Олимпек роһи хитайниң уйғурлар мәсилисидики көз боямчилиқини тохтитип қалаламду?

Мухбиримиз җәвлан
2021.06.07
Америка кеңәш палатасида бейҗиң қишлиқ олимпикини башқа дөләткә йөткәш тоғрисида қарар лайиһәси сунулди Бейҗиң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң паалийәтлирини бейҗиңдики лоңтан бағчиси йәрмәнкисидә тонуштурулған көргәзмисидин бир көрүнүш. 2019-Йили 6-феврал, бейҗиң.
AP

Демократийәни чәкләп мустәбитликкә маңған, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан, хәлқара қанун вә тәртипни бузуватқан, қошна дөләтләргә тәһдит селип, намрат дөләтләрни қәрзгә боғуп қоюватқан, корона вирусиниң ямришиға сәвәб болуп, пүтүн дуняға апәт елип кәлгән хитайниң, 2022-йил 2-айда “бейҗиң қишлик олимпек мусабиқиси” ни өткүзмәкчи болуши нөвәттә дуняниң виҗданиға вә олимпек йиғини роһиға қоюлған әң чоң соал болуп қалди.

Йеқинда америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари, адвокат нури түркәл әпәнди “ташқи сиясәт” журнилида “бу олимпек мусабиқисини башқа җайға йөткәш яки ирқий қирғинчилиққа йол қоюш” намлиқ бир мақалә елан қилған болуп, 1936-йил берлинида өткүзүлгән язлиқ олимпек мусабиқиси билән 2022-йил бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпек мусабиқисидики охшашлиқларни көрситип бәргән һәмдә әйни чағда йәһудийларға қирғинчилиқ йүргүзгән натсистлар германийәсигә сүкүт қилған дуняниң, бүгүнки күндә коммунист хитайниң бу мусабиқә арқилиқ дуняға өзини даңлишиға вә көз боямчилиқ қилишиға йол қоймаслиқи керәкликини тәкитлигән.

Нури түркәл әпәнди зияритимизни қобул қилип, алди билән өзиниң бу мақалисиниң америка дөләт мәҗлисиниң мәйданини әкс әттүридиғанлиқини билдүрди. У хитайда өткүзүлмәкчи болған бу олимпек мусабиқисини пәқәт 1936-йилдики берлин олимпек мусабиқисиға охшитишқа болидиғанлиқини, һәр иккисиниң “ирқий қирғинчилиқ үстидики олимпек йиғини” икәнликини, буни байқут қилишниң уйғурлар мәсилисидә муһим рол ойнайдиғанлиқини көрситип өтти.

Мақалидә көрситилишичә, коммунист хитайму натсистларға охшаш өзиниң хәлқара образи вә инавитигә наһайити көңүл бөлидиған мустәбит һакимийәт болуп, олимпек тәнһәрикәт йиғининиң “мунәввәрлик, достлуқ, һөрмәт” дегән үч қиммәт қаришиға һөрмәт қилмайду. Хитайниң көңүл бөлидиғини хәлқаралиқ образ вә мәнпәәт. Хитай бу мусабиқә арқилиқ йиллардин бери уйғурларға йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини ниқаплап, хәлқарада төкүлүватқан инавитини әслигә кәлтүрүп, ләнәтлик, хунук образини яхшилашқа урунмақта икән.

Нури түркәл әпәнди 2022-йиллиқ “бейҗиң қишлиқ олимпек мусабиқиси” ниң маһийәттә 1936-йилдики “берлин олимпек мусабиқиси” ниң тарихий тәкрари икәнликини, инсанларниң бу хил тарихий хаталиқниң қайта садир болушиға йол қоюватқанлиқини билдүрди.

Нури түркәл әпәнди мақалисидә мундақ дәп язған: “хәлқара җәмийәт олимпек тәнһәрикәт йиғининиң йәнә йиғивелиш лагерлириниң мудһиш туманлири астида өткүзүлмәсликигә капаләтлик қилиши керәк. Хәлқара олимпек комитети 2022-йиллиқ ‛бейҗиң қишлиқ олимпек тәнһәрикәт йиғини‚ ниң орнини қайта бекитиши, әгәр зөрүр тепилса вақтини кечиктүрүши керәк; әгәр буму карға кәлмисә, бу йиғинни дипломатийәдин пайдилинип байқут қилиш керәк”.

Нури түркәл әпәнди бу олимпек мусабиқисини ирқий қирғинчилиқ болмиған башқа дөләтләргә йөткәшниң әң ақиланә чарә икәнликини, хитайға хәлқарадин күчлүк бесим қилғанда хитайниң җинайитини өзигә етирап қилдуруш вә қилмишини тохтитишиға тәсир болғили болидиғанлиқини билдүрди.

Нури түркәл әпәндиниң қаришичә, хәлқара олимпек комитети вә униң һәр қайси дөләтләрдики шөбилири “биз районлар ара сиясий мәсилиләрни һәл қилалмаймиз” дегән баһанә билән мәсулийәттин өзини қачурмаслиқи, “қуйруқум немә болса болсун бешим көрмисун” дәйдиған төгиқушидәк бешини қумға тиқивалмаслиқи керәк икән. Чүнки хитайниң бу хәлқара мусабиқини өткүзүши тамамән дегүдәк сиясий мәқсәттин болуп, биринчидин, уйғурларға йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқни ялғанға чиқармақчи болған болса, иккинчидин, дуняниң диққитини башқа яққа бурап, өзигә келиватқан бесим вә тәнқидләрдин қутулушқа урунмақчи икән. Униңдин башқа йәнә хитайниң бу мусабиқә арқилиқ өзини тәшвиқ қилиш, уйғурларни бәхтлик көрситип көз боямчилиқ қилиш, хәлқарада қоллашқа еришишкә тиришиш дегәндәк бир мунчә мәқсәтлири бар икән.

Нури түркәл әпәнди хәлқара олимпек комитети вә америка олимпек комитетиниң “тәнтәрбийәни сиясийлаштурмаймиз” дегән баһаниси һәққидә тохтилип мундақ деди: “уларниң тәнтәрбийәни сиясийлаштурмаймиз дегини әмәлийәттә олимпекни сиясийлаштуруватқанлиқидур, чүнки хитайниң келиватқан бесим нәқ сиясий бесимдур. Хәлқара олимпек комитети әгәр өзиниң тәсир күчидин пайдилинип хитайға бесим қилалиса андин олимпекни сиясийлаштурмиған болиду”.

Нури түркәл әпәнди бу мақалисидә йәнә хитайниң хәлқара тәнтәрбийә саһәсиниму тәшвиқат мәйданиға айландурғанлиқи, хитайни тәнқидлигән тәнтәрбийә чолпанлирини чәкләп, хитайни махтиғанларға кәң имканийәт бәргәнлики, NBA ға охшаш даңлиқ тәнтәрбийә кулублирини хитай үчүн сөзләшкә, болмиса ағзини юмушқа мәҗбурлиғанлиқи дегәндәк мәсилиләрни оттуриға қойған болуп, һәр қайси дөләтләрдики тәнһәрикәтчиләрниң олимпек роһини қәдирләп, өз виҗданиниң авазиға қулақ селип, хитайда өткүзүлидиған бу мусабиқисидә еришидиған шан-шәрәп медаллириниңму кәлгүсидә номус, һақарәт бәлгиси болуп қалидиғанлиқини чүшинип, бу шәрәпсиз мусабиқини байқут қилиши керәкликини, мәйли шәхс, тәшкилат яки дуняда тәсир чоң тәнтәрбийә кулублири вә найк(Nike), кока кола қатарлиқ чоң ширкәтләр болсун, уларниң һәммисиниң хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитигә шерик болмаслиқи керәкликини тәкитлигән.

Нури түркәл әпәнди мақалисиниң ахирида, 2020-йил өткүзүлидиған токйо язлиқ олимпек тәнһәрикәт йиғининиң корона вируси түпәйлидин кечиктүрүлгәнликини, бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған 2022-йиллиқ қишлиқ олимпек мусабиқисиниңму хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи түпәйлидин кечиктүрүлсә болидиғанлиқини, андин у мусабиқини өткүзүшкә мувапиқ бир җайни таллаш керәкликини оттуриға қойғандин кейин мундақ дәп язған: “ишлар бундақ кетивәрсә болмайду. Йиғивелиш лагерлириниң сүрәтлири тартилди, чүшүрүлгән башлар, кесилгән чачлар кишигә оствиздики қорқунчларни әслитиду, буларни һәммә адәм көрәләйду. Хәлқара олимпек комитети 2022-йиллиқ қишлиқ олимпек мусабиқисини қайта өткүзүш яки ирқий қирғинчилиққа йол қоюштин ибарәт бу икки хил таллаштин өзини қачуралмайду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.