Ташқи ишлар министири марко рубийо: “америка хитай пәйда қиливатқан тәһдитни қәтий һәл қилиши керәк”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2025.02.14
marco-rubio-graphic Ташқи ишлар министири марко рубийо бу сәпәрдин кейин америкадики тонулған журналист мәгйн кәллий (Megyn Kelly) ниң пирограммисида. 2025-Йили январ.
Photo: RFA

Америка ташқи ишлар министири марко рубийо вәзипигә олтурупла латин америка дөләтлиридә зиярәттә болғаниди. Болупму униң панамаға қилған зияритидин кейин панаманиң хитайниң “бир бәлбағ бир йол қурулуши” дин чекинип чиқиши вә һәмдә панама қанилидики икки портниң ишлитиш һоқуқини қолға еливалған хоңкоң ширкити үстидин тәкшүрүш башлайдиғанлиқини вәдә қилиши күчлүк диққәт қозғиғаниди.

Ташқи ишлар министири марко рубийо бу сәпәрдин кейин америкадики тонулған журналист мәгйн кәллий (Megyn Kelly) ниң пирограммисиға қатнишип, трамп һөкүмитиниң ташқи сиясәт әндизиси, муһим күн тәртиплири вә йөнилиши һәққидә мәлумат бәргән. У бир саәттин артуқ давамлашқан бу сөһбәттә трампниң “алди билән америка” дәп атиливатқан сияситиниң мәниси вә америка-хитай риқабити һәққидә наһайити тәпсилий тохталған.

У сөһбәтниң башлинишида мәгйн кәллий ханимниң “һазирқи дуня вәзийитиниң толиму мүшкүл пәйттә туруватқанлиқи вә өзиниң бир ташқи ишлар министири болуш сүпити билән қандақ дипломатийә йүргүзүшни пиланлаватқанлиқи?” һәққидики соалиға җаваб бериду.

Марко рубийо сөзидә өзиниң дипломатийәсиниң “алди билән американиң мәнпәәтини илгири сүрүшни чиқиш қилидиғанлиқи” ни тәкитләйду. У буни изаһлап “һәрқандақ дөләт өз мәнпәәтини чиқиш қилип туруп сиясәт йүргүзсиму, бирақ американиң соғуқ уруштин кейинки бирдинбир күчлүк дөләт болушиниң униң худди йәршари һөкүмитидәк һәрикәт қилишини кәлтүрүп чиқарғанлиқини” тәкитләйду. У мундақ дәйду:

“мениңчә соғуқ мунасивәтләр уруши ахирлашқандин кейин америка шундақ болуп қалди. Әйни чағда биз дунядики бирдинбир қудрәтлик күч болғачқа, биз бу хил мәсулийәтни үстимизгә еливалдуқ. Нурғун әһвалларда йәр шари һөкүмитигә айлинип, һәммә мәсилини һәл қилишқа урундуқ. Дуняда қорқунчлуқ ишлар йүз бериватиду. Йәнә келип бизниң дөләт мәнпәәтимизгә биваситә тәсир йәткүзидиған қорқунчлуқ ишлар бар, әмди биз дөләт мәнпәәтимизни қайтидин алдинқи орунға қоюшимиз керәк.”

Марко рубийо сөзидә һазир йәршариниң охшимиған җайлирида көп қутуплуқ дуня шәкилләнгәнликини, әң бешида хитай, ундин қалса русийә вә һәмдә шималий корейә, иран қатарлиқ “хәтәрлик” дөләтләр барлиқини әскәртиду. У мундақ дәйду:

“һазир йәршаридики һаятлиқни ахирлаштуруш иқтидариға игә нурғун дөләтләр бар. Шуңа биз имканқәдәр қораллиқ тоқунуштин сақлиниш үчүн һәқиқий тиришишимиз керәк, әмма һәргизму дөләт мәнпәәтимизни қурбан қилмаслиқимиз керәк. Шуңа бу сақлаш наһайити қийин болған тәңпуңлуқтур.”

Журналист мәгйн кәллий ханим марко рубийо әпәндидин: “русийә, хитай қатарлиқ дөләтләрни 4 йил илгирикигә селиштурғанда қандақ бир вәзийәттә?” дәп сорайду. Марко рубийо буниңға җаваб берип, “русийә вә хитайни 4 йил илгирики һалитидинму күчийип кәтти” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У хитай һәққидә мундақ деди:

“мән нурғун әһвалларда рәқиблиримизниң йеқинқи төт йилда техиму күчийип кәткәнликини дәймән. Әлвәттә русийә өзини төт йил илгирикигә қариғанда аҗиз дәп қаримайду. Чүнки улар һазир пирезидент доналд трамп биринчи қетимлиқ вәзиписини тамамлиғанда қолида болмиған земинларни контрол қилди. Һинди-тинч окянда һәр күни көрисиз - пәқәт тәйвән әмәс, филиппинму хитай армийәсиниң зомигәрликигә учраватиду. Хитайниң зомигәрлик һәрикәтлириниң дуняниң һәрқайси җайлириға тарқиливатиду. Хитайниң мәҗбурлаш тактикисини пәқәт йеқин қошна дөләтлиридила әмәс, дуняниң башқа җайлиридиму ишлитиватқанлиқини көрүватимиз. Хитайниң дуняға болған тонуши шуки, улар өзини 2035-2050-йиллириға барғанда дунядики әң чоң күчкә айлинимиз, дәйду. Улар каллисида ‛биз мутләқ һалда қәд көтүримиз, американиң заваллиққа йүзлиниши муқәррәр. Ғәрб вә америка чекиниватиду, ‚ дәп ойлайду. Уларчә болғанда, ғәрб дегән, болупму америка дегән чарчап қалған, хәҗлинип түгигән вә муқәррәр чекиниш йолида кетиватқан сабиқ күчтин ибарәт.”

Мәлум болушичә, марко рубийо вәзипигә олтурғандин кейин йәни алдинқи җүмә күни хитайниң ташқи ишлар министири ваң йи униң билән телефонда көрүшкән. Икки тәрәпниң телефон сөһбитиниң мәзмуни һәққидә хитай ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин тарқитилған хитайчә оқушлуқта ваң йиниң марко рубийоға “мән сизниң қаидигә мас һалда һәрикәт қилишиңизни үмид қилимән” дегәнлики қәйт қилинған. Әмма буниңда талланған хитайчә сөзләр болса адәттә хитайчида оқутқучилар оқуғучиларға яки хоҗайинлар хизмәтчилиригә буйруқ бәргәндә ишлитидиған сөзләр таллап қоллинилған икән. Хитайчә оқушлуқта худди хитай тәрәп марко рубийони агаһландурғандәк бир кәйпият яритилғанлиқи америка ахбаратлириниң диққитини қозғиғаниди. Риясәтчи мәгйн кәллий ханим марко рубийодин шу қетимлиқ телефон сөһбитидә һәқиқәтән шундақ тәләппузда сөз болунған-болунмиғанлиқини сорайду. Марко рубийо болса буни рәт қилип, хитайниң даим мушундақ сөз оюни ойнайдиғанлиқини тилға алди. У, мундақ дәйду:

“бу иштин хәвәр таптим. Бәзиләр маңа шундақ деди. Мана бу - улар (хитай) даим оюн ойнайдиған икки ишниң бири. Биринчиси, улар мушу хил сөһбәтләрниң инглизчә тәрҗимисини вә хитайчә тәрҗимисини чиқириду. Бу иккиси бир-биригә охшимайду. Мән ваң йи билән болған телефон сөһбитимиздә наһайити қисқа вә удул қилип, ‛сиз хитайниң мәнпәәти бойичә иш көрисиз, мән болсам америкиниң мәнпәәти бойичә иш көримән. Биз икки чоң күч, һәмкарлишидиған йәрдә һәмкарлишимиз, ихтилаплиқ мәсилиләрни мувапиқ идарә қилимиз вә бу арқилиқ апәт характерлик ақивәт кәп чиқишиниң алдини алимиз‚ дедим. Телефон сөһбитимиздә тәрҗиман маңа ундақ тәләппуздики бир җүмлини тәрҗимә қилмиған. Бирақ улар мана бу оюнни чиқирипту. Улар (хитай) бундақ оюнларни ойнашни яхши көриду. Әгәр раст шундақ дегән болса иди, у һалда мәнму униңға ‛сәнму һәддиңдин ашма‚ дегән болар идим. Әмма ундақ гәп болмиди. Әң болмиғанда маңа тәрҗиман ундақ дәп тәрҗимә қилмиди.”

Марко рубийо сөзини йәнә мундақ давам қилған:

“бизгә кәлгән инглизчә текисткә қарисиңиз ундақ гәп йоқ. Бу толиму әхмиқанилик вә мунасивәткә диққәт қилмаслиқ. Бу йәрдә һәқиқий муһим болғини бизниң алидиған қарарлиримиз. Хитай дунядики әң күчлүк дөләт болушни халайду, бирақ улар бизниң мәғлубийитимиз бәдилигә уни ишқа ашурушниң койида. Бу бизниң дөләт мәнпәәтимизгә мас кәлмәйду, шуңа биз бу мәсилини һәл қилимиз. Әлвәттә биз уруш қилишни халимаймиз, бирақ қандақла болмисун биз буни һәл қилимиз.”

Риясәтчи мәгйн кәллий ханим сөһбәт давамида панама мәсилиси үстидә тохтилиду. У, марко рубийодин панама қанили мәсилисиниң хитай билән болған бағлинишини аңлиғучиларға йәниму чоңқур чүшәндүрүп беришини тәләп қилиду. Марко рубийо панама қанилиниң немә үчүн америка трамп һөкүмитиниң муһим мәсилилириниң бири болғанлиқини мундақ дәп изаһлайду:

“хош, улар (хитай) панаманиң һәммила йеридә. Бир қанчә йил илгири, панама тәйвән билән болған дипломатик мунасивитини үзүп, уни етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиди вә бейҗиң билән һәмкарлишишқа қарар қилди. . . Нәтиҗидә хитайниң көплигән қурулуш түрлириниму биллә әп кәлди. Улар асаслиқ мәбләғ салған түр болса панама қанилиниң кириш-чиқиш еғизлири вә икки қирғиқи болди. Бәзи кишиләр билип-билмәй ‛бу, хитай әмәс, хоңкоңни база қилған ширкәт‚ дәп, талаш-тартиш қилиду. Шундақ, хоңкоңға җайлашқан ширкәт дегәнлик, хитайниң ширкити дегәнлик. Бу ByteDance вә TikTok һәққидики талаш-тартишларға охшайду, хоңкоң һазир аптономийәсини йоқатти, улар хитай һөкүмити немә десә шуни қилиду. Әгәр бирәр тоқунушта хитай һөкүмити уларға панама қанилини тақашни буйруса, улар чоқум шундақ қилиши керәк. Әмәлийәттә, мән уларниң шу хилдики җиддий тақабил туруш пилани барлиқиға йүздәйүз ишинимән. Мана бу бизгә болған биваситә тәһдит.”

Марко рубийо панама қанилиниң әйни чағда америка тәрипидин нурғун мәбләғ вә нурғун күч сәрп қилинип қуруп чиқилғанлиқини, миңлиған америкалиқларниң бу қурулушта җан бәргәнликини әскәртиду вә сөзигә мундақ давам қилиду:

“бу бир техникалиқ детал. Әмәлийәттә хитай панама қанилидики қатнашқа тосқунлуқ қилмақчи болса, шу тапниң өзидә қилалайду. Бу бир пакит. Мениң қаришимчә болса, бу (америка-панама имзалиған) шәртнамигә хилаплиқ қилғанлиқтур. Пирезидент трампму мана буни тәкитләватиду. Бу бундақ кетивәрсә болмайду. Биз бу қанални ясаш үчүн нурғун мәбләғ төлигәнликимиз вә нурғун җанларни пида қилғанлиқимиз үчүнла әмәс, бәлки у дөләт мәнпәәтимизгә зит болғанлиқи үчүн бу мәсилини һәл қилишимиз керәк. Өзимиз ясиған қаналниң күнләрниң биридә өзимизгә қарши козир вә қорал болуп қелиши тоғра әмәс.”

Мәгйн кәллий ханим ташқи ишлар министири марко рубийодин “у һалда буни һәл қилишниң чариси немә?” дәп сорайду. Марко рубийо буниңға җаваб берип, “пирезидент трампниң бу қанални башқуруш арзусиниң ениқлиқини, гәрчә панамалиқлар буниңдин бәк мәмнун болмисиму, америкиниң панама билән бу мәсилидә келишишкә тиришидиғанлиқи” ни әскәртиду вә мундақ дәйду:

“мән бу мәсилини тезрәк һәл қилишни үмид қилимән. Қандақла болушидин қәтийнәзәр, панама қанилиниң ядролуқ реаллиқиниң орнини тегишкили болмайду. Биз һечқандақ чәтәл күчиниң, болупму хитайниң панамада бундақ йошурун контрол қилиш күчигә игә болушиға йол қоялмаймиз. Буниң давамлишишиға задила йол қоялмаймиз.”

Мәгйн кәллий ханим буниң билән марко рубийодин “сизчә биз бәк қаттиқ қол болуп кәтсәк, панамани хитайниң қойниға ташлап бәргәндәк иш болуп қаларму?” дәп сорайду. Марко рубийо болса буниңға җаваб берип, американиң ундақ ойлайдиған вақти қалмиғанлиқини әскәртиду. У мундақ дәйду:

“мән сизгә бу қаналниң аллиқачан хитайниң қолиға өтүп кәткәнликини дейәләймән. Әмди бундақ қарап олтурсақ болмайду. Башқа дөләтләр хитай тәрәпкә өтүп кәтмисун, дәп дөләт мәнпәәтимизни қайрип қойсақ болмайду. Бу, дөләт мәнпәәтимизгә хилап. . . Бизниң панама вә уларниң һөкүмити билән наһайити яхши хизмәт мунасивитимиз бар, мән буни давамлаштурушни халаймән. Әмма бизниңму ядролуқ миллий мәнпәәтимиз хәтәргә дуч келиватиду, улар буни чүшиниши керәк. . .”

Мәгйн кәллий ханим марко рубийониң сөзигә улап: “панамалиқлар мәсилиниң панама билән алақиси йоқлиғини билиши керәк. Улар бу тәһдитниң нәқәдәр еғирлиқини һес қилалмаслиқи мумкин. Сиз бу һәқтә узундин бери агаһландуруш берип кәлгән идиңиз, сиз ташқи ишлар министирлиқ вәзипиңизни җәзмләштүрүш испат аңлаш йиғинида ‛әгәр хитай арзу қилған нәрсилиригә еришивәрсә, 10 йилдәк вақит ичидә һаятимиз пүтүнләй өзгириши мумкин, бу интайин дираматик, дегән идиңиз” дәйду. Марко рубийо буни тәстиқлап сөзигә мундақ давам қилиду:

“биз илғар техникилиримизни яхши көримиз вә уни тохтимай илгирилитишимиз керәк. Әмма буниң үчүн биз һалқилиқ минерал маддиларға еһтияҗлиқ. Алюмин, кобалит дегәндәк. Әмма немә болиду, десиңиз улар (хитай) дуняниң һәрқайси җайлириға берип кан ечиш һоқуқини сетивалиду, уни қезиш һоқуқинила әмәс, бәлки пишшиқлап ишләш, ишләпчиқириш вә санаәт ишлириға ишлитишкичә контрол қиливалиду. Биз буниң бир мисалини ковид мәзгилидә көрдуқ. Пүтүн маскилар хитайда ясалған болғачқа маска тапалмидуқ. Биз санаәт иқтидаримизни йоқитип қойдуқ. . Әмди буниң давамлишишиға йол қоюшқа болмайду. Улар буни козир қилип ишлитиду. Әмәлийәттә, улар аллибурун шундақ қиливатиду. Өткәндә һалқилиқ минерал маддиларға експорт контролини йолға қоюп, дөләт бихәтәрликимизгә тәһдит салди. Гәпни йиғип кәлгәндә, әгәр хитай хам әшя вә санаәт ишләпчиқириш васитилирини контрол қиливалидиған болса, бизни иқтисадий җәһәттә толуқ контрол астиға еливалиду, дегән гәп. Мана бу биз һазир қарап меңиватқан дуня. Мән хата дәп қойған болушум мумкин, бәлким 10 йилда әмәс, бәш йилдила шундақ ақивәт кәп чиқиши мумкин.”

Буниң билән мәгйн кәллий ханим: “бу, һәқиқәтәнму мүшкүл әһвал икән, пирезидент трамп буларниң һәммисини билиду, шундаққу? лекин қарисиңиз униң қәсәм бериш мурасимида хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири келип қатнашти. Қариғанда, трамп өзиниң бу оюнни еһтиятчанлиқ билән ойниши лазимлиқини билиду. Биз уруш пәйда қилишни халимаймиз, әмма бәк узун вақит пассип һаләттә қалғанлиқимизни билимиз, шундаққу?” дәп сорайду. Марко рубийо буниңға “шундақ” дәп җаваб бериду вә сөзигә мундақ давам қилиду:

“хитайға кәлгәндә мәсилиниң икки йүзи бар, мән пәқәт бирни тәсвирлидим, йәни уларниң миллий мәнпәәтимизгә елип келидиған еғир тәһдити. Йәнә бири, мәйли қандақ иш йүз беришидин қәтийнәзәр, хитайниң бир чоң дөләт икәнлики вә бизниң улар билән алақә қилип өтүшимиздин ибарәт. Мән әмәлийәттә буни уларниң ташқи ишлар министири билән сөзләшкәндиму дегән, һазир бу йәрдә аммиғиму очуқ дәймән. Кәлгүси 21-әсирниң тарихи асасән америка билән хитай оттурисида йүз бәргән ишларға мунасивәтлик болиду. Шуңа бизниң қандақтур улар билән арилашмаймиз, дәйдиған қияпәткә киривелишимиз бимәнә. . . Бирақ арилишиш билән етибар бериш иккиси охшимайдиған икки нәрсә. Кишини чөчүтидиғини шуки, 25 яки 30 йилдин бери, биз хитайни тәрәққий қиливатқан дөләт дәп қарап, уларниң давамлиқ һалда наһәқ ишларни қилишиға йол қойдуқ. Биз улар содида алдамчилиқ қилсиму, техникимизни оғрилисиму мәйли дедуқ, бәрибир бейиғанда бизгә охшаш дөләт болидиғу-дедуқ. Улар бай болди, әмма бизгә охшимиди, һазир улар бу адаләтсиз пайдиға давамлиқ еришишни халаватиду. Биз мана буни тохтитишимиз керәк.”

Мәгйн кәллий ханим йәнә ташқи ишлар министири марко рубийодин йәнә, қизиқ темиларниң бири болған гренландийә (Greenland) мәсилисини сорайду. Марко рубийо әпәнди гренландийәниңму хитайниң қолиға өтүп кетиш хәвпидә икәнликини вә буниң американиң мәнпәәтигә биваситә четилидиғанлиқини баян қилиду. У мундақ дәйду:

“хош, шималий қутуп һазирғичә кишиләрниң диққитини бәк тартмиған, әмма шималий қутуп чәмбирики вә шималий қутуп райони бундин кейин һәл қилғуч әһмийәткә игә транспорт линийәси болуп қалиду, пирезидент трамп дәвридә ишләпчиқирилидиған енергийәниң бир қисмини тошушму мана бу йолға тайиниду. У дунядики әң қиммәтлик тошуш йоли болуп қалиду, униң үстигә бу йәрдики бир қисим музлар ерип кәткәчкә, бу йол барғансери қолайлишиватиду. Шуңа биз уни қоғдишимиз керәк. Әгәр сиз хитайларниң һазирғичә қилғанлириға диққәт қилсиңиз, буниң пәқәт вақит мәсилиси икәнликини байқайсиз. Улар шималий қутуптики күч әмәс. Шуңа улар шималий қутупта сәһнигә чиқидиған бир йәргә игә болуш үчүн һәрикәт қилиду. Биз хитайниң панама қанилида вә башқа җайларда қилғанлирини ахири берип гренландийәдә қилидиғанлиқиға ишинимиз. Улар хитай ширкәтлирини ниқаб қилип туруп у йәргә әслиһәлирини орнитиду, әмәлийәттә болса бу ширкәтләр қош мәқсәт үчүн хизмәт қилиду-йәни, тоқунуш йүз бәргән пәйттә, улар бу әслиһәләр билән мәшғулат қилалайду. Бу әһвални америкиниң бихәтәрлики вә дуняниң бихәтәрлики нуқтисидин туруп ейтқанда һәргизму қобул қилғили болмайду.”

Мәгйн кәллий ханим марко рубийодин “данийә өзи уларни тосиялмамду?” дәп сорайду. Марко рубийо данийәниң ундақ қилалмайдиғанлиқини ейтип мундақ дәйду:

“пирезидент трампниң демәкчи болғини дәл шу. Данийә хитайни тосалмайду. Улар америкаға тайиниду. Данийә билән бизниң мудапиә келишимимизгә асасән әгәр гренландийә һуҗумға учриса уни қоғдаш мәҗбурийитимиз бар. Биз гренландийәни қоғдашқа мәҗбур икәнмиз, немишқа у йәрдә йүз бәргүси ишларни алдин контрол қилмаймиз. Әлвәттә мән буниң данийә үчүн назук тема икәнликини билимән, әмма охшаш вақитта йәнә, у америкиниң дөләт мәнпәәтидур.”

Марко рубийо сөзи давамида, һазир пирезидент доналд трампниң данийә баш министири билән гренландийәни сетивелиш тоғрисида сөзлишиватқанлиқини, буни һәм америка үчүн һәм данийә үчүн мувапиқ һәл қилиш үчүн барлиқ тиришчанлиқларни көрситидиғанлиқини тәкитлигән. У бу мәсилиниң һәл қилиш қолай болмиған мәсилә болсиму, әмма пирезидент трамп үчүн әп ейтқанда һәл қилиниши зөрүр болған муһим мәсилә икәнликини тәкитлигән.

Ташқи ишлар министири марко рубийо мәгйн кәллий ханим билән өткүзгән сөһбити давамида йәнә, американиң мексика вә канадаға қойған таможна беҗиниңму васитилик һалда хитайниң мексикиға қурувалған ширкәтлири, енергийә мәсилисини һәл қилишни йәни хитайға тақабил туруп, бу дөләтләрни тәдбир қоллинишқа қисташни мәқсәт қилидиғанлиқиниму чүшәндүрүп өткән. У йәнә трамп һөкүмитиниң русийә-украина уруши, исраилийә-пәләстин мәсилиси вә шуниңдәк NATO һәққидики мәйданиниму шәрһләп өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.