Хитай-пакистан мунасивитидики давалғушлар вә пакистандики уйғурлар (2)
2024.12.13
Йеқиндин буян хәлқара таратқуларда хитай билән пакистан мунасивитидә йүз бериватқан давалғушлар һәққидики хәвәрләр көпәймәктә. Болупму пакистандики балучистан қораллиқ күчлириниң хитайниң шу җайдики “бир бәлбағ, бир йол” қурулушиға мәбләғ салған хитай ширкәтлиридә ишләватқан хитай инженерлири вә пуқралирини нишан қилған бирқанчә қетимлиқ һуҗумидин кейин, пакистан билән хитайниң мунасивити йириклишип, нәччә милярд долларлиқ ул әслиһә түри болған “хитай-пакистан иқтисад каридори” қурулуши астилап қалғанлиқи вә бу сәвәбтин хитай пакистан оттурисидики “бир бәлбағ бир йол” қурулушидики һәмкарлиқниң бузулуватқанлиқи диққәт қозғимақта.
Хитайниң қошниси болған пакистанда өткән әсирниң 60-йиллири яки униңдин илгирики чағларда һәр хил сәвәбләр билән пакистанға келип йәрлишип қалған уйғурлар бар болуп, улар пакистанниң равалпинди вә гилгит қатарлиқ өлкилиридә нисбәтән көп олтурақлашқан. Игилишимизчә, бу уйғурлар пакистан пуқралиқиға өтүп болған вә пакистанда яшаватқан болсиму, күндилик турмушида уйғур кимлики, уйғур өрп-адәтлирини сақлап қелишқа тиришиватқан, уйғур елидики уруқ-туғқанлири билән болған алақисини давам қиливатқан болуп, хитай-пакистан мунасивитидики өзгиришләр улар әң диққәт қилидиған нуқтиларниң биригә айланған.
Пакистандики уйғур паалийәтчилиридин өмәр уйғур әпәндиниң билдүрүшичә, пакистан-хитай оттурисидики мунасивәт 2000-йиллардин кейин күчәйгән болуп, бу әһвал пакистанда яшаватқан уйғурларға бәлгилик тәсир көрсәткән. Болупму йеқинқи йилларда хитай һөкүмити пакистанниң һәрқайси җайлиридики хитай консулханилириниң ярдими арқилиқ пакистанда аталмиш “пакистандики шинҗаңлиқ муһаҗирлар”, “шинҗаң достлуқ гуруппилири” ни қуруш вә бу гуруппиларға әза болған уйғурларға нәп йәткүзүш арқилиқ, пакистанда хитайға майил бир түркүм уйғурларни өзигә тартишқа тиришмақта икән.
Пакистанниң гилгит районида яшайдиған уйғур тиҗарәтчи абдуқәйюмға телефон қилғинимизда, у хитай һөкүмитиниң пакистанға һәм шинҗаңдики уйғурларға зор тәрәққият вә иқтисадий мәнпәәтләр елип кәлгәнликини махтиди.
Өмәр уйғур әпәндиниң билдүрүшичә, пакистанда яшаватқан уйғурлар арисида, хитай һөкүмитиниң иқтисадий мәнпәәтигә еришкән хитай һөкүмитигә майил бир түркүм уйғурлар бар болуп, улар хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини қилиштин башқа “өмәр уйғур вәхписи” гә охшаш уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлиригиму үзлүксиз тосқунлуқ қилип кәлмәктә икән.
Өмәр уйғурниң билдүрүшичә, хитай консулханилириниң ярдими билән пакистанда қурулған аталмиш “пакистандики шинҗаңлиқ муһаҗирлар” вә “шинҗаң достлуқ гуруппилири” хитай һөкүмитигә янтаяқ болуп, пакистандики уйғурларниң әһвалини хитай консулханилириға йәткүзүп туруш, хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини қилиш қатарлиқ паалийәтләр билән шуғуллинидикән.
Гилгитлиқ уйғур тиҗарәтчи абдулқәюм хитайниң пакистан билән болған достлуқини махтап, буниңдин өзлириниңму мәнпәәт еливатқанлиқини йошурмиди. У өзиниң 1980-йиллардин кейин һәр йили дегүдәк уйғур райониға берип-келип тиҗарәт қиливатқанлиқини, шуңа бу җайдики тәрәққиятни өз көзи билән көрүп келиватқанлиқини билдүрүп, 2024-йил ичидә тиҗарәт билән 5 қетим уйғур райониға барғинида, өз туғқанлириниң илгирикидин бай болуп кәткәнликини һаяҗан ичидә баян қилди.
Униңдин нөвәттә ғәрб дөләтлиридә, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситидә қаттиқ әйиблиниватқан “уйғур ирқий қирғинчилиқи”, “уйғур мәҗбурий әмгики” мәсилисигә қандақ қарайдиғанлиқини сориғинимизда, у дәрһал “буларниң һәммиси ялған тәшвиқат” деди.
Пакистандики уйғур паалийәтчи өмәр уйғурниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити өзиниң уйғурларға йүргүзгән сиясити ақлашта, пакистанда мушу хилдики кишиләргә иқтисадий җәһәттин нәп берип, уларни өзиниң тәшвиқат қоралиға айландурмақтикән.
Хәвәрләрдин мәлум болғинидәк, хитайниң уйғурларға йүргүзгән қәбиһ җинайәтлири америка қатарлиқ ғәрб әллиридә “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилгәндин буян, хитай һөкүмити пакистан-хитай мунасивитиниң йеқинлиқидин пайдилинип, пакистандики хитайға майил уйғурларға, намрат аилиләргә иқтисадий җәһәттин ярдәм бериш, пакистандики уйғур тиҗарәтчилириниң чеградин өтүп сода қилишиға пурсәт бериш, пакистандики аталмиш уйғур муһаҗирлиридин өмәк тәшкилләп саяһәт қилдуруш қатарлиқ усуллар арқилиқ, өзиниң “хитай компартийәси һөкүмранлиқидики уйғурлар бәхтлик”, “хитайниң шинҗаң яхши сиясити” тәшвиқатини техиму күчәйтмәктә икән.