Хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқни рәт қилиш үчүн сахта мухбир ясап чиққанлиқи ашкариланған

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.04.04
Хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқни рәт қилиш үчүн сахта мухбир ясап чиққанлиқи ашкариланған Тәтқиқатчи адриан зензниң хитайниң ясап чиққанлиқи ашкариланған сахта фирансуз мухбири һәққидики твити. 2021-Йили 31-март.
Social Media

Хитайниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ һәққидики әйибләшләргә тақабил туруш үчүн бир сахта фирансуз мухбирни ясап чиққанлиқи ашкариланған.

“униланд” хәвәрләр ториниң билдүрүшичә, өткән һәптә хитай игидарчилиқидики “хитай йәршари телевизийә тори” (CGTN) лаурен беаумонд дәп атилидиған фирансуз журналист язған бир парчә мақалини елан қилған.

Мақалидә беаумонд хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлири арқилиқ “б д т ирқий қирғинчилиққа қарши туруш әһдинамиси” дики барлиқ маддиларға хилаплиқ қилғанлиқи һәққидики әйибләшләргә рәддийә берип хитайни ақлап чиққан.

Хәвәрдә көрситишичә, CGTN бу фирансуз журналистниң париж университетни тарих вә археологийә қатарлиқ қош унван билән тамалиғанлиқини, ирқий қирғинчилиқ әйибләшлирини рәт қилип, хитайға бу җәһәттә ембарго қойған америка вә әнглийә қатарлиқ әлләргә қарши турушқа бәл бағлиғанлиқини көрсәткән.

Беаумонд өзиниң йәттә йил илгири хитайға көчкәнликини, үрүмчидә туғқанлири барлиқини ейтқан.

Һалбуки, фирансийәдики нопузлуқ гезитләрдин “ле монде” бу һәқтә елип барған тәкшүрүши нәтиҗисидә фирансийәдә мухбирлиқ қилған аталмиш лаурен беаумонд исимлик бир мухбирниң мәвҗут әмәслики испатланған.

Хәвәргә қариғанда, парижға җайлашқан һәрқандақ бир хәвәр агентлиқида ишләш салаһийитигә еришиш үчүн алди билән ахбарат кәспий бойичә магистирлиқ унваниға еришкән болуши шәрт икән. Униңдин башқа көпинчә ахбарат органлириниң мухбирлири кәспий мухбирлиқ комитетиға тизимға қалдурулғандин сирт, бу орган тартқан мухбирлиқ кинишкиға еришкән болуши керәк икән.

Әмма, “ле монде” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, хитайниң CGTN хәвәр қанилини беаумондниң париждики бир нәччә ахбарат оргинида ишлигәнликини ейтқан болсиму, фирансийәдики ройхәт системида бундақ бир мухбирниң әзәлдин болуп бақмиғанлиқи ашкарилиған.

“униланд” хәвәрләр торида көрситишичә, беаумондниң сөз илитиш услубиму хитай һөкүмити ирқий қирғинлиқ әйибләшлиригә рәддийә бериш үчүн ишлитидиған сөзләргә дәриҗидин ташқири охшаш икән.

Нәтиҗидә “ле монде” гезити юқириқи пакитларға асасән бу аталмиш фирансуз журналист пүтүнләй хитай һөкүмити тәрипидин ясап чиқилған сахта мухбир икән, дегән қарарға кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.