Хитайниң уйғурларға қаритиватқан чегра һалқиған бесимидики кона вә йеңи тактикилири
2023.08.01
Әнглийәдики шефилд университети шәрқий асия тәтқиқат институтиниң лектори давид тобин (David Tobin) вә мустәқил тәтқиқатчи нийрула әлима (Nyrola Elima) бирликтә тәйярлиған “муһаҗирәттики уйғурларниң дөләт һалқиған бастурушқа учриши” дегән темидики чоң һәҗимлик доклат бу йил 4-айда елан қилинғандин кейин күчлүк диққәт қозғиғаниди.
Әнглийәниң BBC телевизийәси 31-июл күни бу доклат һәққидә хәвәр тарқитип, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурлар вә уйғур үчүн паалийәт қиливатқанларға қаритиватқан чегра һалқиған бастурушниң көлимини техиму кәң җамаәтчиликкә йорутуп бәргән.
BBC Телевизийәси әнглийәдә турушлуқ уйғурлардин өзини алим дәп тонуштурған бир кишини зиярәт қилған. Алимниң дейишичә, хитай сақчилири аввал уни 6 йилдин бери һечқандақ алақә қилалмайватқан аниси билән видийо арқилиқ көрүштүргән. Андин уни әнглийәдә болуватқан паалийәтләр һәққидә учур әвәтишкә қистиған. Алимниң BBC гә дейишичә, һәр қетим лондонда хитайға қарши намайиш болғанда, улар телефон қилип, бу намайишқа кимләрниң қатнишидиғанлиқини сориған. Хитай йәнә униңға әнглийәдики тәшкилат рәһбәрлири билән йеқиндин тонушуп дост болушини, уларни ресторанларға тәклип қилип меһман қилишини, униңға кетидиған пулни өзлириниң беридиғанлиқини дегән.
Сақчи тәрәп һәтта алимниң туюқсиз пулдар болуп қелиши гуман қозғимисун дәп униңға бир сахта ширкәт қуруп беридиғанлиқини, дәл мушу мәқсәт билән қурулған башқа нурғун ширкәтләр барлиқини ейтқан; әгәр сақчиларниң дегәнлиригә көнмисә аилисиниң хәвпкә учриши мумкинликини ейтип, униңға тәһдит салған.
Хитайниң чегра һалқиған бесиминиң көлими йорутуп берилгән бу доклатта әнглийә, түркийә вә тайланд қатарлиқ дөләтләрдә яшаватқан 200 дин ошуқ киши зиярәт қилинған болуп, бу кишиләрниң һәммиси хитайниң чегра һалқиған бастурушиниң зиянкәшликигә я ундақ, я бундақ шәкилдә учриған кишиләр икән. Мәзкур доклатниң тәйярлиғучиси давид тобинниң радийомизға дейишичә, чәтәлләрдики уйғурларниң һәммиси чегра һалқиған бесимниң зиянкәшликигә учриған болуп, бу уларни хитайда бастуруш нишани қилинған башқа таипидикиләрдин пәрқләндүрүп туридиған амил икән. У мундақ дәйду:
“бу җәһәттики тәтқиқатим җәрянида һес қилғиним, ши җинпиңдин илгири хитай һөкүмити пәқәт өктичи һәм паалийәтчи уйғурларни нишан қилған. Бирақ һазир уйғурларниң һәммиси тәқибгә елиниватиду. Бу җәһәттин алғанда уйғурларниң вәзийити хоңкоңлуқ вә шулардәк башқа гуруппилардин пәрқлиниду. Чәтәлләрдики уйғурларниң пүткүл бир хәлқ сүпитидә тәқиблиниши хитайниң чегра һалқиған бесимидики бир йеңилиқ” .
Доктор давид тобинниң дейишичә, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларға бесим қилиш усули ялғуз тәһдит селиш, юртидики йеқинлирини гөрүгә еливелиш биләнла чәкләнмигән. Улар әксичә бу кишиләрни аилисидикиләр билән көрүштүрүш, уларни маддий җәһәттин қизиқтуруш тактикилириниму қоллинип, “әгәр сән гәп аңлисаң, бизму саңа яхшилиқ қилимиз” дегән. Тәтқиқат җәрянида улар хитайниң һәр қатлимида, һәр саһәсидә кәң ямриған чирикликниң чәтәлләрдики уйғурларни тәқибләштиму кәң қоллинилғанлиқини байқиған. Улар йәнә, хитайниң чегра һалқиған бесиминиң уйғурлар көп җайлашқан түркийәдәк дөләттә техиму еғирлиқини байқиған болуп, у йәрдики һәрбир кишини бу бесимниң зиянкәшликигә учраватиду, дейишкә болидикән.
Дәрвәқә, бу йилниң бешида түркийәниң истанбул шәһиридә һүсәнҗан мутәллип исимлик бир уйғурниңму өзи билән алақә қилған хотәндики хитай сақчисиниң бесимиға баш егип, истанбулдики сатираш дукининиң хоҗайини вә униң херидарлирини рәсимгә тартқанлиқи ашкариланғаниди. Униң гуманлиқ һәрикәтлири дукандикиләрниң гуманини қозғап нәқ мәйданда тутулғанда, униң бу рәсимләрни хотәндики хитай сақчисиға әвәткәнлики мәлум болғаниди. Һүсәнҗан болса хитай сақчилири анисини гөрүгә елип тәһдит салғачқа амалсизлиқтин шундақ қилишқа мәҗбур болғанлиқини иқрар қилған.
Хитайниң мана мушундақ чегра һалқиған бесими түпәйлидин һазир чәтәлләрдики уйғур җамаитидә гуманхорлуқ түгимәйватқан болуп, җамаәттин узақлишип ялғузлуққа мәһкум болуш буниң ақивити болуп қалған. Давид тобин мундақ дәйду:
“биз бу тәтқиқатимизда хитайниң чегра һалқиған бесими кәлтүрүп чиқириватқан ақивәткә йәни тирагедийәлик ақивәтләргә көпрәк диққәт қилдуқ. Биз сөзләшкән нурғун кишиләрдә гуманхорлуқ уйғурлардин қорқуш, уйғурлар йиғилған җайлардин қечиш, уйғур тәшкилатлири вә шәхсләргә ишәнмәслик, уларни җасус дәп гуман қилиш кәйпиятини яратқан. Бундақ роһий һаләт ақивәттә уларни ялғузлуққа иттәргән болуп, бу әслидә җамаәтниң пүтүнлүкини вә мәдәнийәтни сақлап қелишни тәсләштүриду.”
BBC Телевизийәсиниң юқиридики бу тәтқиқат доклати һәққидики пирограммиси елан қилинғандин кейин күчлүк диққәт қозғиған. Чүнки у әнглийәниң дөләт хәвпсизлики йолуқуватқан тәһдитни йорутуп бәргән. Әнглийәдики “хитай мәсилилири бойичә хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) ниң иҗраийә директори лук де пулфорд (Luke de Pulford) “бу хәвәр дәл биз әнсирәватқан мәсилини көрситип бәрди” деди.
“бу хәвәр һәқиқәтән җиддий бир мәсилини, йәни биз узундин буян әндишә қилип келиватқан бир мәсилини йорутуп бәрди. Бу ишта кишини хурсән қилидиғини шуки, әнглийә бихәтәрлик министири том түгәндхат (Tom Tugendhat) хитайниң чегра һалқиған беисими үстидә хели көп хизмәт қилди. Мән һөкүмәт ичидә бу һәқтики әндишиләрниң күчәйгәнликини билимән. Бирақ буниңға қарита тәдбир қоллиниш, уйғурларни қоғдаш мәсилисидә әмәлий һәрикәт наһайити аз болуватиду. Биз техиму көп һәрикәтләрни көрүшни, көргәндиму қисқа вақит ичидә көрүшни үмид қилимиз.”
Доктор давид тобинниң ейтишичә, хитайниң чегра һалқиған бесими дөләт бихәтәрлики мәсилиси болупла қалмай, кишилик һоқуқ мәсилиси болуп, сиясәтчиләр бу иккисини бирләштүргән һалда тәдбир қоллиниши керәк икән. Доктор давид тобин әпәнди чегра һалқиған бесимдин башқа, охшимиған дөләтләрдә туруватқан уйғур җамаити дуч келиватқан мәсилиләр вә уларниң еһтияҗлириниңму бир-биридин пәрқлинидиғанлиқини, шуңа уйғур җамаити арисидики пүтүнлүкни сақлап қелиш үчүн еһтияҗға көрә чарә издәш вә тәдбир қоллинишниң муһимлиқини әскәртти.