Хитай һөкүмити җәнуб һава йоллири ширкитигә террорчилиқниң алдини алди, дәп мукапат бәрди
2008.03.26
Хитай һөкүмити җәнуб һава йоллири ширкитиниң кз6901 бәлгилик йолучи айрупилан гурупписиға 'йәттинчи март күни үрүмчидин бейҗиңға учқан айрупиланда террорчилиқ һуҗуминиң алдини алди' дәп 400 миң юән мукапат бәрди.
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай коммунист партийисиниң әмәлдари ваң лечуән шу қетимқи айрупилан ләнҗуда тохтап өткән вәқәни 'шәрқий түркстан мустәқилчилириниң мувәппәқийәт қазиналмиған террорчилиқ һәрикити'дәп қайтидин тилға алған.
Хоңкоңда чиқидиған миңпав гезитиниң баян қилишичә, 7 - март күнидики айрупилан вәқәсини 19 яшлиқ, кучарлиқ уйғур қиз пәйда қилған. У қиз айрупиланға елип чиққан ичимлик қутусиға бенизин қачилап, бенизин пуриқини әтрә билән йоқитишқа тиришқан, әмма айрупилан хадимлири бу қизни дәрһал тутуп, униң айрупиланни партлитишиниң алдини алған икән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қурултийи б д т ниң уйғур елида тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди
- Хотәндә шиддәтлик йәр тәврәш вәқәси йүз бәрди
- "Айропилан вәқәси" һәққидә йеңи мәлуматлар ашкариланди
- Хитай даирилири һава қатнаш бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти
- Хитай сақчи даирилири уйғур қизниң мәқсити айропиланни партлитиш, дәп елан қилди
- Хитайниң террорлуқ һуҗум һәққидики баянати уйғурлар тоғрисидики йеңи мулаһизиләргә йол ачти
- Хитай һөкүмити террорчиларниң һуҗуми дәп иғва иҗад қилғанлиқидин тенивалди
- Хитай ташқи ишлар баянатчиси: "рабийә уйғурларниң вәкили әмәс, террорчиларниң вәкили"
- Хәлқара мәтбуатларда айропилан вәқәсии муназирә қилинмақта
- Чиң гаң рабийә қадирниң " айропилан булаш вәқәси" һәққидики баянатини рәт қилди