Хитайда 50 милйон адәм әйдиз билән юқумлиниш хәвпидә яшаватиду


2007.11.30

Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни хитайда әйдиз вирусиниң тарқилиш сүрити астилиғанлиқини, лекин 2007 - йили әйдиз юқумдарлириниң 700 миңға йәткәнликини елан қилип бир күн өткәндин кейин, б д т хадимлири җүмә күни 50 милйон хитай пуқраси әйдиз билән юқумлиниш хәвпи астида яшаватқанлиқини агаһландурди.

Б д т әйдиз программисиниң маслаштурғучи әмәлдари бернхард швартләндир дуня әйдиз күнидин бир күн бурун елан қилған баянатида " бүгүн оттуз милйондин әллик милйонғичә болған хитай пуқраси әйдиз вируси билән юқумлиниш тәһдити астида яшаватиду. Бу , мәсилиниң йошурун хәвпи вә еғирлиқини намайән қилмақта" дәп көрсәтти.

Хитай сәһийә министири чен җу пәйшәнбә күни хитайда әйдиз вирусиниң тарқилиш сүрити астилиғанлиқини әскәртип, 2007 - йили 50 миң кишиниң әйдиз вирусида юқумланғанлиқини, буниң билән хитайда әйдиз билән юқумланғучиларниң омуми сани 700 миңға чиққанлиқини илгири сүргән. Бәччивазлиқ 2007 - йили хитайда әйдиз вируси тарқилиштики әң муһим қаналға айланған болуп, шу йили %44 адәм әйдиз вирусини мушу йоллар билән юқтурувалған.

Б д т әмәлдари швартләндир,хитайда " әйдиз вирусиниң йошурун хәвпи наһайити еғир икәнликини тонуп йетишимиз керәк " дәп агаһландурди. Хитайда әйдиз вируси кәң тарқалған районлар йүннән, гуаңши, гуаңдуң, хубей вә уйғур илини өз ичигә алиду. Лекин бу җайлар ичидә уйғур или әйдизниң тарқилиш сүрити әң тез җай болуп, " тәңритағ тори " ниң әскәртишичә, уйғур или бу йил әйдиз билән юқумланғучиларниң сани җәһәттә 4 - орундин 2 - орунға чиққан. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.