Вашингтондики уйғур оқуғучилар хоңкоңға мәдәт тиләш паалийити өткүзди
2019.09.03

Американиң дөләтлик байрамлириниң бири болған “әмгәкчиләр байрими” күни, йәни 2-сентәбир чүшкә йеқин вашингтон шәһиридики символлуқ саяһәт нуқтилиридин болған “вашингтон хатирә мунари” әтрапиға бир топ яшлар бир-бирләп йиғилишқа башлиди. Уларниң бәзилири бүгүнки йиғилиш үчүн алайитән кийип кәлгән бадам доппа вә әтләс көңләкләр буларниң уйғурлар икәнликини, йол бойиға қатар тизилған уйғурлар дияридики сиясий вәзийәт тәсвирләнгән сүрәтләр рамкиси вә хоңкоңдики демократийә намайишини қоллаш чақириқлири бу кишиләрниң бу җайға саяһәт үчүн кәлмигәнликини көрсәтмәктә иди.
Байрам болғанлиқи үчүнму мунар әтрапида саяһәтчиләр пәвқуладдә көп иди. Чүшкә йеқин бу җайға топланған уйғур оқуғучилар бирнәччә гуруппиға бөлүнүп, өткән кәчкәнләрни “уйғурлар хоңкоң билән биллә” темисидики имза қоюш тахтисиға имза қоюшқа чақиришқа башлиди. Кишиләрниң бәзилири дәрһалла разимәнликини билдүрүп, алдин тәйярлап қоюлған рәңлик хатирә варақлириға өзлириниң хоңкоң намайишини қоллаш арзулирини қисқа ибариләр билән йезип имза тахтисиға чаплиса, йәнә бәзилири хоңкоңда немә ишниң болғанлиқини сорайтти. Уйғур яшлири хитай компартийәсиниң сахтипәзлики түпәйлидин хоңкоңдики “бир дөләттә икки хил түзүм болуш” вәдисиниң бузулғанлиқи, бу һалниң худди уйғурларға аптономийә вәдиси берилгәндәк бир қетимлиқ алдамчилиқ болғанлиқи, бу алдамчилиқ сәвәбидин һазир нәччә милйон уйғурниң лагерға қамалғанлиқини чүшәндүргәч йол бойиға тизип қоюлған лагерлар һәққидики тәшвиқат рәсимлирини көрситәтти.
Паалийәт арилиқида биз бу қетимқи паалийәтниң актип қоллиғучилиридин бири болған томарис алмасни зиярәт қилдуқ. У бу қетимқи паалийәтни америкидики иккинчи әвлад уйғур көчмәнлири болған бир қисим оқуғучиларниң тәшкиллигәнлики һәққидә мәлумат бәрди.
Мәзкур паалийәтниң тәшкиллигүчилириниң бири болған уйғур яшлиридин ирадә қәшқәри бу һәқтә сөз болғанда өзлириниң хоңкоңдики демократийә намайишини уйғурларға мунасивәтсиз, дәп қаримиғанлиқини, әксичә хоңкоңдики вәзийәт билән уйғурларниң һазирқидәк пүткүл милләт матәмдар болуш вәзийитини “хитай компартийәсидин ибарәт ортақ дүшмән пәйда қилған” дәп қариғанлиқтин бу қетимлиқ паалийәтни тәшкиллигәнликини сөзләп өтти.
Паалийәт өткүзүлүватқан “вашингтон хатирә мунари” пайтәхттики әң символлуқ орунлардин бири болғанлиқи, шундақла ақ сарайниң удулида болғанлиқи үчүн алақидар бәлгилимиләр бойичә көп адәм бирақла топлинивелишқа, шундақла үнлүк шоар товлашқа болмайдикән. Шуңа уйғур яшлар түркүмләргә бөлүнүп өткән кәчкәнләрни имза қоюшқа дәвәт қилатти. Чүш болғанда имза тахтиси аллиқачан йүзлигән имзалар билән тошуп кәткәниди.
Яшларни қоллаш үчүн бу җайға кәлгәнләрдин америкадики уйғур паалийәтчи рошән аббас зияритимизни қобул қилғанда яшларниң бу хилдики паалийәтлирини қизғин қоллашниң муһимлиқини, буниң уйғур давасиға варис болғучи избасарларни тәрбийәләштә зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Бу қетимлиқ паалийәт чүштин кейин саәт төткичә давам қилди. Паалийәттә әң муһими уйғурларниң һәрқачан мүшкүлатта қалғанларға қолидин келишичә ярдәм қилидиған вә һәққанийәтни көкрәк керип һимайә қилидиған алийҗанаб хислитини йәнә бир қетим намаян қилинди.
Мәлум болушичә, дуняниң башқа җайлиридики уйғурларму хоңкоңдики демократийә намайишини қоллаш паалийәтлирини өткүзгән болуп, канада уйғурлириниң мәдәт тиләш намайиши бәлгилик тәсир қозғиған.