Пәйзиват маарип идариси хадими: “оқутқучиларниң уйғур тили билиши һаҗәтсиз, чүнки дәрсләрниң һәммиси дөләт тилида өтүлиду”

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2023.09.06
xitaylashturush-mektep-xitay-tili-2.jpg Хитай һөкүмити уйғурларни хитайчилаштурушта уйғур районидики уйғур оқутқучиларни хитай тилида дәрс өтүш сәвийисигә йәткүзүш үчүн уларниң хитай тили иқтидарини өстүрүшкә 9 милйон доллардин артуқ мәбләғ аҗратқан. юқиридики сүрәттә, уйғур оқуғучилар хитай тилида дәрс аңлимақта. 2004-Йили 3-март, корла.
AFP

Қәшқәргә урған телефонлиримиз давамида, хитай һөкүмитиниң 2016-йили 9-айдин башлап уйғур диярида мәҗбурий йолға қойған “дөләт тили маарипи” намидики хитай тиллиқ оқутушниң кәң көләмдә омумлашқанлиқи, болупму уйғурлар зич олтурақлашқан қәшқәр вилайитидә хитай тили маарипиниң әң қаттиқ васитиләр билән йүргүзүлүватқанлиқи ашкариланди.

“қәшқәр телевизийәси” ниң 26-авғусттики хәвиридә вә “хитай хәвәрлири” ториниң 30-авғусттики хәвиридә, шәндоң өлкисидин қәшқәр вилайитигә йетип кәлгән 377 нәпәр хитай оқутқучиниң вилайәт тәвәсидики һәрқайси наһийәләрниң оттура-башланғуч мәктәплиригә хизмәткә чүшкәнлики билдүрүлгән. Қәшқәр вилайәтлик маарип идарисиниң 2023-йили 5-айниң 9-күни чиқарған уқтурушида, қәшқәр вилайитиниң “дөләт тили оқутуш сүпитини йәниму юқири көтүрүш” үчүн, 2023-йили 9-айдики йеңи оқуш мәвсумида һәрқайси наһийәләрдики оттура-башланғуч мәктәпләргә хитай тилида дәрс өтидиған 273 нәпәр оқутқучиниң қобул қилинидиғанлиқи уқтурулған.

Биз мәзкур еланда қалдурулған телефон учурлириға асасән, пәйзиват наһийәлик маарип идарисиниң кадирлар бөлүмигә телефон қилдуқ.

Телефонимизни алған бир хитай әр хадим өзиниң пәйзиват наһийәлик маарип идариси кадирлар бөлүмидин икәнликини билдүрди. У, оқутқучи қобул қилишниң аяғлашқанлиқини, 9-айниң 1-күнидин башлап йеңи қобул қилинған оқутқучиларниң наһийә тәвәсидики оттура-башланғуч мәктәпләргә хизмәткә чүшкәнликини ейтти.

У бизниң оқутқучиларға қоюлидиған сәвийә тәлипи вә нөвәттә йүргүзүлүватқан оқутуш системиси һәққидики соаллиримизға җаваб берип, уйғур дияридики барлиқ мәктәпләрдә “дөләт тилида оқутуш” ниң зөрүрийәт икәнликини билдүрди.

У мундақ деди: “улар, йәни оқутқучилар чоқум дөләт тилини билиши керәк! чүнки һазир дөләт тили маарипи йүргүзүлүватиду”.

Биз униңдин, “уқтурушта пүтүн мәмликәт миқясидин оқутқучи қобул қилиниду, дейилипту. Ундақта, уларға тил җәһәттә йәрликтә қоллиниливатқан уйғур тилини билиш шәрти қоюлмамду?” дәп соридуқ.

У бу соалимизға наһайити кәскин һалда мундақ җаваб бәрди: “уларниң, йәни оқутқучиларниң уйғур тили билиши һаҗәтсиз, дәрсләрниң һәммиси чоқум дөләт тилида өтүлиду”.

Униң бу җавабидин кейин, сөһбитимиз диялог шәклидә төвәндикидәк давам қилди.

Мухбир: һазир мәктәпләрниң һәммисидә “дөләт тили” да дәрс өтүләмду?

Хитай хадим: “әлвәттә, һәммә дәрсләр дөләт тилида өтүлүватиду. Мән буни бая сизгә дәп болған идим.

Мухбир: ундақта, илгирики уйғур оқутқучиларму “дөләт тили” да дәрс өтәмду?

Хитай хадим: тоғра, уларму дөләт тилида дәрс өтиду. Биз қобул қилған оқутқучилар һәр милләттин, һәрким өзини тизимлатса болиду.

Мухбир: уларму илтимас қилса болидикәндә, уларға қандақ тәләпләр қоюлиду?

Хитай хадим: улар чоқум ортақ қоллинилидиған дөләт тили сәвийәсигә йетиши керәк. Бу шәртләр һазир һәммә кишигә қоюлидиған тәләп. Мән бая бу һәқтә наһайити ениқ қилип ейттим. Улар чоқум дөләт ортақ тили дәриҗә имтиһанидин өтүши керәк.

Мухбир: ундақта, һазир мәктәпләрдики хитай оқутқучилар билән уйғур оқутқучиларниң нисбити қандақ болуватиду?

Хитай хадим: буни мән ениқ билмәймән. Әгәр сиз бу әһвалларни игилимәкчи болсиңиз, өзиңиз маарип идарисигә келиң. Мән нәқ мәйданда бу мәсилиләргә җаваб беридиған адәм тепип бәрсәм болиду. Мақулму? әгәр сиз йәниму илгириләп әһвал игилимәкчи болсиңиз, кадирлар бөлүмимизгә кәлсиңиз болиду.

Мухбир: буни ашкарилашқа болмайду, шундақму?

Хитай хадим: буларни мән ениқ билмәймән. Мән сорап бақай, сиз конкрет қандақ әһвалларни билмәкчи?

Мухбир: мениң билмәкчи болғиним, һазирқи маарип системисида уйғур тили, йәни йәрлик тилниң оқутуштики нисбити зади қанчилик болуватиду?

Хитай хадим: бу әһвалларни сиз өзиңиз бу җайға келип игиләң. Мениң бу мәсилиләргә җаваб беришим қулайсиз.

Мухбир: чүнки оқуғучиларниң зор көп қисми уйғур балилири икән, улар немә үчүн “дөләт тили” да дәрс аңлиши керәк? бу мәсилиләргиму җаваб бериш чәкләнгәнму?

Хитай хадим: “буларни мән растла ениқ биләймән. Бундақ әһвалларға сиз бу йәргә кәлгәндин кейин, андин җаваб бәрсәм болиду. Бая сизгә ениқ ейттим. Бундақ әһвалларға пәқәт сиз өзиңиз маарип идарисигә биваситә кәлгәндила, андин йүзтуранә җаваб бәрсәк болиду.

Пәйзиват наһийәлик маарип идарисиниң хитай хадими билән болған сөһбитимиз шундақ аяғлашти. Йәниму илгириләп әһвал игилишимиз нәтиҗисидә, қәшқәр вилайәтлик маарип идарисиниң 2018-йилдин буян, һәр йили дегүдәк пүткүл хитай миқясидин оқутқучи қобул қилиш еланлири чиқирип, хитай тиллиқ оқутқучиларни түркүм-түркүмләп қобул қиливатқанлиқи ашкариланди. Һалбуки, 2016-йили 9-айдин башлап уйғур диярида уйғур тилидики оқутуш пүтүнләй әмәлдин қалдурулуп, “дөләт тили маарипи” намидики хитайчә маарип мәҗбурий йолға қоюлғандин буян, зади қанчилик уйғур оқутқучиниң маарип сепидин шаллап чиқирилғанлиқи һәққидики мәлуматлар һазирға қәдәр хитай таратқулирида ашкариланмиди. 2017-Йилидин башлап уйғур диярида әвҗигә чиққан зор тутқун вә лагерларға қамаш долқунида, уйғур оқутқучилар нуқтилиқ тутқун обйектиға айланған, нурғунлиған мунәввәр уйғур оқутқучилар түрмә-лагерларға қамалған яки из-дерәксиз ғайиб қиливетилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.