Хитайниң тәйвәнгә таҗавуз қилиш мәқситидә һәрбий һазирлиқларни кеңәйтиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә
2020.10.18
“җәнубий хитай сәһәр гезити” ниң һәрбий көзәткүчи вә башқа мәнбәләрдин нәқил елип хәвәр қилишичә, хитай даирилири тәйвәнгә таҗавуз қилиш мәқситидә шәрқий җәнубий деңиз районида һәрбий һазирлиқларни күчәйтмәктә икән.
Хәвәргә қариғанда, бейҗиңдики һәрбий мәнбәләр хитайниң мәзкур районларға өзиниң DF-17 типлиқ аваздин тиз учидиған башқурулидиған бомбилирини йөткигәнликини билдүргән.
Мәзкур бомбиларниң учуш мусаписи 2 миң 500 километир әтрапида болуп, бәлгиләнгән нишанға дәл тегиш нисбитиму бир қәдәр юқири икән.
Хитай һәрбий даирилири мәзкур бомбиларни фуҗийән вә җеҗяң қатарлиқ өлкиләргә орунлаштурған.
Мәлум болушичә, хитай даирилири тәйвәнниң мустәқиллиққа майил сабиқ президенти чен шүйбйән һакимийәт сүргән дәврләрдиму фуҗийән вә җеҗяң қатарлиқ өлкиләрдики башқурулидиған бомба санини көпәйткән икән.
Тәйвәнниң нөвәттики президенти сәй йиңвинму чен шүйбйәнгә охшашла тәйвән “демократик вә тәрәққият партийәси” дин болуп, тәйвәнни америкаға илгирикидинму йеқинлаштурған вә америка билән “вәтәнпәрвәр” типлиқ башқурулидиған бомба системиси, F-16 күрәшчи айропиланларниң илғарлаштурулған радар системиси қатарлиқларни өз ичигә алған нурғун миқдардики қорал-ярақ келишимлирини имзалиған.
Хәвәрдә канададики “канва мудапиә тәқризи” журнилиниң баш муһәррири андрей чаңниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, хитай йәнә өзиниң гуаңдуң вә фуҗийән өлкилиридики деңиз армийә пиядилири вә ракета қисимлирини кеңәйткән.
У мундақ дегән: “шәрқий вә җәнубий уруш районидики башқурулидиған бомба базилириниң бәзлири йеқинқи йиллардин буян бир һәссә чоңайтилди. Бу хәлқ азадлиқ армийәсиниң тәйвәнни нишан қилған уруш тәйярлиқини күчәйтиватқанлиқини көрситиду.”
Униң билдүрүшичә йәнә, хитай даирилири мәзкур уруш райониға русийәдин импорт қилинған S-400 типлиқ һава мудапиә қалқан системисини сәплигән.