Хитайдики пуқравий әркинлик вә уйғур кризиси
2021.10.13
Уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ көләм вә сәвийә җәһәттә мислисиз дәриҗигә йәткән болсиму хитай һөкүмитиниң сиясий, иқтисад вә дипломатийә җәһәтләрдики түрлүк “мудапиә” тәдбирлири түпәйлидин буниң билиниш дәриҗиси униң нөвәттики паҗиәлик тәрәққиятидин көп йирақ болуп кәлмәктә. Америкидики әң даңлиқ алий мәктәпләрниң бири болған пенсилванийә университетида өткүзүлгән “хитайдики пуқравий әркинлик вә уйғур кризиси” темисидики муһакимә йиғини әнә шу хил бошлуқни толдуруштики бир муһим қәдәм болди.
Пенсилванийә университети қармиқидики “перрий дуня сарийи” вә “пенсилванийә университети оқуғучилириниң уйғурларға әркинлик тиләш гурупписи” бирликтә тәшкиллигән бу қетимлиқ муһакимә йиғини 12-өктәбир күни кәчқурун чақирилған болуп, таҗсиман вирусиға қарши тәдбирләр түпәйлидин йиғин залиға киридиғанларниң сани университет оқуғучилири вә оқутқучилиридин толуқ ваксина урғанлар биләнла чәкләнди.
Йиғинда алаһидә тәкитләнгән бир нуқта хитай һөкүмитиниң өзини хәлқара сәһниләрдә изчил “қанун бойичә идарә қилинидиған қанун дөлити” дәп давраң селиватқанлиқи, әмма улар давам қилдуруватқан ирқий қирғинчилиқниң һазир аллиқачан йәһудийлар зор қирғинчилиқиниң сәвийәсигә йетиватқанлиқи, һалбуки шунчә көп пакитлар тағдәк дөвилинип турған әһвалда хәлқара җәмийәтниң йәнила күчлүк бир қаршилиқ механизмини бәрпа қилалмиғанлиқи болди.
Йиғинда вашингтон шәһиридики уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас нуқтилиқ қилип нөвәттики уйғур қиз-чоканлири дуч келиватқан җинсий зиянкәшлик һәққидә мәлумат бәрди. Рошән аббасниң пикричә, нөвәттики уйғур җәмийити дуч келиватқан әң еғир қирғинчилиқниң бири уйғур хотун-қизлириниң бешиға кәлмәктә. Болупму хитай һөкүмити дәсләпки қәдәмдә әрләрни лагер вә түрмиләргә қамап болғандин кейин һимайисиз қалған қиз-чоканларни һуҗум нишани қилған. Буниңда улар изчил қолланған бир тәдбир игә-чақисиз қалған қиз-чоканларни мәҗбурий туғмаслиқ оператсийәсигә йоллаштин башқа йәнә юқири мааш вә бикарлиқ өй дегәндәк етибар чарилири билән хитай өлкилиридин көчүрүп кәлгән хитай аққунлириға ятлиқ болушқа мәҗбурлаш, буни рәт қилғанларни “ашқунлуқ” қа бағлап лагерға қамаш болған. Лагерға қамалған қиз-чоканлар болса бу җайда түрлүк җинсий хорлуққа учриған. Хитай һөкүмити қолланған йәнә бир чарә болса “туғқан болуш” намида бир милйондин артуқ хитай кадирни әрләр тутулуп кәткән уйғур аяллириниң өйлиригә орунлаштурған. Бу хилдики бир пүтүн милләтниң қиз-чоканлирини нишанлиқ йоқитиш хитай дөлити биваситә арқа тирәк болуватқан нөвәттики ирқий қирғинчилиқниң бир чоң алаһидилики һесаблинидикән. Рошән аббас мушу әһвалларни омумлаштуруп “хитайниң һазирқи сиясәтлири бойичә болғанда қиз-чоканлар мушу йосунда хараб болса, сәбийләр аилилиридин җуда болувәрсә, әрләр лагерда өлүп түгисә йәнә 20 йилда уйғурму түгәйду. Бу заманимиздики әң йеңи қирғинчилиқ. Тарихтики қирғинчилиқларниң әһвалиға нәзәр салсақ шуни байқаймизки, уларниң он басқучлуқ тәрәққиятиниң әң ахирқиси буни инкар қилишта ипадилиниду. Һазир хитай дөлити мана мушу инкар қилиш басқучида” дәп көрсәтти. . “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай бөлүминиң директори софи ричардсон ханимму мушу һәқтә алаһидә тохтилип “биз бу сиясәтләрниң немә үчүн нуқтилиқ һалда мәлум җинстики инсанларға қаритилғанлиқини ойлинип көрүшимиз лазим” деди.
Җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертсму бу қетимқи йиғинда уйғур қирғинчилиқиниң арқа көрүнүши вә һазирқи әһвали һәққидә мәлумат бәрди. . У нөвәттики реаллиқ һәққидә сөз болғанда нурғунлиған һөкүмәтләрниң йеңи бир мәйдан “соғуқ уруш” җедилигә арилишип қалмаслиқ үчүн бу мәсилидин өзини чәткә еливатқанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, нөвәттә һөкүмәтләрниң бу һәқтики мунасивәтлик җаза тәдбирлиридин башқа хусусийларниң ортақ һалда қирғинчилиқни иҗра қилғучи ишләпчиқарған мәһсулатни байқут қилишни бир түрлүк омумий хәлқ һәрикитигә айландурушниң бәкму муһимлиқини тәкитлиди. Чүнки дуняви иқтисадниң хитай иҗра қиливатқан қирғинчилиқни чәкләштики роли һәл қилғуч орунда болуп, 1980-йиллардики “айримичилиққа қарши хәлқ һәрикити” шәклидә буни омумий еқимға айландуруш зор әһмийәткә игә икән.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нурий түркәлму бу җәһәттә профессор шан робертс оттуриға қойған тәклипниң зор қиммити барлиқини муәййәнләштүрди. . Нури түркәлниң пикричә, нөвәттә америка һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқини тохтитиш һәққидә бирәр мукәммәл пиланиниң барлиқи намәлум икән. Гәрчә америка һөкүмити “уйғур қирғинчилиқи” һәққидики қарарни алған болсиму, бу пәқәт ашу маканда немиләрниң болуватқанлиқи һәққидики бир тәбирниң муқимлишиши болуп, һәргизму бу қирғинчилиққа қарши тәдбир әмәс икән. Бу мәнидин алғанда америка билән явропа әллириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ни баш сәһнә қилған һалда бу қирғинчилиққа қарши һәмкарлиқ орнитиши бәкму муһим икән. Шуңа бундақ әһвалда истемалчилар һәрикити арқилиқ ақ сарайға бесим қилиш һәмдә хитай һөкүмитиниң қирғинчилиқ қилмишини чәкләштики бир муһим чарә һесаблинидикән. Чүнки америка хәлқиниң учисидики “Costco” қатарлиқ магизинлардин сетивалған кийимләр, уларниң путлиридики аяғлар уйғур дияридики қирғинчилиқниң бир тәркиби қисми болған уйғур мәҗбурий әмгикиниң мәһсули икән. Йәнә бир яқтин нөвәттә юқири ғәрб дунясиниң юқири пән-техникисиму уйғур қирғинчилиқиға васитилик һалда хизмәт қилмақта икән. Техиму муһими хитай тәтбиқлаватқан бу пән-техника васитилири һазир аз дегәндиму 80 нәччә дөләттә ишқа кириштүрүлмәктә икән. У мушу әһвалларни омумлаштуруп “мушунчилик реаллиқму бизни ойғиталмиса йәнә қандақ нәрсә бизни ойғитиши мумкин?” дәп соал қойди. .
Йиғинниң ахирида һәр қайси саһәдин кәлгәнләр уйғур қирғинчилиқиниң нөвәттики әһвали һәққидә охшимиған соалларни сориди. Лексийә вә соал-җаваблар пенсилванийә университетидики оқуғучилар үчүн уйғур қирғинчилиқи һәққидә җанлиқ бир мәйдан дәрс болди.
Рошән аббас бу һәқтики зияритимиз җәрянида нөвәттики уйғур җәмийити дуч келиватқан кризисниң әмәлийәттә кишиләр ойлиғандинму еғир икәнликини алаһидә тәкитлиди. .
Рошән аббасниң қаришичә, ғәрб дунясиниң қирғинчилиқ һадисисини көп қетимлап “көрмигән” гә селип васитилик һалда қоллишида иқтисадий мәнпәәттин башқа сәвәб йоқ, дейишкә тамамән болидикән. .
Мәлум болушичә, 1740-йили қурулған пенсилванийә университети хусусий университет болуп, көплигән америка президентлири, сиясийонлири, карханичилири вә нобел мукапатиниң саһиблирини, җүмлидин доналд трамп, елан масик, ноам чомски, варрен баффит қатарлиқ заманимиздики йүзлигән мәшһур затларни тәрбийәләп чиққан алий мәктәп икән.