Хотәндики уйғур сәбийлириниң хитай өлкилиридики зиярити вә хитайлаштуруш сиясити

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2023.08.08
chira-tianjin-balilar Хотәнниң чира наһийәсидики башланғуч мәктәп йешидики 62 нәпәр уйғур оқуғучи тйәнҗин шәһиридә мәхсус зиярәткә уюштурулған. 2023-Йили 27-июл, тйәнҗин
chinanews

Хитай һөкүмәт даирилириниң “шинҗаңға ярдәм” қурулушида һәр хил васитиләрдин пайдилинип, уйғур дияридики башланғуч- оттура мәктәпләрдә  хитайлаштуруш қурулушини тезлитиши җиддий диққәт қозғимақта.

 “хитай хәвәрлири тори” ниң 8-айниң 3- күнидики хәвиридин ашкарилинишичә, бу йил язлиқ тәтил мәзгилидә, хотәнниң чира наһийәсидики башланғуч мәктәп йешидики 62 нәпәр уйғур оқуғучи тйәнҗин шәһиридә мәхсус зиярәткә уюштурулған .Хәвәрдә дейилишичә, тйәнҗингә апирилған балилар тйәнҗин университети, музейлар, “җу енләй вә дең йиңчав хатирә сарийи”, “бейпиң-тйәнҗин уруши хатирә сарийи” қатарлиқ орунларни зиярәт қилишқа орунлаштурулған .Ундин башқа “тәңритағ тори”ниң 4-авғусттики хәвиридә дейилишичә, или областиниң тоққузтара наһийәсидин кәлгән 20 нәччә өсмүр җаңҗягаң шәһиригә зиярәткә апирилған. Хитай хәвәрлиридә тйәнҗин қатарлиқ хитай шәһәрлиридә зиярәттә болған балиларниң “чоңқур һаяҗан ичидә өз тәсиратлирини баян қилғанлиқи” тәпсилий  тонуштурулған.

Илгири  үрүмчидики мәлум башланғуч мәктәптә 30 йилға йеқин оқутқучилиқ қилған, нөвәттә голландийәдә яшаватқан лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң илгири уйғур дияридики бир оқутқучи болуш сүпити билән уйғур балилириниң ата-анилиридин айрилип, бу хил аталмиш “язлиқ лагер”, “саяһәт” паалийәтлиригә уюштурулушиға җиддий диққәт қилип келиватқанлиқини билдүрди.

Қәлбинур сидиқ ханимниң билдүрүшичә,10 нәччә яшлардики уйғур балилирини ата-анилиридин айрип, “тәтиллик зиярәт” намидики паалийәтләргә орунлаштурушта уларни өзи өсүп йетиливатқан аилә  вә мәдәнийәт муһитидин айрип ташлаш, шундақла хитай шәһәрлиридә  хитай аилилиридә хитайлар билән биллә яшашқа көндүрүш, уйғур әвладлириға хитай өрп-адити вә мәдәнийитини  сиңдүрүш мәқсәт қилинған.

 Хитай хәвәрлиридин ашкарилинишичә, даириләр йәнә хотән диярини мәркәз қилип, уйғур балилири үчүн хитай өлкилиридә иккинчи “аилә” пәйда қилиш пирограммисини бирқанчә йилдин буян йолға қоюп кәлмәктә икән. “хитай хәлқ тори” ниң 2023- йил 5-айниң 1- күнидики хәвиридә дейилишичә, даириләр хотән  тәвәсидики  башланғуч- оттура мәктәп оқуғучилиридин 1000 дин артуқ оқуғучини таллап, уларға  бейҗиң, тйәнҗин қатарлиқ хитай шәһәрлиридин аталмиш “қошмақ туғқан” хитай ата-аниларни тепип бериш қатарлиқ “ярдәм” пирограммилирини йолға қойған. Бейҗиңдин әвәтилгән хитай кадирлири хотәндики уйғур яш-өсмүрлири үчүн “мениң бейҗиңда аиләм бар” намлиқ “қошмақ туғқанлаштуруш” һәрикитини қанат яйдурған.

Қәлбинур сидиқ ханим бу әһвал һәққидә тохтилип,илгирики йилларда, уйғур ата-аниларниң қурамиға йәтмигән 10 нәччә яшлиқ балилириниң өзлиридин айрилип бундақ паалийәтләргә қатнишишини қоллаш яки рәт қилиш һоқуқи  барлиқини билдүрди. Әмма униң тәкитлишичә,2017- йилдин кейин әвҗигә чиққан уйғурларни “қайта тәрбийәләш” намида “йиғивелиш лагерлири” ға қамаш вә маарип сепидики мунәввәр уйғур оқутқучиларниң түркүмләп тутқун қилинип,  мәктәпләрдә  хитай маарип системиси мәҗбурий йолға қоюлғандин кейинки йилларда, уйғурларда хитай һөкүмити тәрипидин орунлаштурулған һәрқандақ паалийәткә қаршилиқ билдүрүш әркинлики қалмиған икән.

Хитай хәвәрлиридә  йәнә “маарипқа ярдәм бериш” пирограммисиниң “шинҗаңға ярдәм” қурулушиниң муһим парчиси икәнлики тәкитлинип,  униң  “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ суғуруш” ни әмәлгә ашурушта һалқилиқ рол ойнайдиғанлиқи  алаһидә әскәртилгән.Хитай башқурушидики “хәлқ тори” ниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, хотәндики уйғур балилириға бейҗиң, тйәнҗин қатарлиқ шәһәрләрдин “аилә” вә “ата-ана” тепип бериш паалийитигә үч йилдин ашқан болуп, бу җәрянда уйғур балилири хитай “ата-анилири” билән бир мәзгил биллә яшайдикән, хитай ата-анилири билән һессият алмаштуридикән вә хитайчә турмуш усулини өгәнмәктикән.

Австралийәдики “җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи” ниң оқутқучиси юлтуз тейипҗан ханимниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан  хитайчә маарип системиси  вә “қошмақ туғқан” сиясити  қалпиқи астида, уйғур балилириға хитай өлкилиридин “иккинчи аилә” тепип бериш пирограммиси  әң әқәллий болған педагогика қаидә- пиринсиплири вә балилар писхологийәсигә хилап қилмиш икән.

Юлтуз ханим һазир уйғур диярида йолға қоюлуватқан маарип сияситигә қарита өз қаришини хуласиләп, хитай һөкүмитиниң  өзиниң сиясий еһтияҗи үчүн һәр хил зорлуқ васитилирини қоллинип, уйғур әвладлириға хитай тили вә  хитай мәдәнийәт әнәнисини радикалларчә сиңдүрүватқанлиқини билдүрди.

Америка аләм қатнаш идарисиниң алий инженери, доктор әркин сидиқ әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур диярида йүргүзүватқан хитайчә маарип системиси  вә уйғур балилириға  хитай өлкилиридин “иккинчи аилә” тепип бериш қурулуши уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бир парчиси икән.

 Униң билдүрүшичә хитай һөкүмитиниң мәқсити хитай  компартийә һөкүмитиниң өлчимигә уйғун болған, хитай тиллиқ вә  хитай мәдәнийәт әнәнисини өзигә сиңдүргән, хитайлардин пәрқ қилмайдиған  уйғур әвладлирини бәрпа қилиш икән.

Әркин сидиқ әпәндиниң тәкитлишичә ,буларниң һәммиси хитайниң уйғур районидики ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқини йепиш үчүн қоллиниватқан пәрдазлири болуп, хитай һөкүмити нөвәттә һәр хил васитиләрдин пайдилинип, уйғурларниң миллий кимликигә вәкиллик қилидиған  уйғур тили, диний-етиқад, өрп-адәт вә мәдәнийәт хаслиқлирини бир-бирләп  йоқатмақта икән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.