уйғурларниң тарихтин буян асаслиқ рол ойниғучи милләт икәнликини өзгәртиватқанлиқини, уйғурларниң бу җайдики асаслиқ милләтлик орнини кичиклитип шу җайдики аз санлиқ милләтләрниң бири сүпитидә көрситиватқанлиқини, һәтта “уйғурларниң уйғур елиниң йәрлик хәлқи әмәс, бәлки көчүп кәлгән хәлқ, улар һечқачан мустәқил дөләт қурмиған, шинҗаң баштин ахири хитайниң башқурушида болған”, дейиш арқилиқ уйғурларниң сиясий тарихи, игилик һоқуқи вә әзәлдин давамлашқан йетәкчилик қилиш орнини йоқитиватқанлиқини шәрһлиди.
Әнглийәдин кәлгән доктор аблимит бақи “уйғур маарипидики хитай мустәмликичиликиниң ипадиси” дегән темида лексийә сунди. Түркийә оттура шәрқ техника университетидин ишик қушчи ханим “шәрқий түркистанда хитай мустәмликичилики вә муһаҗирәттики уйғурлар” дегән темида лексийә сунди. У зияритимизни қобул қилип, муһаҗирәттики уйғурларни тәкшүрүш җәрянида байқиған мәсилиләр һәққидә көз қарашлирини баян қилди.
Икки күн давам қилған бу йиғинға америка, австралийә, әнглийә, фирансийә, түркийә, германийә вә японийәдин оттузға йеқин тәтқиқатчи, алим қатнашқандин башқа йәнә чех пәнләр академийәсиниң мәсуллири вә академиклири қатнашти. Бу йиғинға қатнашқан мутәхәссисләр уйғур райони вә мустәмликә тарихий вә һазирқи мустәмликә мәсилилири һәққидә юқири сәвийәлик илмий доклатлар бәрди һәмдә йиғин қатнашқучилириниң соаллириға җаваб бәрди.
Бу паалийәтни чех пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институти, явропа уйғур институти, җәнвә университети шәрқий асия тәтқиқат бөлүми бирлишип өткүзгән болуп, бу йиғин хәлқаралиқ уйғур тәтқиқати вә уйғур мәсилиси һәққидә хитайниң уйғур елини мустәмликә қиливалғанлиқи вә бу йәрдики мунасивәтниң мустәмликә қилғучи билән мустәмликә болғучи арисидики мунасивәт икәнликини тәтқиқ қилидиған, әң чоң хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини һесаблинидикән.