Хитай “шинҗаң пахтиси” ни байқут қилған америка ширкәтлиригә тәһдит салған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.09.26
Calvin-Klein-AP Ню-йорк мода кийим һәптиликидики калвин клейн 2019-йиллиқ әтиязлиқ мода кийим көргәзмисиниң һәл қилғуч мусабиқисидә моделлар меңиватқан көрүнүш. 2028-Йили 11-сентәбир, ню-йорк
AP/Diane Bondareff

Хитай сода министирлиқи американиң PVH гуруһи игидарчилиқидики калвин клайин (Calvin Klein) вә томи хилфигер (Tommy Hilfiger) ширкитиниң уйғур елидин мал сетивелиштин өзини қачурғанлиқи үчүн тәкшүрүш башлатқан. Мутәхәссисләр хитайниң бу һәрикитини америкиниң җазасиға риайә қилип, шу бойичә иш қилған ширкәтләргә җаза йүргүзүп өч алмақчи болуватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Хитайниң “йәр шари вақти гезити” ниң (The Global Times) 24 сентәбирдики хәвиригә асасланғанда, хитай сода министирлиқи PVH игидарчилиқидики калвин клайин вә томи хилфигерниң шинҗаң мәһсулатлирини байқут қилғанлиқи үчүн тәкшүрүш башлатқан. Хәвәрдә мундақ дейилгән: “америкиниң PVH гуруһи нормал базар сода пиринсиплириға хилаплиқ қилиш, алақидар хитай ширкәтлириниң қанунлуқ һоқуқи вә мәнпәәтигә зиян селиш, хитайниң игилик һоқуқи, бихәтәрлики һәм тәрәққият мәнпәәтигә хәтәр йәткүзүш гумани пәйда қилғанлиқи үчүн бу тәдбирләр елинди”.

Хитай сода министирлиқи сәйшәнбә күни бәргән баянатида, шинҗаң уйғур аптоном райониға мунасивәтлик мәһсулатларға мунасивәтлик нормал базар сода пиринсипиға хилаплиқ қилғанлиқи гумани билән америка PVH ширкитини “ишәнчсиз ширкәтләр тизимлики” астида тәкшүрүшкә башлиғанлиқини һәмдә униңға мунасивәтлик тәдбирләрни қоллинидиғанлиқини ейтқан. Шуниң билән бир вақитта, PVH гуруһиниң “шинҗаң мәһсулатлири” ни сетивелишта кәмситиш характерлик ишларни қилмиғанлиқи һәққидики испатларни хитай сода министирлиқиға 30 күн ичидә тапшуруши керәкликини билдүргән.

PVH Ниң ташқи алақә муавин рәиси әлисин раппапорт (Alison Rappaport) хитай сода министирлиқиниң юқириқи баянатиға чүшәнчә берип мундақ деди: “ширкәт сияситигә асасән, биз тиҗарәт қиливатқан барлиқ дөләт вә районлардики барлиқ қанун-низамларға қаттиқ әмәл қиливатимиз. Биз хитай сода министирлиқи билән алақилишиватимиз һәмдә алақидар бәлгилимиләргә уйғун шәкилдә җаваб қайтуримиз”.

Америкидики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) хитай сода министирлиқиниң баянатиға инкас қайтуруп мундақ деди: “бу, хитайниң америкиниң шинҗаң райониға йүргүзгән иқтисадий җазасиға қаритилған болуп, америкиниң җазасиға риайә қиливатқан ширкәтләргә җаза йүргүзүп өч алмақчи болуватиду. Бундақ қилиш хитайғиму вә башқиларғиму пайдисиз. Америкиниң шинҗаң райониға йүргүзгән җазаси демократийә үчүн пайдилиқ. Калвин клайинға охшаш бир ширкәт маллирини асасән хитайда ишләпчиқарсиму, херидарлири дуняниң һәммә йеридә бар. Хитайниң бу қилмиши чәт әл ширкәтлирини хитайға давамлиқ мәбләғ селиштин үмидсизләндүриду. Хитайниң халиғанчә өч елиш һәрикити америкиниң қиммәт қариши вә явропаниң қиммәт қаришиға зит. Хитай дөләт һалқиған ширкәтләргә өз дөлитиниң қанунлириға әмәл қилмаслиқни тәшәббус қиливатиду вә пүтүн дүняға бу сигнални бериватиду. Калвин клайин ширкитиниң мәркизи ню-йоркта. Калвин клайиндин бизниң (америкиниң) қанунлириға әмәл қилмай хитайниң қанунлириға әмәл қилишини тәләп қиливатиду”.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) хитай сода министирлиқниң PVH ширкитигә башлиған тәкшүрүшини хитайниң америкиниң шинҗаң райониға йүргүзгән иқтисадий җазасиға қарши елинған тәдбир икәнликини вә буниң сәвәбиниң уйғур елидики қәбиһ сиясәтлирини қоғдаш һәм ақлаш икәнликини илгири сүрди. У мундақ деди:

“мениңчә бу дөләт һалқиған ширкәтләргә, шинҗаңда тиҗарити бар ширкәтләргә йүргүзүлгән җаза вә башқа чәклимиләргә бой сунмаслиқ тоғрисида берилгән күчлүк сигнал. Әлвәттә бундақ қилишниң сәвәби уйғур районидики қәбиһ сиясәтлирини қоғдаш вә ақлаш, уйғур райониниң базар күчигә толған мәбләғ селиш вә очуқ сода райони икәнликни намаян қилиш. Бу наһайити күлкилик әһвал. Бу арқилиқ һөкүмәт чоң ширкәтләрниң бу районда паалийәт қиливатқанлиқини көрситип бериду”.

Уйғур елидә уйғурларни асас қилған мусулманларниң кәң көләмдә қолға елинип, мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи испатланғандин кейин, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири уйғур елидин кәлгән мәһсулатларни чәкләшкә башлиғаниди. Тәтқиқатчилар уйғур елидә пахта ишләпчиқиришниң уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанғанлиқиға аит көплигән пакитларни оттуриға қойғаниди. Хитайда чиқидиған пахтиниң %90 тин көпрәкиниң уйғур елидә ишләпчиқирилидиғанлиқи мәлум.

Америка һөкүмити 2021-йили 6-айдин башлап “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға асасән, хитайда ишләпчиқирилған вә уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқ дәп ениқланған мәһсулатларни қара тизимликкә елип, уларниң америка чеграсидин кирип базарға селинишини тосқан иди. Америка вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң 16-майдики баянатида көрситилишичә, уйғур мәҗбурий әмгики билән ишләпчиқирилған пахта мәһсулатларниң америка базириға киришиниң алдини елиш үчүн, хитайниң пахта тиҗарити билән шуғуллинидиған 26 ширкити қара тизимликкә киргүзүлгән.

Доктор һенрик шаҗивскиниң билдүрүшичә, әгәр дөләт һалқиған ширкәтләр өзлири турушлуқ дөләтниң хитайға бәргән җазасиға әмәл қилип, шинҗаңдин кәлгән мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәклисә, уларниң хитайдики тиҗарити өч елиш характерлик зәрбигә учриши мумкин икән. У мундақ деди: “әгәр сиз хитайда тиҗарәт қилмақчи болсиңиз, башқа җайларниң қаидисигә әмәс, хитайниң қаидисигә әмәл қилишиңиз керәк. Бу хил әһвал тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгики һәққидә техиму көп йочуқларға йол ачиду. Әлвәттә, сода тоғрисидики бәзи әхлақи мәсилиләрдә мурәссә қилишқа тоғра келиду. Шуңа дөләт һалқиған ширкәтләр хитайда тиҗарәт қилиш-қилмаслиқ һәққидә бир қарарға келиши керәк”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.