Хитай-қирғизистан-өзбекистан төмүрйоли қурулуши келишиминиң 27 йилдин кейин имзалиниши диққәт қозғимақта
2024.06.11

1997-Йилидин бери пиланланған, әмма қирғизистан билән өзбекистанниң мақуллуқиға еришәлмәй келиватқан қәшқәр-пәрғанә арисидики “хитай-қирғизистан-өзбекистан төмүрйоли” қурулушиниң 27 йилдин кейин келишим һасил қилиниши, диққәт қозғимақта.
Хитайниң “шинхуа тори” ниң хәвиридә ейтилишичә, 6-июн күни бейҗиңда хитай-қирғизистан вә өзбекистан төмүр йол қурулуш түри бойичә һөкүмәтләр ара келишим имзалаш мурасими өткүзүлгән. Мәзкур келишим имзалаш мурасимида, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң бу қурулушни “хитайниң оттура асия билән болған алақисиниң истратегийәлик түри вә үч дөләт оттурисида ‛бир бәлбағ бир йол‚ бәрпа қилиштики абидә характерлик қурулуш” дәп мәдһийәлигән. Ваһаләнки, узун йиллардин буян қирғизистан билән өзбекистан, хитай билән болған қатнаш мусаписини зор дәриҗидә қисқартидиған бу төмүр йол қурулушиға қарита өзлирини иқтисадий җәһәттин зор миқдарда қәрзгә боғуп қуюштәк гуман вә әндишә билән қарап кәлгән, игилинишичә, бу төмүрйол қурулуши қәшқәрдин қорғас еғизи арқилиқ ташкәнткә баридиған 4500 километирлиқ мал тошуш төмүрйол мусаписини 523 километирға чүшүрүдикән.
Қазақистандики уйғур сиясий паалийәтчи вә тарихчи қәһриман ғоҗамбәрди бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилди. У, шунчә узун йиллар өткәндин кейинки бүгүнки күндә, хитай-қирғизистан-өзбекистан үч дөләт арисидики төмүрйол қурулушини башлаш тоғрилиқ үч тәрәпниң келишим һасил қилиши тоғрулуқ өз қарашлирини аңлармәнләр билән ортақлашти.
Қәһриман ғоҗамбәрди, хитайниң оттура асия җумһурийәтлири билән болған сиясий-иқтисадий, қатнаш, енергийә, ул-әслиһә қурулуши, маарип, пән-техника, саяһәт-мәдәнийәт қатарлиқ җәһәтләрдә күнсайин күчийиватқан һәмкарлиқ мунасивитиниң арқисиға йошурунған ғәрәзлирини тилға алди. Униң қаришичә, бу хилдики аталмиш “һәмкарлиқ” мунасивитигә маһийәттә хитайниң оттура асия җумһурийәтлиригә қарита елип бериватқан кеңәймичилик ғәризи, йошурунғанлиқини әскәртип өтти.
“шинхуа тори” ниң дейишичә, келишим имзалаш мурасимида ши җинпиң йәнә, “хитайниң қирғизистан вә өзбекистан билән һәмкарлишип, үч дөләт хәлқигә вә нәп йәткүзидиған, район иқтисади вә иҗтимаий тәрәққиятини илгири сүридиған бу истратегийәлик йолни балдуррақ бәрпа қилишни халайдиғанлиқи” ни билдүргән. Қирғизистан пирезиденти җаппароф вә өзбекистан пирезиденти мирзияйифларму “бу төмүр йолниң районниң ортақ тәрәққиятини илгири сүрүш вә һәр қайси дөләт хәлқлириниң бәхт-саадитини ашуруш үчүн йеңи ярдәм билән тәминлишидин үмид барлиқи” ни билдүрүшкән.
Хитай таратқулирида йәнә мәзкур хитай-қирғизистан вә өзбекистан төмүрйол қурулушиниң әмәлийлишишини тезлитиш, ма шиңрүйниң өзбекистан вә қирғизистанда елип барған зияритиниң күнтәртипидики муһим темиларниң бири болғанлиқи қәйт қилинған.
Америкадики хитай анализчи, язғучи хе әнчүән бу һәқтә пикир баян қилип мундақ деди:
“узун йиллардин кейин, хитай билән оттура асиядики бу дөләтләрниң төмүрйол қурулуши үчүн һәмкарлиқ орнитиши, уларда ортақ мәнпәәт вә сиясий еһтияҗниң болғанлиқидин дәп қараймән. Чүнки хитайниң мәқсити явропа вә америкаға қарши бирликсәп түзүштур. Йәнә бир тәрәптин, биз русийәниң украина билән болған уруш вәзийитидики бәзи өзгириш вә йөнилишләрни көрүп туруватимиз. Мана бу узунға созулған уруш русийәни сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдин аҗизлаштурувәткән болуши мумкин. Бәлким бу сәвәбләр оттура асия дөләтлириниң русийәгә болған үмидини суслаштуруп, бу төмүрйол қурулуш түригә имза қоюшиға түрткә болған болуши мумкин. Шундақла, һазир хитайдики иқтисадий вәзийәт уларниң қайтидин йеңи бир чиқиш йоли тепиши вә өзиниң аҗизлишиватқан иқтисадини җанландуруш үчүн бу бошлуқни толдурушқа еһтияҗлиқ икәнликини көрситип бериду. Мана булар нөвәттә бу дөләтләрниң бир-бириниң мәнпәәтлириниң бөсүш нуқтиси сүпитидә ишлитидиған ортақ нишанлири болғанлиқини чүшәндүриду. ”
Нөвәттә хитайниң русийә билән украина оттурисида уруш болуватқан пурсәттин пайдилинип, өз тәсирини оттура асия районида техиму чоңқур вә кәң көләмдә кеңәйтмәкчи болуши, күчлүк диққәт қозғайдиған нуқтиларниң биридур. Хе әнчүән бу һәқтики сөзидә йәнә, аталмиш “бир бәлбағ бир йол” қурулуши нами астида хитайниң оттура асия җумһурийәтлири билән күндин-күнгә күчийиватқан һәр тәрәплимилик мунасивитигә йошурунған көп қатламлиқ ғәрәзлири һәққидә өз қаришини билдүрүп, мундақ деди.
“хитайниң оттура асия дөләтлири билән болған мунасивитини қоюқлаштуруши, униң уйғур районидики уйғур вә қазақ қатарлиқ милләтләрниң хитай һөкүмитигә болған қаршилиқи, шундақла уларда шәкиллиниватқан миллий мустәқиллиқ туйғусиға қарши бир чоң сепил яки бир мудапиә теми қуруш ролини ойнайду, дәп қараймән. Чүнки уйғурлар өзбекистан, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ оттура асия дөләтлиридики милләтләр билән охшаш дин вә қандашлиққа игә болғачқа, тәбиий шәкилдә улардәк мустәқил болушни арзу қилиду. Уларниң дәстәклиригә, ярдимигә еришиш пурситини издәйду. Һалбуки, хитай компартийәси нөвәттә оттура асия дөләтлири билән бу түрдики түрлүк мәнпәәт үстигә қурулған һәмкарлиқ мунасивәтлири арқилиқ, райондики уйғурларни асас қилған һәр қайси милләтләргә болған контроллуқини күчәйтиватиду. ”
Йеқинқи йиллардин буян хитайниң оттура асия җумһурийәтлири билән техи йеңила имзаланған хитай-қирғизистан-өзбекистан төмүрйоли қурулуш түригә охшаш һәр саһәләр бойичә бир қатар “муһим келишимләр” гә имза қойғанлиқи мәлум. Қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди бу һәқтиму тохтилип, өз қарашлирини баян қилип өтти.