Хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқни инкар қилиш үчүн тәшвиқат һәрикити қозғиши тәнқидкә учриди
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири дериктори софи ричардсон бүгүн радийомизниң зияритини қобул қилип, хитайниң хәлқаралиқ әйибләшләргә бундақ тәшвиқат филимлири арқилиқ җаваб қайтурушини сағлам болмиған роһий һаләт, дәп көрсәтти.
-
Мухбиримиз ирадә
2021-04-06 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Йеқиндин буян америка қатарлиқ ғәрб демократик әллиридә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи кәң ашкарилинип, хәлқаралиқ бесим қаттиқ күчийиватқан бир шараитта, хитай һөкүмити уйғурларниң хошал-хорам яшаватқанлиқини илгири сүридиған тәшвиқат һәрикитини қаттиқ күчәйткән.
Бундақ видийоларда хитай һөкүмити уйғурларниң нахша ейтип-уссул ойнап бәхтияр яшаватқанлиқини көрситип, ирқий қирғинчилиқни инкар қилса, йәнә бәзилиридә уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқини инкар қилишқа урунған.
Шундақ тәшвиқат тиришчанлиқиниң әң йеңиси болса алдинқи һәптидин башлап, хитайда киноханиларда қоюлушқа башлиған “қанатланған нахшилар” намлиқ филим болуп, мәзкур филим хитай һөкүмити әсәбийләрчә қанат яйдуруватқан тәшвиқат һәрикитиниң бир парчиси сүпитидә хәлқаралиқ ахбаратларниңму диққитини тартмақта. Филимда уйғур, қазақ вә хитай миллитидин болған үч яшниң бир йәргә җәм болуп, өзлириниң музика арзусини әмәлгә ашуруш һекайиси сөзлинидиған болуп, униңда уйғур елида милләтләрниң баравәр, хошал-хорам яшаватқанлиқидәк мәнзирә алға сүрүлгән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири дериктори софи ричардсон бүгүн радийомизниң зияритини қобул қилип, хитайниң хәлқаралиқ әйибләшләргә бундақ тәшвиқат филимлири арқилиқ җаваб қайтурушини сағлам болмиған роһий һаләт, дәп көрсәтти.
Софи ричардсон мундақ деди: “раст гәп қилсам, хитай тарқитиватқан бундақ нахша-уссуллуқ тәшвиқат видийолирини сүпәтләйдиған сөз тапалмайватимән. У шунчилик рәзил, чакина, күлкилик вә һәқиқәтәнму сараңларчә. Сиз ойлап беқиң, өз дөлитидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини түгитишни һәқиқий йосунда көзләйдиған җиддий бир һакимийәт бундақ әйибләшләрни қобул қилиду, уни испат вә һәқиқәт асасида тәкшүрүп тәтқиқ қилиду. Хитай һөкүмити болса зулумни инкар қилип, уни хәлқара җәмийәт тоқуп чиқарған дәп еғир дәриҗидә ялғанчилиқ қилипла қалмай, йәнә техи мушундақ нахша-музикилиқ филимләрни тарқитип районда һәммә ишларниң яхшилиқини илгири сүрүватиду. Мәнчә бу патологийәлик инкас. Хитай һөкүмитиниң қандақ қилип бу видийолар билән башқиларни қайил қилалаймиз, дәп ойлиғанлиқиға адәмниң әқли йәтмәйду. Әмәлийәттә бундақ видийолар кишидә йәниму көп соал вә гуман пәйда қилиду.”
Уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүлүватқанлиқи америка, канада, голландийә тәрипидин қобул қилинған вә йәниму көп дөләтләр тәрипидин бекитилиш алдида туруватқан бир пәйттә, хитай һөкүмитиниң сиртқа қаратқан тәшвиқатиниң мәзмунини өзгәртиватқанлиқиму көзәткүчиләрниң диққитидин қачалмиди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң рәиси кәннес рос тивиттерға бу һәқтә язған инкасида: “хитай һөкүмити шинҗаңдики уйғур мусулманлириға қиливатқан дәһшәтлик зиянкәшлики тоғрисидики тәшвиқат һекайилиридиму бирдәкликни сақлиялмайватиду. Улар башта лагерлар йоқ, деди. Андин уни кишиләр өз ихтиярлиқи билән баридиған ‛ятақлиқ мәктәп‚, деди. Әмди болса хитай өзини ‛терорлуқ‚ қа қарши күрәш қиливатимиз дәп чиқти” дегән.
Өткән җүмә күни, хитай һөкүмитиниң чәтәлләргә қаратқан тәшвиқат қанили болған “CGTN” қанили “террорлуққа қарши күрәштики хирислар” намлиқ һөҗҗәтлик филимни ишләп тарқитип, аталмиш бир зор көләмлик “сүйқәст” ни оттуриға чиқарғанлиқини илгири сүргән вә буниңда уйғур пәрзәнтлири нәччә он йилдин бери оқуп кәлгән уйғур тилидики дәрслик китабларни “бөлгүнчилик”, “терорлуқ” ниң мәнбәси, бу китабларни түзүшкә қатнашқан уйғур зиялийлирини болса “миллий өчмәнликни тәрғиб қилғучи текистләр” ни тәйярлиғучилар, пәрдә арқисидики “қоманданлар” дәп сүпәтлигән иди. Бир саәтлик бу һөҗҗәтлик филимда “уйғурчә дәрслик китаб” мәсилисидин башқа “террорчи вә әсәбий” күчләрниң тор дуняси, сақчи системиси, икки йүзлимичи кадирлар арисиға соқунуп кирип, улардин пайдилинип һәрикәт қилмақчи болғанлиқи баян қилинған.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат йетәкчиси вә һавай университитиниң доктор аспиранти һенрий шаҗивиски радийомизға қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң башқилар үчүн тоқуватқан бундақ һикайилири униң һазирқи сиясәтлирини давамлаштуруш ирадисни намайән қилиду, деди. У мундақ деди: “мәнчә, хитайниң тәшвиқатлирида муһим болғини униң кишиләрни қайил қилиш-қилалмаслиқи әмәс, бәлки хитайниң бундақ ялғанларни тоқуп чиқириш арқилиқ немә қилмақчи болуватқанлиқидур. Хитай бундақ һекайиләрни ишләпчиқириш вә йеңи һикайиләрни тоқуп чиқириш вә уни кәң көләмдә тәшвиқ қилиш арқилиқ өзиниң қиливатқанлириниң тоғрилиқини испатлашқа вә бу сиясәтлирини охшаш давам қилиш үчүн бир баһанә пәйда қиливатиду.”
Хитай һөкүмити бундақ тәшвиқатларни тарқитишта хитайниң өзидә чәкләнгән фейсбук вә тивиттер қатарлиқ иҗтимаий таратқуларни актип шәкилдә қоллиниватқан болуп, австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат орни “ASPI” ниң ениқлап чиқишичә, хитай дөләт таратқулири вә дипломатик твиттер һесабатлириниң уйғурлар һәққидики тивиттер учурлириниң нисбити 2020-йили һәр айда алдинқи охшаш мәзгилдикидин 500 гә йеқин көпәйгән, фәйсбукта уйғур елигә мунасивәтлик йолланмилар әң көп әвәтилидиған һесабатларму әмәлийәттә хитай дөләт апаратлириға тәвә икән.
Софи ричардсонниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң хәлқаралиқ мунбәрләрни қоллинип, җамаәт пикрини буримақчи болуши кишини җиддийләштүрсиму, бундақ тәшвиқатларға кишиләрниң қанчилик ишинидиғанлиқи ениқ әмәс, икән.
У йәнә мундақ деди: “мәнчә, бундақ бир вәзийәт астида хәлқарадики ишәнчлик, мустәқил ахбаратларға вә биздәк мустәқил органларға йәниму зор вәзипә вә мәсулийәт чүшиду. Биз пакит асасидики доклатлиримиз арқилиқ һәқиқәтни алға сүримиз. Кишиләр шуни билиши керәкки, мәйли америка, мәйли германийә вә австралийәдики уйғурлар болсун, улар һелиһәм юртлиридики уруқ-туғқанлири билән сөзлишәлмәйду, уларниң вәзийитидә бир яхшилиниш болғини йоқ. Бу уйғурларниң хошаллиқидин дерәк берәмду? әгәр һәммә иш җайида болса немишқа кишиләр баралмайду яки у йәрдин келәлмәйду. Немишқа кишиләр вәһимә ичидә қалиду. Мана бу ноқтилардин қариғанда хитайниң илгири сүргәнлири һәргизму пут тиралиғудәк күчлүк пакит әмәс”
Йеқинда “вал-ситрит жорнили” бир хәвиридә хитай даирилириниң фейсбук ториниң елан суписиға пул төләп, уни уйғурлар һәққидики сиясий тәшвиқатини яйидиған супа қилип ишлитиватқанлиқи вә бу мәсилиниң фәйсбук ишчи-хизмәтчилири арисидиму әндишә пәйда қилғанлиқини билдүргән иди. Һенрий шаҗевиски радийомизға қилған сөзидә, фәйсбук ториниң бундақ мәсилиләргә сәзгүр муамилә қилиши керәкликини әскәртиш билән биргә, хитай һөкүмитидин очуқ – ашкарә болушни тәләп қилди. У мундақ деди:
“хитай һөкүмити бу мәсилидә чоқум очуқ-ашкара болғандила, чәклимисз зиярәткә рухсәт бәргәндила биз хитай һөкүмити алға сүрүватқанларға баһа берәләймиз. Мәнчә, б д т мустәқил тәкшүргүчилириниң районға берип чәклимисиз һалда тәкшүрүш елип бериш тәлипи қандурулуши вә районға мустәқил тәкшүгүчиләр, мустәқил жорналистлар берип һәқиқий мәнидә тәкшүрүш әп бериши керәк. Хитай өз тарқатқан учурларниң тарқилиши әмәс, һәрқандақ учурниң әркин һалда тарқилишиға рухсәт бериши, интирнеткә қаратқан чәклимисини бикар қилиши керәк.”
Хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян тәшвиқат характирлиқ видийо-филимлириниң шиддәт билән көпийиши хәлқаралиқ ахбаратларниңму зор диққитини қозғиған болуп, ‛ню-йорк вақти гезити‚, ‛муһапизәтчи‚ гезити, фирансийә агентлиқи қатарлуқ нурғун ахбаратларда хитайниң тәтүр тәшвиқати хәвәр қилинди. Улар өз хәвәрлиридә бирдәк хитай тарқитиватқан тәшвиқат видийолирида йорутулған сахта рияллиқ районда йолға қоюлуватқан лагирлар, мутләқ назарәт вә мәҗбурий әмгәктин ибарәт қорқунчлуқ рияллиқни әкс әттурмәйду, дийишти.