Хотәндә һәр милләт аммисиниң “алтидә биргә болуши” тәләп қилинған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.06.27
zumret-dawut-qoshmaq-tuqqan-choshqa-goshi.jpg Зумрәт давут дәвәт қилинған шу күнидики чошқа гөши зияпәт үстили.
Zumret Dawut teminligen

Нөвәттә, уйғур дияридики хитай йәрлик парткомлириниң конкрет чарә тәдбирләрни түзүп, хитайниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилиш намидики хитайлаштуруш пиланини әмәлийләштүрүшкә киришкәнлики мәлум болмақта. Хитай һөкүмәт таратқулиридин мәлум болушичә, уйғур елиниң уйғур нопуси мутләқ үстүнлүкни игиләйдиған вилайәтлиридин хотәндә, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилишниң бәш түрлүк чариси оттуриға қоюлған. Бу бәш түрлүк чарә-тәдбирдә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилиш җәряниниң қанун арқилиқ башқуруш билән бирләштүрүлүши, “милләтләр иттипақлиқи бир аилә болуш” намидики қошмақ туғқанчилиқ, “туғқанлар хотәнни бирликтә кезиш”, биргә һәр хил шәкилләрдики милләтләр иттипақлиқи достлуқ паалийити, өзгичә алаһидиликкә игә һәр хил паалийәтләрни өткүзүши, күчләндүрүп өгинишни йолға қоюш, шуниңдәк милләтләрниң “алтидә биргә болуши” қатарлиқлар оттуриға қоюлған.

Хотән вилайәтлик партком секретари лю ченниң өткән һәптә “шинҗаң хәвәрлири” торида елан қилинған мәзкур сиясий пиланида, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилиш үчүн өз ара гирәләшкән җәмийәт қурулмиси вә иҗтимаий мәһәллә муһити яритип, “һәр милләтни аммисиниң тәң яшаш, тәң өгиниш, тәң қуруш, тәң бәһримән болуш, тәң ишләш вә тәң көңүл ечиш” тин “алтидә биргә болуши” тәләп қилинған.

Униң бу бәш түрлүк чариси уйғур аптоном районлуқ парткомниң бу җәһәттики системилиқ орунлаштурушини әмәлийләштүрүшини чиқиш қилғанлиқи тәкитләнмәктә. Һалбуки, данийәлик уйғуршунас, тәтқиқатчи руне стенберг (Rune Steenberg), мәҗбурий ассимилятсийәни нишан қилған бу хил сиясәт “мустәмликичиликниң ахирқи қисми” икәнликини тәкитләйду. Руне стенбергниң 26-июн радийомизиниң бу һәқтики зияритини қобул қилғанда қәйт қилишичә, мустәмликичиликниң ахирқи басқучи мустәмликә қилинғучи милләтни өлтүрүш яки ассимилятсийә қилип түгитиш басқучи икән.

Хотән вилайәтлик партком секретари лю ченниң илгири сүрүшичә, “мәдәнийәт җәһәттин етирап қилиш әң чоңқур қатламлиқ етирап қилиш” болуп, мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш хотәндә “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилишниң муһим өткили һәм чиқиш түгүни икән. Һалбуки, бу, хитай һөкүмитиниң 2017-йили башланған чоң тутқуниниң алди-кәйнидә бир милйондәк кадирни сәпәрвәр қилип, уйғур аилилиригә орунлаштуруши, уларниң “тамақта, ухлашта, өгиништә, әмгәктә биргә болуш” ни йолға қоюши хәлқара җәмийәтниң қаттиқ әйиблишигә учришидин, бу уйғур аилилириниң шәхси турмушиға қилинған бузғунчилиқ, дәп әйиблинишидин бери, хотәндә “алтидә биргә болуш” ниң бир сиясий тәдбир сүпитидә қайта оттуриға қоюлушидур.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, уйғурларни хитайлаштуруш йолидики бу тәдбирләр мәҗбур ассимилятсийәниң давам қиливатқанлиқи, уйғурларға тәәллуқ һәрқандақ нәрсиниң өчүрүп ташлиниватқанлиқини көрсәтмәктә икән.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитай ишлириға мәсул алий тәтқиқатчиси мая ваң 25-июн бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “уйғурларни уйғур қилип турған һәрқандақ нәрсә йоқитилмақта. Һәтта бу урунуш хитай һөкүмитиниң уйғур районидики ‛инсанийәткә қарши җинайити‚ давамлишиватиду дегән пикир пәйда болуватқан бир пәйттиму давам қиливатиду. Һалбуки, районниң ички вәзийити мәҗбурий ассимилятсийәниң мән юқирида ейтқандәк нурғун йоллар билән давамлишиватқанлиқини көрсәтмәктә.”

Мая ваңниң көрситишичә, хитай һөкүмити уйғур кимликини йоқитишта қануни аталғулардин пайдилинишни күчәйтмәктә икән. Мая ваң мундақ деди: “даириләр уйғур кимликини йоқитишта, уйғур кимликиниң ипадилирини өчүрүп ташлашта қануни аталғулардин техиму көп пайдиланмақта. Даириләр шу сәвәблик өзлириниң райондики террорлуққа қарши туруш урунушлирини қанунлуқ, дәп чүшәндүрмәктә һәм буни қанунлаштурмақта вә даимилаштурмақта. ”

Мая ваң хитай һөкүмитиниң хәлқаралиқ тәнқидләргә қаримай, һазирму давамлиқ “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қилиши вә уйғурларни ассимилятсийә қилишни давамлаштурушиға нисбәтән хәлқара инкасниң аҗиз болуши, йәни бу җинайәтниң еғирлиқиға қарита күчлүк инкас қайтурмаслиқиниң униңға җасарәт берип кәлгәнликини қәйт қилди. Униң көрситишичә, “бу җәһәттики бәзи конкрет һәрикәтләр көрүлгән болсиму, бирақ бу бәк чәклик” икән.

Һалбуки, лю чен хотәндә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилиштики 5 түрлүк сияситидә “ортақ дөләт тили” намидики хитайчини омумлаштурушни, шуниңдәк әнәниви җуңхуа миллити мәдәнийитини зор күч билән намаян қилишни алаһидә тәкитләйду. Униң қәйт қилишичә, хитайчини омумлаштурушта “кәчлик мәктәпләр” ни өз ичигә алған көп хил өгиниш шәкиллирини пәйда қилиш, “пантүркизм вә панисламизмниң зәһирини үзүл кесил тазилап, һәр милләт аммисини җуңхуа мәдәнийитиниң һәр қайси милләтләр мунәввәр мәдәнийитиниң юқири пәллиси икәнликини тонуп йетишигә йетәкләш керәк” икән. Лекин руне стенберг, уйғурларни вә уйғур мәдәнийитини йоқитиш ундақ асан болмисиму, бирақ бу хил сиясәт уларниң техиму чәткә қеқилишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тәкитлиди,

Һалбуки, чәт әлдики бәзи өктичи хитай зиялийлар, җуңхуа миллити мәдәнийити дәйдиған бу уқумға соал қоймақта. Уларниң қаришичә, хитай компартийәси бу уқумни өзиниң мәқсити вә хаһишиға қарап шәкилләндүрмәктә икән. Канадалиқ хитай язғучи вә журналист шең шө ханим мундақ дәйду: “аталмиш бәш миң йиллиқ җуңхуа мәдәнийити, дегән пүтүнләй қуруқ гәп. Хитай компартийәсиниң һөкүмранлиқидин бурун бу земинда нурғун милләтләр, мәдәнийәт вә диний-етиқад вә дөләтләр мәвҗут болған. Бу дөләтләр һәргизму һазир ейтиватқан хитай сулалилири әмәс. Әмәлийәттә, бу сулалиләр охшаш болмиған дөләтләр. Һазир хитай компартийәси өзи контрол қиливатқан бу земинниң тарихини пәқәт өзиниң мәқсити вә ирадиси бойичә бурмилимақта.”

Шең шө 25-июн бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда йәнә лю ченниң хотәндә “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилиш һәққидики бәш түрлүк пиланиниң компартийәниң “юмшақ зораванлиқ пилани” икәнликини тәкитләйду. Униң қаришичә, бу хил “юмшақ зораванлиқ пилани” бәзи вақитларда қаттиқ зораванлиқ күчидин техиму хәтәрлик, техиму дәһшәтлик болуп, бу хил юмшақ зораванлиқниң арқисиға “дөләтниң чәксиз зораванлиқ күчи йошурунған” болидикән.

Хитай һөкүмити 2017-йили уйғур елидики оттура башланғуч мәктәпләрдә уйғур тилида дәрс өтүшни тохтитип, бирдәк хитай тилиға көчүшниму хотәндин башлиған. Әйни вақитта хотән вилайәтлик маарип идариси рәсмий һөҗҗәт чүшүрүп, оқуғучи вә оқутқучиларниң мәктәптә уйғур тилида сөзлишишини чәклигән. Хилаплиқ қилғучиларниң җазалинидиғанлиқини агаһландурғаниди. Бу қетим хотән вилайәтлик партком секретариниң бәш түрлүк пилани хитай һөкүмити уйғур елидә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилиш хизмити райондики барлиқ хизмәтләрниң мәркизи нуқтиси икәнликини тәкитлишиниң арқисидин оттуриға қоюлмақта.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң бу йил 15-апрел күни чақирилған 10-нөвәтлик қурултийиниң 11-қетимлиқ йиғинида уйғур елидә “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилишниң пилани һәққидә системилиқ орунлаштуруш елип берилған. Йиғин “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилишта маариптин қол селиш, маариптин қол селишта балилардин башлашни тәләп қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.