Мутәхәссисләр: хитай мәдәнийити оттура асияда пут тирәп туралмайду
2023.06.26
Хитай “бир бәлбағ бир йол” истратегийәси арқилиқ оттура асияға йүрүш қилған 10 йил мабәйнидә, иқтисадий җәһәттә бу райондики дөләтләргә бәлгилик мәнпәәт йәткүзгән болсиму, юмшақ күч, йәни хитай мәдәнийитини оттура асияға елип кириштә, оттура асия хәлқини хитайға майил қилишта һечқанчә үнүмгә еришәлмигән.
Йеқинда, “хитайлаштуруш” намлиқ тор бетидә елан қилинған “хитайниң оттура асиядики юмшақ күчиниң аҗизлиқи” намлиқ мақалидә, оттура асиядики мусулман түркий хәлқләрниң қиммәт қариши вә яшаш усулиниң хитайға қәтий охшимайдиғанлиқи, яшларниң асасән ғәрб әллиригә қизиқидиғанлиқи, хитайниң гәрчә бу дөләтләргә пул елип кәлгән билән, мәдәнийәт елип келәлмигәнлики вә хәлқниң қәлбини майил қилалмиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Мақалидә көрситилишичә, алдинқи айда шиәндә хитай билән оттура асиядики бәш дөләт башлиқлири йиғини ечилған, нурғун келишимләр имзаланған болсиму, улар асасән иқтисад вә саяһәтчилик ишлириға мәркәзләшкән. Хитайниң гәрчә оттура асия дөләтлири билән иқтисадий алақиси күчәйгән болсиму, хәлқниң хитайға қарши наразилиқи вә ғәрб әллириниң бу райондики тәсири хитайға зор қийинчилиқ туғдурған. Хитайниң оттура асиядики мәдәнийәт тәсири йәнила аҗиз болуп, бу реаллиқни өзгәртишму наһайити қийин икән.
Америка җорҗи вашингтон универсиитетиниң оттура асия тәтқиқатчиси, профессор шан робертс әпәнди бу һәқтики соалимизға җаваб берип мундақ деди: “хитай узундин бери оттура асияға юмшақ күч ишлитип кәлгән болсиму, қисмән мувәппәқийәт қазиналиди. Чүнки оттура асияда тарихтин қалған бир хитайдин қорқуш писхикиси бар. Чүнки совет парчиланғандин кейин хитай билән русийә арисида қалған қазақистан тарихниң тәкрарлинишидин қорқиду, чиң сулалиси дәвридә қазақ қәбилилири билән хитай арисида тоқунуш йүз бәргән. Билишимчә, қазақистанда хели бир мәзгил хитайчә өгиниш давамлашти, хитайға оқуғучи әвәтиш түрлири йолға қоюлуп, бәлгилик нәтиҗиләр қолға кәлтүрүлди. Әмма мениңчә, омумән ейтқанда, оттура асия хәлқидә хитайдин қорқуш йәнила еғир”.
Бу мақалидә, хуадуң педагогика университети оттура асия тәтқиқат мәркизиниң башлиқи лу гаң йеқинда елан қилған бир мақалиниң мәзмуни берилгән; лу гаң бу мақалисидә: “хитайниң чегра бихәтәрлики вә ғәрбий район (мәсилән, шинҗаң) ниң муқимлиқи үчүн, хитай һөкүмити ғәрбий район билән униңға қошна дөләтләрни бир гәвдә дәп қариши, иқтисадтин башқа йәнә мәдәнийәт, маарип ишлириғиму әһмийәт бериши керәк” дәп язған. Лу гаң бу йәрдә оттура асияни русийә билән ғәрбниң тәсиридин халий қилишниң зөрүрлүкини оттуриға қойған болуп, бу районни хитайниң иқтисад вә мәдәнийәт чәмбирики ичигә елиш керәкликини тәкитлигән.
Қазақистанниң алмута шәһиридә яшаватқан мәдәнийәтшунас, профессор алимҗан тиливалди радийомизниң зияритини қобул қилип, хитай мәдәнийити билән оттура асия хәлқиниң тәпәккур қилиш усули вә етиқадида чоң пәрқ барлиқини, шуңа хитайниң оттура асияға тәсир көрситишиниң қийин икәнликини билдүрди.
Хитай мутәхәссис лу гаңниң қаришичә, хитай оттура асияға сиңип кириштә әвзәл орунда болуп, иқтисад җәһәттә русийәдин үстүн турса, макан җәһәттә америка вә явропа дөләтлиридин йеқин. Әмма лу гаң, узақ муддәтлик мәнпәәт үчүн оттура асия хәлқини хитайға майил қилишниң зөрүрлүкини әскәртип: “әгәр мәдәнийәттә ортақлиқ болмиса, йәрлик хәлқ билән қәлбдаш болғили болмайду; иқтисадий һәмкарлиқ вә аддий тәшвиқатлар билән оттура асияға узақ муддәтлик тәсир көрсәткили болмайду. Истемал базири йәрлик хәлққә күндилик турмуш мәдәнийитини сиңдүрүшниң, йәни мәдәнийәттә ортақлиқ һасил қилишниң муһим усули. Шуңа биз оттура асияда чечилип кәткән хитай содигәрлирини йиғип хитай базири қуруп, хитай мәдәнийитиниң сеһрий күчини намаян қилишимиз, йәрлик хәлқниң көңлини утуп, уларни хитайни яхши көридиған қилишимиз керәк” дегән.
Шан робертс әпәнди оттура асияда хитайниң әң муһим иқтисадий гәвдә болсиму, русийә билән ғәрб дөләтлириниң сиясий тәңпуңлуқ вә мәдәнийәт җәһәттә оттура асияда муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитайниң оттура асияда барғансиери муһим орунға өтүватқанлиқи вә бу райондики тәсирини күчәйтиватқанлиқини көрүватимиз. Русийә украинаға һуҗум қилған бу вәзийәттә оттура асия дөләтлириниң русийәдин қорқуватқанлиқи вә униңға ишәнмәйватқанлиқиниму көрүватимиз. Шуңа көплигән оттура асия дөләтлири хитай билән ғәрб әллиригә техиму йеқинлашмақчи болуватиду. Бир тәрәптин улар хитайни қошна, иқтисадий җәһәттә йөләнчүк дәп қариса, йәнә бир тәрәптин, хитайниң тәсиридин қорқиду. Шуңа улар ғәрб дунясиға—америка вә явропа иттипақиға техиму йеқинлишишқа тиришиватиду”.
Қазақистанда яшаватқан гио-иқтисад мутәхәссиси профессор шәрипҗан надироф әпәнди хитайниң гәрчә иқтисадта пайда йәткүзгән билән, йеңи техника, санаәт вә сүпәтлик тәрәққият елип келәлмигәнликини, оттура асия дөләтлириниң һазирму русийә вә ғәрб мәдәнийитигә йеқин икәнликини, хитай мәдәнийитиниң йилтиз тартиш асаси йоқлуқини билдүрди.
Лу гаң йәнә қазақистан билән қирғизистандики даңлиқ алий мәктәпләрниң америкачә маарипни қоллиниватқанлиқини, рус тилидин башқа инглиз тилини дәрслик қиливатқанлиқини, яшларниң вә сәр хилларниң фесбок, тивиттер қоллинидиғанлиқини, ғәрб таратқулириниң хәвәрлирини аңлайдиғанлиқини, хитайниң уларға тәсир көрситиштә бәкму арқида қалғанлиқини, бу вәзийәтни оңлаш үчүн уларниң һөкүмитини ишқа селиш керәкликини оттуриға қойған.
Һалбуки, шәрипҗан надироф әпәнди қазақистанда хитайчә өгиниватқан вә хитайда оқуватқан яшларниң көпийиватқанлиқини қәйт қилди.
Лу гаңниң оттура асияни мәдәнийәт билән әл қилиш тәклипи хитайниң уйғур қатарлиқ милләтләргә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайити билән рошән селиштурма һасил қилған. Хитай һакимийити қурулғандин бери тәкитләватқан “милләтләр иттипақлиқи” му әслидә хитайниң уйғур қатарлиқ милләтләрни өзигә майил қилиш шоари болуп, 2009-йил йүз бәргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” бу шоарниң сахта пәрдисини йиртип ташлиғаниди. Хитай һөкүмити кейинки вақитларда “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси” дегән гәпни базарға салди. Хитайға сиңишни рәт қилған уйғурларни түркүмләп лагерларға солап йоқатти, сиртта қалғанларни хитай мәдәнийитини қобул қилишқа зорлиди. Мана буниңдин, хитайниң уйғурларни хитайлаштуруш у яқта турсун, хитайға майил қилиштиму мувәппәқийәт қазиналмиғанлиқини вә ахирда әң қәбиһ усулда ирқий қирғинчилиқ йолиға маңғанлиқини чүшиниш тәс әмәс. Бундақ әһвалда, уйғурлар билән кимлик вә мәдәнийәт җәһәттә қериндаш болған, әмма мустәқил дөләтләрдә яшаватқан оттура асия хәлқини хитайға майил қилиш вә мәдәнийәт җәһәттә бойсундуруш мумкинму?
Профессор алимҗан тиливалди бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду:“хитайниң башқа милләтләрни кәмситиши, тәқиб астиға елиши, қамап қоюши уларниң ‛ақ-қара мәдәнийити‚ үстигә қурулған. Хитайниң тарихтин бери йүргүзүп зулум вә сүргүн сиясити шәрқий түркистан хәлқиниң қәлбидә сақаймас җараһәт қалдурған турса, мәркизий асияға юмшақ күч ишлитиши қанчилик үнүм бериду? бу районда һазир түркчилик еқими күчийиватиду, түркий хәлқләрниң бир-биригә болған әқидиси йәнила күчлүк” деди.