“ийи” партийәси уюштурған “хиялимдики шәрқий түркистан” темисидики рәсим сизиш мусабиқиси рәсмий башланди
2021.05.21

Хитайниң уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзгәнлики америка һөкүмити, канада, голландийә, әнглийә вә литва парламенти тәрипидин бирдәк бекитилгән бир пәйттә түркийә маарип министирлиқи 5-айниң 3-күни оттура мәктәп оқуғучилири арисида “хиялимдики хитай” темисида рәсим сизиш мусабиқиси башланғанлиқини җакарлиған вә бу һәм түркийәдә қаттиқ наразилиққа учриғаниди. Түркийәдики “ийи” партийәси буниңға қарши 5-айниң 19-күни йәни түркийә яшлар байрими күни “хиялимдики шәрқий түркистан” темисида рәсим сизиш мусабиқиси башланғанлиқини җакарлиди. Мәзкур мусабиқигә түркийә бойичә башланғуч, оттура вә толуқ оттура мәктәп оқуғучилири рәсим сизип 6-айниң 14-күнигичә “ийи” партийәсиниң өзлири туруватқан шәһәр, вилайәт, наһийә вә кәнтләрдики ишханилириға тапшуруп бәрсә болидикән.
Биз мәзкур рәсим сизиш мусабиқиси тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн “ийи” партийәсиниң түрк дуняси хизмәтлиригә мәсул хадими айтән сойсал ханим билән сөһбәт елип бардуқ. У, бу рәсим сизиш көргәзмисини өткүзүштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “бизниң башқарма пүтүн дунядики түркий хәлқләргә мәсул бир башқарма. Биз хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан бесим сияситини аңлитидиған көп паалийәт уюштурдуқ. Сизгиму мәлум болғинидәк йеқинда түркийә миллий маарип министирлиқи оттура мәктәп оқуғучилири үчүн ‛хиялимдики хитай‚ мавзулуқ рәсим сизиш мусабиқиси уюштурғанлиқи үчүн көңлимиз бәкла йерим болғаниди. Биз буниңға наразилиқ билдүрүш үчүн ‛хиялимдики шәрқий түркистан‚ темисида рәсим сизиш мусабиқиси өткүзүшни қарар қилдуқ. Бу паалийәт 6-айниң 14-күни ахирлишиду. 19-Чесла мусабиқидә нәтиҗигә еришкәнләр елан қилиниду”.
У, “ийи” партийәси өткүзүватқан “хиялимдики шәрқий түркистан” мавзулуқ рәсим сизиш мусабиқисидә дәриҗигә еришкәнләргә мукапат берилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “мусабиқидә дәриҗигә еришкәнләргә маддий мукапат берилиду. 6-Айниң 19-күни бу рәсимләр қоюлған көргәзмә ачмақчимиз. Бу мусабиқә тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләшни халисиңиз ‛ийи‚ партийәсиниң тор бетигә кирсиңиз болиду”.
Түркийәдә паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди “ийи” партийәси уюштурған бу рәсим сизиш мусабиқисиниң түркийә маарип министирлиқи өткүзүватқан “хиялимдики хитай” мавзулуқ рәсим сизиш мусабиқисигә берилгән әң тәсирлик җаваб икәнликини, зор әһмийәткә игә икәнликини, түркийәдә ата-анилири, уруқ-туғқанлири хитай лагер вә түрмилиридә туруватқан көп уйғур өсмүр барлиқини буларниң мәзкур паалийәткә актип қатнишиши керәкликини баян қилди.
Германийәдә яшаватқан тонулған уйғур рәссам мәрвайит һапиз ханим пәрзәнтләрниң сәбий йүрикиниң һәқиқий һессиятини ипадиләйдиған рәсимләрни сизидиғанлиқини, буниң уйғурларниң еғир вәзийитини аңлитиш үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Түркийә маарип министирлиқи вә хитай әлчиханисиниң қоллиши билән әнқәрәдики хәлқара илим вә күлтүр вәхпи 2016-йилидин буян оттура мәктәп оқуғучилири арисида “хиялимдики хитай” мавзулуқ рәсим сизиш мусабиқиси өткүзүп келиватқан болуп, бу йилқиси қаттиқ наразилиққа учримақта. Түркийәниң сабиқ баш министири, “келәчәк” партийәси рәиси әхмәт давутоғлу баш болуп, көп санда сиясәтчи, зиялий, аммиви тәшкилат мәсуллири вә хәлқ аммиси оттура мәктәп оқуғучилири сизған “хиялимдики шәрқий түркистан” мавзулуқ көк байрақ сизилған рәсимләрни тарқатмақта. “келәчәк” партийәси рәиси әхмәт давутоғлу фаруқ назми исмидики бир оқуғучиниң “хиялимдики хитай” мавзулуқ рәсим сизиш мусабиқисигә әвәтиш үчүн сизған көк байраққа салам бериватқан бир қиз оқуғучиниң рәсимини өзиниң твиттер адресидин тарқатқаниди.