Мутәхәссисләр: хитайниң “3 ни йеңилаш” һәрикитиниң маһийити мунқәрз қилиш

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.09.14
tim-timothy-grose.jpg Америка индияна университетиниң дотсенти, хитайшунаслиқ бойичә ярдәмчи профессор тим грос әпәнди уйғур мәсилиси тоғрисидики йиғинда сөзлимәктә. 2018-Йили ноябир, вашингтон.
Photo: RFA

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан мәдәнийәт қирғинчилиқиниң бир парчиси сүпитидә шиддәт билән давам қиливатқан “3ни йеңилаш” һәрикити давамида, уйғурларниң әнәниви өй қурулмиси, өй җабдуқ, өй җаһаз, өй ичи безәклириниң бузуп ташлиниватқанлиқи мәлум. Мутәхәссисләр “3 ни йеңилаш” һәрикитини, хитайниң мустәмликичи сияситиниң ашкара ипадиси дәп йәкүнлимәктә. Улар бу җәрянда йоқ қилиниватқини ялғуз уйғур миллий услубидики ой җабдуқлири, әнәниви яшаш адәтлири әмәс, муһими уйғурларниң дуня қарашлири, шу өй әшялири арқилиқ арзу-арманлирини ипадиләп кәлгән тавушсиз тиллиридин тартип йоқ қилинидиғанлиқидин агаһландурмақта. Мутәхәссисләрниң бу һәқтики мулаһизилирини мухбиримиз гүлчеһрәдин аңлайли.

Хитайниң милләтләр сиясити, болупму мәркәзлик һалда хитайниң уйғур сиясити үстидә тәтқиқат елип бериватқан америкадики инсаншунаслиқ доктори тимоте грос “милләт вә ирқ тәтқиқати” тор журнили (Ethnic and Racial Studies) ниң 2020-йили июл санида “хитайниң туралғуси вә уйғурларниң өй бошлуқиниң өзгәртилишини биливелиң” намлиқ мақалә елан қилип, хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан “3 ни йеңилаш” сияситиниң маһийитини ечип көрсәткән.

Аптор мақалида 2017-йилдин башлап, хитай компартийәси уйғурларға уларниң бурундин яшап келиватқан өйлириниң, турмуш усулиниң вақти өткәнликини, йәни әнәниси бойичә яшашни қалақлиқ дәп көрситип өйлириниң ичини ятидиғанға кариват, олтуридиған сафа, тамақ йәйдиған орундуқ, үстәл болуш бәлгилимиси бойичә өзгәртишкә мәҗбурлаватқанлиқини хитайниң мунасивәтлик һөҗҗәт вә хәвәр мәнбәлиридин испатлап көрсәткән.

Аптор бу һәқтә “хитайниң аталмиш заманиви өй җаһазлири болса хитай һөкүмитиниң мәвқәсидә (хәнзуларниң) “мәдәнийәтлик” (венмиң) муһити яритидикән” дәп кинайә қилған.

Апторниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң “3ни йеңилаш” намидики бу һәрикитидә йеңи өй җаһазлири хитай кадирларниң уйғур аилилири билән йүзтуранә пикир алмаштурушиға қулайлиқ яритишниму мәқсәт қилған. Униң қаришичә, хитайниң бу һәрикити башқа ассимилятсийә программилириға қариғанда йәниму шиддәтлик һалда җисманий вә роһий бойсундурушни, мунқәрз қилишни мәқсәт қилған туралғу зораванлиқини көрситидикән.

Зияритимизни қобул қилған темотй грос мундақ деди: “мән дәрвәқә, милләт вә ирқ тәтқиқати журнилиға дәл мушу һәқтә язғанидим. Мән хитай һөкүмитиниң ‛3 ни йеңилаш‚ сияситини яхши билимән. Хитай бу һәрикәтни башлаштин бурун, ассимилятсийәни мәқсәт қилған өзгәртиш һәрикитини, йәни асаслиқи уйғур җәмийитидики мәктәп, диний сорунлар дегәндәк аммиви паалийәт сорунлирини нишан қилған болса, һөкүмәтниң қоли әмди уйғурларниң шәхси бошлуқлириғичә киргәнликини көрүватимиз. Бу, уйғурларниң бир айрим милләт болуш сүпити билән әслидики өзигә тәвә раһәт һаяти бошлуқиниң мустәмликә қилинишидур. ‛3ни йеңилаш‚ һәрикити җәрянида супинң орниға кариват, сафа, үстәл орундуқларниң алмишиши билән, уйғурларниң миллий роһи вә алаһидиликлирини ипадиләйдиған аилә муһитиму пүтүнләй өзгәртилмәктә”.

Аптор “хитайниң туралғуси вә уйғурларниң өй бошлуқиниң өзгәртилишини биливелиң” намлиқ мақалисидә йәнә, уйғур хәлқиниң олтурақлашқан өй макан, туралғулириниң ислам диниға, тәбиий вә иҗтимаий муһитқа интайин мас икәнликини, өй-җабдуқлириниң болса, уларниң дуня вә қиммәт қаршини әкс әттүридиған, өз-ара беқинишни асас қилидиған шәйиләр икәнликини чүшәндүргән. У, шундақла, уйғурлар әзәлдин яшап кәлгән супилиқ, гүзәл сәрәмҗанлашқан өйләрниң ‛3ни йеңилаш‚ һәрикитидә хитайчә өй безәш шәклидә өзгәртиветилгәндин кейинки сүрәтлирини селиштурма қилиш арқилиқ, хитай коммунист һөкүмити елип бериватқан заманивилиқ намидики мәқсәтлик бу һәрикәтни, ирқий “айримичилиқ сиясәт” дәп көрсәткән.

Тимотй бу тәтқиқат мақалисидики йәнә мундақ дәп оттуриға қойғанлиқини билдүрди: “хитай һөкүмитиниң уйғурларниң миллий хаслиққа игә яшаш муһитини хитай коммунист партийәси өлчимидики заманиви яшаш муһитиға өзгәртиш очуқини ейтқанда бу хән миллитиниң яшаш усулини уйғурларға мәҗбурлаштур. Бу сиясәтләр, уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләргә қаритилған һәр тәрәплик шиддәтлик ассимилятсийә қилиш һәрикитиниң бир қисми”.

“бу ирқи қирғинчилиқниң бир қисмиму?” дегән соалимизға тимоте мундақ җаваб бәрди;

“ирқий қирғинчилиқ бир қануний һөкүм. Хитайниң уйғурларниң өй қурулмилирини өзгәртиш еһтияҗи гәрчә макан вә заман җәһәттә тарихтики мустәмликиләрдин пәрқләнсиму, уйғурларға қарита хитайниң дөләтниң зораванлиқи астида елип бериватқан аилә бошлуқини хитайчилаштурушқа мәҗбурлишини хитайниң уйғур районини мустәмликә қилиш тәртиплириниң бири дәп йәкүнләймән”.

Германийәдики уйғур тәтқиқатчилиридин тилшунас доктор абләт сәмәт болса, хитайниң уйғурларниң шәхси туралғу муһитини мәҗбурий өзгәртиветиши аддийла әнәниви өй безәш яки сәрәмҗанлаштурушниң йоқ қилиниши болуп қалмай, дуня мәдәнийити үчүн ортақ қиммәтлик байлиқниң йоқап кетиши һесаблинидиғанлиқини билдүрди. У, бу өзгәртишниң милләт нуқтисидин ейтқанда, бу әнәниви өйләрдики һәр бир өй җабдуқлири арқилиқ әкс әткән арзу арманларниң йоқ қилинишини вә милләтниң назук һес туйғусини тавушсиз ипадиләп кәлгән бир тилдин мәһрум қалдуридиғанлиқини көрситидиған, әҗәллик бир йоқитиш болидиғанлиқини тәкитләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.