Хитайниң чегра һалқиған тәһдитлири диққәт қозғимақта

Хитай, җаза лагерлириға қарши хәлқаралиқ бесимға тақабил туруш үчүн чегра һалқип тәһдит селиш тактикилирини қолланмақта.

Хитайниң башқа дөләтләргә тәһдит селип вә бесим ишлитип җаза лагерлири мәсилисини б д т да тилға алмаслиқни тәләп қилғанлиқи тоғрисидики хәвәр. 2019-Йили 1-апрел. Human Rights Watch

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң 1-апрел елан қилған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 40-нөвәтлик йиғинида хитайниң башқа дөләтләргә тәһдит селип вә бесим ишлитип җаза лагерлири мәсилисини тилға алмаслиқни тәләп қилғанлиқи һәққидики баянати икки күндин буян “германийә авази”, “фирансийә авази” қатарлиқ көплигән ғәрб ахбарат васитилириниң муһим темисиға айланди.

Мәлум болғинидәк, хитай даирилири 14-март күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 40-нөвәтлик йиғинида хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитидин мәлумат бериштин бир күн илгири америка, германийә, әнглийә, голландийә, канада қатарлиқ дөләтләр б д т да “шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” намлиқ йиғин тәшкилләп мәхсус җаза лагерлири мәсилисини күнтәртипкә кәлтүргән, бу йиғинда қазақ зиялийси өмәр бекали лагер һәққидә гуваһлиқ бәргән иди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң 1-апрелдики баянатида қәйт қилинишичә, 13-март өткүзүлгән бу йиғиндин илгири хитай даирилири б д т дики даимий турушлуқ вәкили ю җйәнхуаниң намида көплигән дөләтләргә мәктуп йоллап, америка, германийә, әнглийә, голландийә, канада қатарлиқ дөләтләр б д т да уюштурмақчи болған “шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” намлиқ йиғинға қатнашмаслиқни, җаза лагерлири мәсилисини тилға алмаслиқни, икки дөләт мунасивәтлириниң сәлбий ақивитини ойлашни әскәртип тәһдит вә бесим қилған.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң илгири сүрүшичә, җаза лагерлири мәсилисиниң хәлқаралишиши хитайни көп биарам қиливатқан болуп, хитай һакимийити уни пәрдазлап көрситип нәтиҗә қазиналмиғандин кейин, әмди өзиниң иқтисадий вә дипломатийә күчидин пайдилинип башқа аҗиз дөләтләргә, хәлқаралиқ тәшкилатларға бесим ишлитиш йолини тәң қоллинишқа башлиған.

“фирансийә авази” ниң баян қилишичә, хитайниң бесими 15-март б д т да өткүзүлгән хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш йиғинидиму өзини көрсәткән. Йиғинда җаза лагерлири тоғрилиқ сөз болмиған. Хитайниң б д т кишилик һоқуқ кеңиши хадимлириға салған бесими сәвәблик, хитайниң доклатидин кейин йиғин хатимисидә сөз тәләп қилған көплигән ғәрб демократик дөләтлиригә сөз берилмигән. Пәқәтла норвегийә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблийәлигән. Әксичә, пакистан, филиппин, мали қатарлиқ хитайни яқлайдиған 12 дөләт бу йиғинда сөз қилиш пурситигә еришкән.

Хитай бу йиғинда йәнә өзлири яхши өтидиған 6 данә һөкүмәтсиз тәшкилатларни ишқа селип, хитайниң кишилик һоқуқ сияситини мәдһийиләткүзгән. Бу йиғин гоя хитайда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәвҗут әмәс, җаза лагерлири мәвҗут әмәс дегәндәк бир шәкилдә өткән. Бу сәвәблик хитай вәкилләр өмикиниң мәсули, хитайниң муавин ташқи ишлар министири ле йүчең: “б д т кишилик һоқуқ кеңиши бу күни бирдәк һалда җуңгониң 3-нөвәтлик кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш доклатиниң наһайити оңушлуқ, интайин нәтиҗилик болғанлиқини муәййәнләштүрди” дегән.

Ле йүчең бу йиғин һәққидә хитай ахбарат қаналлириға қилған сөзидә: “биринчидин, җуңгониң кишилик һоқуқ ишлириниң тәрәққияти кәң көләмдә етирап қилинди. Иккинчидин, җуңгониң кишилик һоқуқ тәрәққият йоли кәң көләмдә етирап қилинди. Үчинчидин, җуңгониң кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш ирадиси кәң көләмдә етирап қилинди” дәп махтанған. Һалбуки, бундин икки күн илгири өткүзүлгән “шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” намлиқ йиғинда хитай даирилири җаза лагерлири мәсилиси сәвәблик пассип вәзийәткә чүшүп қалған иди.

Хитай, җаза лагерлири мәсилиси җәһәттә бесим ишлитип нәтиҗә қазиниватқан дөләтләрниң мутләқ көп қисми ислам әрәб әллири болуп, д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирликини” ниң муавин рәиси турғунҗан алавуден әпәндиниң әскәртишичә, тәрәққиятта арқида қалғанлиқ вә иқтисадий җәһәттә хитайға беқинди болуп қалғанлиқ әрәб әллирини хитайниң сизған сизиқиға киргүзүватқан асасий амиллар икән.

“германийә авази” да баян қилинишичә, хитай һакимийити б д т ға бесим ишлитип д у қ рәисиниң б д т йиғинлириға қатнишишини чәкләшни тәләп қилипла қалмай, һөкүмәтсиз тәшкилатларниң хитайни әйибләйдиған материяллириға етибар бәрмәсликини, чәткә қеқишниму тәләп қилған.

Пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитайниң җаза лагерлиридин ибарәт инсанийәткә қарши бу җинайи сияситини һәрқандақ бир васитиләр билән йошуруп яки ақлап болалмайдиғанлиқини тәкитлиди. Турғунҗан алавуден әпәнди болса бүгүн хитай алдида аҗиз қалған мусулман әллиригә әгәр өзини оңшивалғудәк бир мадар несип болса, хитайға қарши мәйданға өтидиғанлиқини тилға алди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org