Тәйвән хәлқи уйғур 12 муқами ни тәқәззалиқ билән күтмәктә
2007.11.14
Уйғур аптоном районлуқ муқам ансамбили 17 - ноябирдин башлап тәйбей шәһиридики дөләт тятерханисида оюн қоюшқа башлайду.
Мәркизи агентлиқиниң тәсвирлишичә, 2005 - йили 'уйғур 12 муқами' бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин 'инсанийәтниң еғиз арқилиқ сақлинип қалған мәдәнийәт мираслири' дәп бекитилип қоғдилишқа башлиғандин кейин, пүтүн дуняниң етибариға еришишкә башлиди.
Мусулман әллириниң һәммисидә 'муқам' дәп атилидиған сәнәт түрлири болсиму, әмма униң һечқайси 'уйғур 12 муқами'дәл толуқ вә камаләткә йәткән әмәс.
Хәвәрдә баян қилинишичә, уйғурлар дуняға төрәлгәндин тартип өсүп йетилип таки у дуняға кәткичә өзлиригә һәмра қилидиған 'уйғур 12 муқами' текист, музика вә усул бирләштүрүлгән алий дәриҗилик сәнәт шәкли болуп һесаблиниду. 'Нахша - усул макани' дәп нам алған уйғур аптоном райониниң 12 муқам ансамбили орунлайдиған назакәтлик номурларни һазир тәйвән хәлқи тәқәззалиқ билән күтмәктә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң тәйвәнни қоллаш һәрикити
- Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди (1)
- Чен шүйбйән : бир җуңго принсипи тәслим болуш келишими һесаблиниду
- Тәйвән дөләт байримида өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан башқурулидиған бомбиларни параттин өткүзди
- Тәйвән дөләт байримида йеңи башқурулидиған бомбисини көрсәтмәкчи
- Хитай, тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң мустәқиллиқни тәстиқлиғучи қарарнамисини қаттиқ тәнқидлиди
- Тәйвән, бейҗиңни тинчлиққа тәһдит селиватиду дәп әйиблиди
- Тәйвән тәкшүрүш идарисиниң икки хадими хитайға мәлумат сатқанлиқи үчүн қолға елинди
- Тәйвән б д т әзалиқи үчүн үзлүксиз тиришидиғанлиқини җакарлиди