Хитай оқуғучилирида күчийиватқан натсисизмлиқ идийәниң чәт әлләргичә ямриши (2)
Йеқинда бир нәпәр хитай алий мәктәп оқуғучиси “дөләт вә җәмийәткә очуқ хәт” намлиқ мақалә елан қилған. Мақалидә “хитайни күчләндүрүп, америка башчилиқидики ғәрб дөләтлиригә зәрбә бериштә дөләтниң күчийишигә тосалғу болуватқан 600 милйон намрат пуқрани қирип ташлаш” тәшәббус қилинған.
-
Мухбиримиз меһрибан
2021-08-15 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Йеқинда бир нәпәр хитай алий мәктәп оқуғучиси “дөләт вә җәмийәткә очуқ хәт” намлиқ мақалә елан қилған. Мақалидә “хитайни күчләндүрүп, америка башчилиқидики ғәрб дөләтлиригә зәрбә бериштә дөләтниң күчийишигә тосалғу болуватқан 600 милйон намрат пуқрани қирип ташлаш” тәшәббус қилинған. Хитай торлирида мәвҗут болуп туруватқан мәзкур мақалә чәт әлләрдики хитай зиялилириниң җиддий инкасини қозғиди.
Америкадики хитай язғучиси йү җйе әпәнди әркин асия радийосида елан қилған икки қисимлиқ обзорида, бу әһвални тәнқитләп: “бир алий мәктәп оқуғучисиниң очуқ хети хитай җәмийитиниң омимиййүзлүк натсисизим йолиға маңғанлиқиниң ипадиси,” дәп көрсәткән.
Йү җйе әпәнди обзориниң иккинчи бөлүкидә нөвәттә хитайниң дөләт ичидила әмәс, бәлки чәт әлләрдә оқуватқан хитай оқуғучилири арисидиму натсисизимлиқ идийәниң ямриғанлиқини тилға алған. У бу әһвални 30-40-йилларда һетлер германийәсидә яшлар арисида әвҗ алған натсисизимлиқ идийәви еқимиға охшатқан.
У мундақ дәйду: “хитай тәрбийәлигән натсист оқуғучилар америкада сөз әркинликигә қандақ бузғунчилиқларни қиливатиду? бу ойлинишқа тегишлик җидди мәсилә. Германийә язғучиси гойдо кноп (Guido Knopp) өзиниң “һетлерниң балилири” намлиқ китабида һетлер заманидики яшларниң идийәсини тәһлил қилған. 30-40 Йилларда чоң болған бу яш өсмүрләрниң меңиси һетлерниң 3-империйәси тәрипидин игиливелинған иди. Һетлерни өзиниң йол башчиси дәп билгән бу яшлар даһиси һетлер вә германийә дөлити үчүн өлүшни шәрәп вә бурч дәп билгән. Инсанийәт сөйгүсини тамамән йоқатқан бу яшлар натсистларниң инсанийәткә қарши җинайитиниң иҗрачилириға айланған иди. Һалбуки, кейинки германийәдә натсистлиқ идийәсидики ‛һетлерниң балилири‚ ниң нәсли қуруған болсиму, әмма бүгүнки хитайда бу хил натсисизим идийәси худди сүвәрәкләрдәк тез көпәймәктә.”
Йү җйе әпәнди йәнә хитай яшлирида әвҗ алған “хитай дөлитини сөйүш, хитай дөлитини қудрәт тапқузуш” шоари астидики хитайчә натсисизим идийәси кәлтүргән сәлбий тәсирләр һәққидиму тохталған.
Йү җйе бу хил натсистларчә хитай милләтчилик идийәсиниң кәң әвҗ елишиға хитай һөкүмитиниң хитай яшлириға қаратқан узун муддәтлик меңә ююш тәшвиқати сәвәб болғанлиқини билдүргән.
У нөвәттә чәт әлләрдә оқуватқан хитай оқуғучилириниң натсисизимчә “әсәбий вәтәнпәрвәрлик” идийәсиниң түрткисидә америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлириниң кишилик һоқуқ қиммәт қаришиға хилап һәркәтләрдә болуватқанлиқини нәқил елип өткән.
У сөзидә ғәрб демократик дөләтлиридики аталмиш хитай вәтәнпәрвәр оқуғучилириниң бу дөләтләрдики уйғур, тибәт, хоңкуң тәшкилатлири уюштурған паалийәтләргә тосқунлуқ қиливатқанлиқини, уларниң университетлардики охшимиған пикир-еқимлирини чәкләш паалийәтлирини ашкара елип бериш дәриҗисигә йәткәнликини билдүргән. У йәнә хитай оқуғучиларниң бу хил һәркәтлириниң америка башчилиқидики ғәрб денмократик дөләтлиридики университитларда яман тәсир пәйда қилғанлиқини тәкитлигән.
Чәт әлләрдики хитай демократлиридин канададики кишилик һоқуқ паалийәтчиси шең шө ханимму зияритимизни қобул қилди.
Униң билдүрүшичә, америка, канада, австралийә вә явропа дөләтлирини өз ичигә алған ғәрб демократик дөләтләрдә яшаватқан бир түркүм хитай оқуғучилири вә хитай көчмәнлири әсли әркин вә баяшат яшаш үчүн бу дөләтләргә кәлгән. Әмма улар әркин вә баяшат турмушқа еришкәндин кейин, аталмиш “хитай вәтәнпәрвәрлики” ни тәрғип қилип, әркин демократик дөләтләрдики хитай коммунист һөкүмитигә қарши паалийәтләргә дүшмәнлик нәзәри билән қарайдиған болған вә тосқунлуқ һәрикәтлиридә болушқа башлиған.
Шең шө ханим йәнә хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики аталмиш коңзи иниститотлириниң һәқиқий мәқсиди дәл “кишилик һоқуқ вә әркинлик” тин ибарәт ғәрб демократик дөләтлириниң қиммәт қаришиға һуҗум қилиш икәнликини билдүрди.
Шең шө ханимниң қаришичә, ши җинпиң дәвридә баш көтүргән хитай милләтчиликини мәркәз қилған бу хил натсисизимлиқ идийәниң ямриши, хитайдики башқа милләтләргә вә дуняға еғир тәһдит болмақта икән.
У ши җинпиңниң хитай милләтчилики идийәсиниң хитай компартийәсиниң мәнпәәтини чиқиш қилғанлиқини билдүрди. Шуңа бу хил чоң хитайчилиқни мәркәз қилған башқуруш түзүмидә хитайдики уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң җаниҗан мәнпәәтини хитай дөлитиниң мәнпәәтигә бойсундуруш, һәтта бу милләтләрниң миллий кимликиниму йоқитип, уларни аталмиш “җоңхо миллити” гә айландуруш һәмдә толуқ ассимилиятсийә қилип йоқитиш нишан қилинған икән.
Шең шө ханимниң тәкитлишичә, нөвәттә хитайда барғанчә әвҗ еливатқан бу хил натсисизимчә “радикал хитай вәтәнпәрвәрлики” әмәлийәттә хитай милләтчиликиниң әшәддий рәвиштә ипадилиниши икән. Шуңа униң инсанийәткә кәлтүридиған зийини вә дуняға болған тәһдити әйни чағдики һетлер германийәсиниң натсисизимлиқ милләтчиликидинму еғир вә хәтәрлик икән.