Норвегийә нефит фонди хитайға салған мәблиғини қайтурувалған

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.09.24
daxua-camera-qara-tizimlik.jpg Хитай технологийә гуруһи‏ - дахуа һәссидарлиқ чәклик ширкитиниң көзитиш камералири көргәзмидә. 2018-Йили 29-май, хаңҗу.
AFP

Хелсинки комитети, рафту фонди җәмийити, норвегийә қәләмкәшләр җәмийити, норвегийә уйғур комитети, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ 7 тәшкилат 2020-йили 3-айниң 11‏-күни очуқ хәт елан қилип, норвегийә һөкүмити нефит фондиниң хәйкаң дигитал вә дахуа технологийә ширкәтлиригә салған мәблиғини чекиндүрүп чиқишни тәләп қилғандин кейин, бу йил 19-сентәбир күни норвегийә нефит фонди мәзкур икки хитай ширкитигә салған бир милярд 200 милйон киронлуқ мәблиғини қайтуруп алғанлиқини җакарлиған. Узундин буян явропадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, норвегийә парламент әзалири норвегийә нефит фондини хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районидики назарәт системиси қурулушиға қатнишип, униң уйғурларға қарита омумйүзлүк дигитал тәқибләшни йолға қоюшиға ярдәмлишиш билән әйибләп кәлгәниди.

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәнди зияритимизни қобул қилип, 19-сентәбир күни норвегийә нефит фондиниң өзлиригә хәт йезип, хәттә хитайға салған 1 милярд 200 милйон киронлуқ мәблиғини хитайдин қайтуруп чиққанлиқини билдүргәнликини тәкитлиди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди дөләт рәһбәрлири вә аммиви тәшкилатларниң хитайни әйибләп қоюши билән уйғур мәсилисиниң һәл болмайдиғанлиқини, хитайни башқа җәһәтләрдинму җазалаш керәкликини, шуңа норвегийәниң бу қарариниң әһмийитиниң зор икәнликини тәкитлиди.

Бәхтияр өмәрниң билдүрүшичә, норвегийә уйғур комитети 2019-йилида норвегийә нефит фондиниң хитайдики икки ширкәткә салған мәблиғидин хәвәр тапқандин кейин норвегийә һөкүмәт тармақлири, һәр қайси партийәләрниң лидерлири, парламент әзалириға бу һәқтә давамлиқ мәлумат берип, наразилиқ билдүрүп кәлгән. Кейинки айларда америка қошма штатлири бу икки хитай ширкитини қара тизимликкә киргүзүши билән уйғур тәшкилатлириниң ишлириму қолайлашқан. Бәхтияр өмәр әпәнди бу тоғрилиқ мәлумат бәрди.

Норвегийә нефит фондиниң бу икки ширкәткә мәбләғ селиши б д т ниң алақидар сода вә кишилик һоқуқ принсиплириға вә мәзкур фондиниң бу җәһәттики өз қаидә низамлириға хилап икән. Бәхтияр өмәр әпәнди д у қ, норвегийә уйғур комитети, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши қатарлиқларниң тиришчанлиқ көрситиши билән бу мувәппәқийәткә еришкәнликини баян қилди.

Норвегийәдики рафту фонди җәмийитиниң мәсуллиридин ингрид ханим зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “биз рафто фонди җәмийити, норвегийә нефит фондиниң хитай ширкитидики мәблиғини қайтуруп елишидин хурсән болдуқ. Бу һәммимиз үчүн чоң бир ғәлибә. Бундин кейин шундақ ширкәтләрниң шәрқий түркистандики кишилик һоқуқини биваситә вә васитилик дәпсәндә қилғучиларға тақабил турушини үмид қилимиз”.

Норвегийәниң нопуси аз, йәр көлими кичик болсиму явропада иқтисадий җәһәттин күчлүк дөләтләрдин бири һесаблиниду. Норвегийә йеқинда б д т бихәтәрлик комитетиға әза болуп киргән. Норвегийә уйғур комитети рәиси бәхтияр өмәрниң ейтишичә, д у қ башчилиқидики уйғур тәшкилатлири уйғур яш-өсмүрләр, ханим-қизлар мәсилиси вә башқа ширкәтләрниңму хитайдики мәблиғини чекиндүрүп чиқиши мәсилилиригиму көңүл бөлидикән. У, буниң билән мунасивәтлик көзқаришини оттуриға қойди.

Д у қ ниң иҗраийә муавин рәиси сәмәт абла әпәнди ғәрб әллириниң хитайдики мәблиғиниң наһайити көп икәнликини, буниң уларниң қиммәт қарашлириға хилап икәнликини, буларни уларға испатлап бәрсә башқа ширкәтләрниңму мәбләғлирини қайтуруп алидиғанлиқини баян қилди.

Норвегийә уйғур комитетиниң билдүрүшичә, өткән һәптә норвегийә ахбаратида хитайниң норвегийәдә туруватқан 700 уйғурни қара тизимликкә киргүзгәнлики тоғрисида хәвәр елан қилинған. Бәхтияр өмәр әпәнди хитайниң чәтәлдә туруватқан уйғурларғиму тәһдит пәйда қиливатқанлиқи тоғрисидиму дәлил-испатларни йиғип норвегийә һөкүмитигә тапшурувалғанлиқини тәкитлиди.

Хитайниң хәйкаң ширкити билән дахуа технологийә гуруһи өткән йили америка қошма штатлири сода министирлиқиниң қарар тизимликигә киргүзүлгәниди. Улар хитай һөкүмитиниң уйғур районида назарәт системиси орнитип, уйғурларни көзитиш вә җазалишиға ярдәмлишиш билән әйибләнгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.