Хитай әлчиханисиниң бурсадики фото-сүрәт көргәзмиси бикар қилинған
2020.01.24
Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси түркийәниң бурса шәһири османғази районида көргәзмә ечишни тәләп қилған. Районлуқ һөкүмәтниң тәстиқи билән хитай әлчиханиси хитай хәлқ җумһурийәти қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлидиған бурсадики фото сүрәт көргәзмисиниң ечилиш мурасиминиң 22-январ күни чүштин кейин саәт 3:00 тә өткүзүлидиғанлиқи тоғрисида уқтуруш тарқатқан.
Бурса улудағ университетидики оқуғучилар бу еланни көргәндин кейин бурса шәһири османғази районлуқ һөкүмәткә әрз қилип, хитай көргәзмигә қоюдиған фото сүрәтләрни тәпсилий көрүп чиққандин кейин андин уларға рухсәт беришни тәләп қилған. Бурса улудағ университетидики уйғур оқуғучиларниң вәкили абдулқадир абдулкерим әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, мәлумат бәрди.
Османғази районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси җәм күршат һәсәноғлу әпәнди бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, хитай әлчиханисиниң дәсләптә хитай мәдәнийити көргәзмиси ачимиз дәп рухсәт алғанлиқини, кейин фото сүрәтләрни тәкшүргинидә сахта мәзмундики сүрәтләрниң байқалғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “бу фото сүрәтләрдә шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурларниң бәхтлик яшаватқанлиқи, хитайниң уйғурларни һәр җәһәттин тәрәққий қилдурғанлиқи тәшвиқ қилинған икән. Биз буни байқиғандин кейин уларниң фото сүрәт көргәзмисини бикар қилдуқ.”
Абдулқадир абдулкерим әпәнди бурса шәһәрлик һөкүмәт башлиқи мустафа дүндар әпәндиниң хитай әлчиханисиниң бу қетимлиқ фото сүрәт көргәзмисидә көргәзмә қилмақчи болған сүрәтлирини көргәндин кейин көргәзмини дәрһал бикар қилғанлиқини баян қилди.
Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, бурса шәһири түркийәдики уйғур оқуғучилар әң көп оқуйдиған шәһәрләрдин бири һесаблиниду. Бурсадики уйғур оқуғучилар һазирғичә османғази районлуқ һөкүмәтниң ярдими билән итайға қарши көп қетимлар намайиш вә мәтбуат баянати елан қилиш йиғинлири өткүзгән. Османғази районлуқ һөкүмәт хитай әлчиханисиниң “бурса фәтиһ музейи” да өткүзмәкчи болған фото сүрәт көргәзмисини бикар қилғандин кейин уйғур оқуғучиларниң вәкили абдулқадир абдулкерим башчилиқидики бир гуруппа уйғурлар фәтиһ музейиға берип, ай-юлтузлуқ көк байрақ асқан. Абдулқадир абдулкерим бу һәқтә мәлумат бәрди.
Йеқиндин буян хитай һөкүмити түрк хәлқиниң уйғурларға болған көз қаришини өзгәртишкә урунмақтикән. Бу җәһәттин хитай дипломатлири изчил һалда түрк дипломатлар, аммивий тәшкилат мәсуллири вә сиясәтчиләр билән көрүшүп, уйғурларниң бәхтлик яшаватқанлиқини аңлитишқа тиришмақтикән. Ундақта, хитай һәр хил йоллар билән түрк хәлқини ишәндүрәләмду?
Җәм күршат һәсәноғлу әпәнди хитайниң бу хил йоллар арқилиқ түрк хәлқини алдиялмайдиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “түркләр у йәрдә бесим барлиқини билиду. У йәрдә шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз зулум тартиватиду. Уйғурлар түркләрниң қериндиши, түрк миллитиниң бир парчисидур. Шуңа хитай түркийәдә бир қанчә көргәзмә ечиш арқилиқ бизни һәргизму ишәндүрәлмәйду.”
Уйғур оқуғучиларниң ейтишичә, җаза лагерлири мәсилиси оттуриға чиққандин буянқи 3 йил ичидә бурсада хитайға қарши әлликтин көп паалийәт өткүзүлгән икән.