Хитай қазақистанға һәрбий арилишишни қоллап, бихәтәрлик ярдими бериш тәклипи сунған

Мухбиримиз әркин
2022.01.12
Хитай қазақистанға һәрбий арилишишни қоллап, бихәтәрлик ярдими бериш тәклипи сунған “коллектип бихәтәрлик шәртнамиси” тәшкилатиниң намида қазақистанға йетип кәлгән русийә әскәрлири. 2022-Йили 6-январ.
Social Media

Хитай өткән һәптә қазақистанда партлиған мәмликәт характерлик наразилиқ һәрикити вә наразилиқниң тоқунушқа айлинип, “коллектип бихәтәрлик шәртнамиси” тәшкилатиниң қораллиқ арилишишини қоллиған. 2-январ қазақистанда партлиған наразилиқ һәрикити русийә билән хитайниң бу райондики риқабитигә аит соалларни пәйда қилған болсиму, бирақ униң русийәниң қошун киргүзүшини қоллиши, шундақла қазақистанға бихәтәрлик ярдими бериш, “ташқи күчләр” гә қарши туруш тәклипини сунуши диққәт қозғиди.

Мәлум болушичә, хитай ташқи ишлар министири ваң йи бу сөзләрни 10-январ русийә ташқи ишлар министири лавроф, қазақистан ташқи ишлар министири муқтәр тилубәрди билән телефонда сөзләшкәндә ейтқан. Ваң йи лавроф билән сөзләшкәндә, русийә башчилиқидики коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатиниң “қазақистанниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилиш” алдинқи шәртидә униң зораванлиқ вә террорлуқ күчлиригә зәрбә беришигә ярдәм беришини қоллайдиғанлиқини билдүргән.

У, һәрбий арилишишниң қазақистанда муқимлиқни әслигә кәлтүрүш үчүн “‍иҗабий рол ойниғанлиқи”, хитай билән русийәниң “районда қалаймиқанчилиқ вә уруш партлишиға һәргиз йол қоймаслиқи” ни ейтқан. Ваң йи шу күни йәнә қазақистан ташқи ишлар министири муқтәр тилубәрди билән сөзлишип, униңға қазақистан билән “қанун ‍иҗрақилғучилар билән бихәтәрлик” һәмкарлиқини күчәйтишни, “ташқи күчләр” гә қарши турушиға ярдәм беришни халайдиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмәт таратқулириниң ашкарилишичә, муқтәр тилубәрди хитайниң тәклипигә тамамән қошулидиғанлиқи, хитай билән йеқин алақидә болуп турушни, бихәтәрлик һәмкарлиқини күчәйтишни, террорлуқ, бөлгүнчилик вә ашқунлуқни өз ичигә алған “3 хил күчләр” гә қарши биргә күрәш қилишни халайдиғанлиқини ейтқан. Лекин бәзи қазақистан зиялийлириниң ейтишичә, тоқайефниң коллектип бихәтәрлик шәртнамисидики дөләтләр қисимлирини қазақистанға тәклип қилиши уларни ‍үмидсизләндүргән. Қазақистандики “хәлқара қанун тәшәббуси институти” ниң директори, адвокат айна сорманбайева 12-январ бу һәқтики зияритимизни қобул қилди.

Айна сорманбайева мундақ дәйду: “русийә қисимлири бизниң дөлитимизгә киргән әһвалда биз келәчәккә үмидвар қариялмаймиз. Бу бир ишғалийәт, бир ташқи ишғалийәт. Тоқайеф (қазақистан) җәмийити яки хәлқиниң һечқандақ мәслиһәтини алмай русийә қисимлирини чақиртип кәлди. яқ, у қазақистан парламентиниңму мақуллиғини алмиди. У аталмиш коллектип бихәтәрлик қисимлирини ‍өз алдиға чақиртип кәлди. Биз униң қандақ коллектип бихәтәрлик икәнликини билимиз. Униңда русийә қисимлири асаси салмақни игиләйду. Әрменийә, беларусийә, қирғизистан қисимлири наһайити аз санлиқни тәшкил қилиду. Қени көримиз. Бүгүн бу қисимларниң әтидин башлап чекинишкә башлайдиғанлиқини ейтти. Қени буниму көримиз”.

Хитай русийәниң қазақистанға арилишишини қоллиған болсиму, бирақ бәзи мутәхәссисләр бейҗиң билән москва оттурисидики җиддийликниң йәнила мәвҗүтлуқи, қазақистан кризисида русийәниң үстүнликкә еришкәнликини билдүрди. Америкадики хәлқара сиясәт тәтқиқатчиси, кор анализ орни вә “сиясий хәвп” намлиқ тор журнилиниң қурғучиси, доктор андерс кор 12-январ бу һәқтики зияритимизни қобул қилди.

Андерс кор мундақ деди: “хитай билән русийә мол нефит, тәбиий газ, мис вә уран мәнбәси болған қазақистанда тәсир күчи талишиватиду. Истратегийәлик орни бу икки дөләтниң ‍оттурисидики қазақистан, русийәниң бирдин бир оттура асиядики сабиқ совет җумһурийәтлиригә чиқиш дәрвазиси. Бирдинбир дәрвазиси. Қазақистан йәнә русийә билән хитайниң пайдилиқ базири. 2019-Йили русийә қазақистанға 14 милярд долларлиқ, хитай 10 милярд долларлиқ експорт қилған. Қазақистандики русийә қошуни москваниң бу дөләттики тәсирини мустәһкәмләйду һәм уни қорчақ һакимийәткә айландуриду”.

Лекин андерс корниң ейтишичә, һазир русийә үстүнликкә еришкән болсиму, лекин узун муддәттә хитай зор иқтисадий күчини қоллинип, русийә билән қазақистанни өзиниң муддиасиға бойсундуруши мумкин икән. Андерс кор: “русийә әскири қошун чиқирип, хитайниң үстигә миниши, шундақла бейҗиңпәрәс болған кәрим мәсимофниң қолға елиниши москваниң һазирчә үстүнлүккә еришкәнликини көрситиду. Москва билән бейҗиң оттурисида җиддийлик йәнила мәвҗут. Узун муддәттин қариғанда, хитай бәлким ғайәт зор иқтисадий күчини ишлитип, москвани, җүмлидин қазақистанниму өзиниң мәқситигә бойсудуруши мумкин”.

Лекин йәнә бәзи анализчиларниң қаришичә, “коллектип бихәтәрлик шәртнамиси” тәшкилатиниң қазақистан вәзийитигә арилишишидин русийә билән хитайниң һәр иккиси пайда алған. “дипломат” журнилида 11-январ елан қилинған бу һәқтики бир мақалидә, русийәниң қазақистанға мудахилә қилиши, русийә-хитай арисидики сүркилиштин көпрәк улар оттурисидики оттурисидики мунасивәтниң мустәһкәмликини намаян қилғанлиқи тәкитләнгән.

Мақалидә, русийәниң қазақистанға мудахилә қилиши “хитайниң райондики тәсириниң техиму кеңийишини тосиду, шундақла русийәниң райондики зомигәрлик ролини испатлайду, дейиш қисмән тоғра” болсиму, бирақ “қазақистандики вәқәләр русийә билән хитайниң оттура асиядики мунасивәтлиридә парчилиниш пәйда қилмиғанлиқи” тәкитләнгән. Қазақистан президенти өткән һәптә партлиған кәң көләмлик наразилиқ һәрикитини “ташқи күчләр” гә бағлап, “коллектип бихәтәрлик шәртнамиси” тәшкилатини ярдәмгә чақирған. Буниң мәзкур тәшкилати русийә башчилиқидики қораллиқ қисимлирини қазақистанға киргүзгәниди.

Қазақистан “хәлқара қанун тәшүббиси институти” дики айна сорманбайеваниң ейтишичә, қалаймиқанчилиқ тинчланған болсиму, бирақ вәзийәт йәнила интайин җиддий икән. У, болупму президент тоқайефниң қораллиқ қисимларға “агаһландуруш бәрмәй оқ чиқириш” буйруқи бериши, пуқраларниң бихәтәрликигә еғир тәһдит салмақтикән.

Айна сорманбайева мундақ дәйду: “җиддий һаләт вәзийити вә агаһландурмай оқ чиқириш буйруқи кочиға чиққан кишиләргә, болупму кечиси кочиға чиққанларға җиддий хәвп елип кәлмәктә. Нөвәттә кечиси саәт 11 дин әтиси әтигән 7 гичә талаға чиқишқа болмайду. Һазир алмута шәһиридә етишиш тохтиди. Лекин һазирқи асаслиқ хәвп агаһландуруш бәрмәй оқ чиқириш болуп қалди. Нурғун бигунаһ кишиләр ‍өлди. Қанчилик кишиниң ‍өлгәнликини һечким билмәйду. Тутқун қилинғанларниң қәйәрдә тутуп туруливатқанлиқиниму билмәймиз. Тутқунларниң 10 миңдин ашидиғанлиқи ейтилмақта. Уларниң һечқандақ из дерики берилмиди”.

Айна сорманбайеваниң ейтишичә, қазақистан сабиқ совет иттипақидики н к в д ниң бастуруш усулини қолланмақтикән.

У: “һечким билән көрүштүрмәй тутуп туруш хәлқара ‍өлчәмләрдә қийин-қистақтур. Һалбуки, наразилиқ билдүргүчиләр тинч намайишчилар болуп, улар башта алмута шәһириниң мәркизидики намайишларда тинчлиқ билән сиясий өзгириш елип беришни тәләп қилған. Бирақ сақчилар уларға ‍оқ чиқиришқа башлиди. Сақчилар алди билән оқ чиқирип, кишиләрни ‍өлтүрди……. Биз совет иттипақидики н к в д һәм к г б ниң бастуруш усулидики бастурушқа учраватқанлиқимиздин әндишә қилимиз” деди.

Лекин хитай һөкүмәт таратқулириниң ейтишичә, ваң йи муқтәр тилубәрди билән сөзләшкәндә йәнә қазақистанниң қазақистандики хитай органлириниң вә хадимлириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишини тәләп қилған. У: “биз бирликтә рәңлик инқилаб елип бериш урунушлириниң алдини елиш вә униңға қарши туруш үчүн тиришимиз һәмдә ташқи күчләрниң арилишиши вә сиңип киришигә бирликтә қарши туримиз. Хитай билән қазақистанниң асаслиқ һәмкарлиқ түрлириниң бихәтәрлики вә оңушлуқ елип берилишигә капаләтлик қилимиз һәмдә қазақистанниң қазақистандики хитай органлириниң вә хадимлириниң бихәтәрликигә үнүмлүк капаләтлик қилидиғанлиқиға ишинимиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.