Дуня сәһийә тәшкилати хитайниң зәһәрлик сүт парашоки мәсилисидә хитай билән һәмкарлашмақта

Бовақлар сүт парашокиға зәһәрлик химийилик мадда арилаштурулуш сәвәбидин 6200 дин артуқ бовақта кесәллик көрүлүши һәмдә төт нәпәр бовақниң өлүм кетиш әһвали садир болғандин кейин, бу мәсилә бирдинла хәлқара миқясида җиддий инкасларни қозғиған иди.
Мухбиримиз үмидвар
2008.09.21

Хитай сәһийә тармақлири 22 ширкәтниң мәһсулатлирини тәкшүрүп, униңдин химийилик зәһәрлик мадда байқиған иди. Бу мунасивәт билән хитай пуқралирида күчлүк наразилиқ инкаслири пәйда болди.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң бир хадиминиң ашкарилишичә, һазир дуня сәһийә тәшкилати хитай тәрәп билән һәмкарлишип, зәһәрлик сүт парашокидин зәһәрлинишниң алдини елиш вә башқа мунасивәтлик чариларни қоллиниш қатарлиқ паалийәтләрни елип бармақта. Бирақ, сәһийә тәшкилати хитайниң чоқум мәһсулатларға қарита химийилик тәкшүрүш түзүмини күчәйтиши лазимлиқини тәләп қилған. Униң үстигә йәнә хитай бовақлар сүт парашоки бенгал қатарлиқ бәш дөләткә експорт қилинған.

Малайшия вә сингапор һөкүмәтлири хитайниң сүтлүк мәһсулатлирини импорт қилишни тохтатқан болуп, хитайниң сүтлүк мәһсулатлириниң ташқи содиси тәһдиткә дуч кәлгән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.