Хитайниң 70 йиллиқ тойида муқам хитайчә орундалди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.10.02
xitay-dolet-bayrimi-muqam-xitayche.jpg Иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирлиниватқан, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мурасимиға тәйярланған, уйғур артислар тәрипидин хитай тилида орундалған чәбият муқамидин көрүнүш. 2019-Йили 1-өктәбир.
Social Media

Мәдәнийәтшунасларниң йәкүничә, уйғур он икки муқами шундақла уйғур әнәниви хәлқ нахша-музикилири уйғур хәлқниң узақ тарихий дәврләрдин буянқи реал иҗтимаий турмушиниң мәһсули вә әқил һәм мәдәнийәт җәвһиридур.

Һалбуки, уйғур хәлқиниң қиммәтлик мираси болған уйғур он икки муқаминиңму бүгүнки күндә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқ сияситиниң нишаниға айланғанлиқи оттуриға қоюлмақта.

Йеқинқи күнләрдә иҗтимаий таратқуларда тарқалған, хитай һөкүмитиниң хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини тәбрикләш мурасимиға аит бир сәһнисиниң син көрүнүшидә, чәбият муқаминиң сәһнидә Уйғур артислар тәрипидин хитай тилида орундалғанДәк һадисә уйғурларниң мәдәнийәт сәнитини қоғдап қелишниң тәхирсизликидин йәнә бир қетим сигнал бәргән.

Әсирләрдин буян уйғурларниң мәдәнийәт-сәнәт мираслириниң җәвһири болған 12 муқамни сақлап қелишида нәччә он әвлад пидакар сәнәткарларниң қан-тәри сиңгән вә еғир бәдәлләр төләнгәниди.

Һалә бүгүнгә кәлгәндә, муқам варислирини йетиштүридиған мәктәп вә түрләр тохтитилғанлиқи мәлум, нурғун муқамчилар музикантларму лагерларға қамалған, уйғур муқам сәнәткарлири қизил нахшиларни ейтишқа, сиясий һашаларға мәҗбур болуватқанлиқи акшариланмақта.

Мана бүгүнки күнләрдә уйғур муқаминиң пүтүнләй хитайлаштурулуп бузулған бир вариянтиниң хитайниң сәһнилиридә намаян қилиниши нурғун кишиләрниң ғулғулисини қозғимақта. Түркийәдики уйғур академийәсиниң баш катипи доктор пәрһат қурбан әпәндиниң дейишичә, “бу, узун тарихқа игә уйғур муқаминиң тунҗи қетим бундақ һақарәтлиниши әмәс, бу хитайниң йиллардин бери уйғурларниң миллий мәдәнийәт қурулмисини йоқитиш үчүн давам қилип кәлгән һәрикәтлириниң давами” икән. У: “муқамниң хитайчилаштурулуши дәвримиздә хитайниң уйғурларға җисманий қирғинчилиқ билән тәң мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватқанлиқиниң бир испати” дәйду.

Дәрвәқә, америкида нәшрдин чиқидиған “ташқи сиясәт” журнилида 19-сентәбир күнилондон университетиниң оқутқучиси кәйт кронин фирменниң елан қилған “хитай шинҗаңда һазирчә мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзүшни таллиди” мавзулуқ мақалисидә апторниң ейтишичә, тарихтин һазирғичә йүз бериватқан қирғинчилиқларниң җәрянлиридин қариғанда бир милләт яки гуруппиға қарши елип бериливатқан мәдәнийәт қирғинчилиқи билән җисманий җәһәттин йоқитишни асас қилған зор көләмлик қирғинчилиқ адәттә бир-бирини яндишип келидиған болуп, иккисини тамамән айриш мумкин әмәс икән.

Уйғур елидә йолға қоюлуватқан уйғурларниң миллий кимликигә қаритилған хитайлаштурушниң уларниң кийим кечәк, тил, өрп-адәт, йемәк-ичмәк һәтта идеологийә саһәси вә естетик туйғусиғичә бөсүп кирип, зорлуқ билән елип бериливатқанлиқи уйғурларниң милләт сүпитидә мәвҗут болуп турушиға бәлгилик тәһдит яратмақтикән.

Чәбият муқаминиң хитайниң 70 йиллиқ тойиға һазирланған сәнәт номури сүпитидә хитайчилаштурулуп бузулған нусхиси уйғурларни биарам қилипла қалмай, муқамға иштияқ бағлиған, уйғурларни билидиған вә уйғур дияри вәзийитини көзитип келиватқан ғәрб мутәхәсислиридиму бәлгилик инкас қозғиди. Бу һәқтә өзиниң ойлиғанлирини билдүргән, илгири уйғур елидә муқам өгәнгән америкадики тәтқиқатчи доктор әлис андерсон ханим, гәрчә хитайниң б у тәшвиқатидин һәйран қалмиған болсиму, әмма өзиниң биарам болғанлиқини, йәни уйғур муқаминиң пәқәт уйғур тили биләнла вайиға йәткән бир тарихий музика мираси болуш сүпити билән буниң башқа һечқандақ бир тилда истетикилик уйғур тилидикидәк зоқ берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Һәқиқәтән, уйғур муқамлири өзигә хас бир қатар алаһидиликлири вә узун тарихи биләнму, инсанийәтниң сәнәт хәзинисидики ‛‛бибаһа гөһәр‚‚ дәп тәриплиниду. Уйғур мәдәнийәтшунаси, мәрһум профессор абдушүкүр муһәммәтиминниң тәтқиқат нәтиҗилиригә қариғанда ‛‛уйғур 12 муқами‚‚ уйғур муқам сәнитиниң йүксәк чоққиси болсиму, лекин униң мәнбәсини йәнила хәлқ муқамлириға улашқа болиду. Чүнки ‛‛хәлқ муқамлири хәлқниң һаяти, қәлби, фолклор мәдәнийити билән биваситә бағланған өлмәс ‛ана гәвдә‚ болуп, классик муқамлар мушу ‛ана гәвдә‚ асасида шәкилләнгән вә раваҗланған‚‚.

2003-Йили уйғур муқам сәнити хитай мәдәнийәт министирлиқи вә малийә министирлиқи тәрипидин хитайдики һәрқайси милләтләрниң әл ичи мәдәнийәт мираслири бойичә дөләт дәриҗилик қоғдилидиған он синақ нуқтисиниң бири қилип бекитилгән. 2005-Йили уйғур он икки муқами бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, пән-мәдәнийәт мәһкимиси тәрипидин “инсанийәтниң ағзаки вә ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслириниң вәкиллик әсири” дәп елан қилинғаниди. Уйғур 12 муқаминиң әсли бойичә сақлинишиға тосқунлуқ қилиш яки бузғунчилиқ елип келиш бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, пән-мәдәнийәт мәһкимиси тәрипидин бәлгиләнгән “инсанийәтниң ағзаки вә ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслириниң вәкиллик әсири” мизанлириға хилапму ?

Әҗәба буларму уйғур 12 муқамини хитайниң уйғурларға қаратқан бүгүнки “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дин қоғдап қаламасму? бу һәқтә җаваб елиш үчүн гәрчә биз бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, пән-мәдәнийәт тәшкилатиға бир қанчә нөвәт елхәт әвәткән болсақму әпсуски техи җавабқа еришәлмидуқ.

Бу һәқтә тохталған лондон уйғур ансамбилиниң қурғучиси әзиз әйса әпәнди: “мана бу әмәлийәттә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң бир испати, чәтәлдики зиялий вә яки паалийәтчиләрниң қилалайдиғинимиз дәл мушу, бу болсиму бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, пән-мәдәнийәт мәһкимисигә вә башқа ғәрб әллиридики мунасивәтлик органларға хитайниң ялғуз уйғурларниңла әмәс пүткүл инсанийәт музика мәдәнийәт мираси һесабланған уйғур муқамлириниң әйни пети сақлинишиға бузғунчилиқ қиливатқанлиқи, мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватқанлиқи һәққидә әрз сунуш” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.