Әдлийә хадими: “хотәндики 800 дәк оқуғучиси бар бир мәктәптә 300 нәччә оқуғучиниң ата-аниси бирақла тәрбийәләштә”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.04.18
lager-lop-3-bashlanghuch-mektep.jpg Йепиқ “тәрбийәләш” лагери йәни җаза лагериға айландурулған 3-башланғуч мәктәп. 2018-Йили сентәбир, лоп наһийәси.
Photo: RFA

Мухбиримизниң йиғивелиш лагерлириниң тәсири һәққидә елип барған телефон зиярәтлири давамида әһвалдин хәвәрдар кишиләрдин бири хотәндә пүтүн мәктәпләрниң аталмиш “пәриштиләр мәктипи” гә айлинип кәткәнликини баян қилиш арқилиқ нөвәттә йиғивелиш лагериға солинивелинған кишиләр саниниң мөлчәрлиниватқандинму көп икәнликини ишарәт қилди. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған бир әдлийә хадими хотәнниң 800 дәк оқуғучиси бар бир толуқсиз оттура мәктипидики 300 нәччә оқуғучиниң ата-анисиниң бирақла “тәрбийәләш” кә елип кетилгәнликини, шу сәвәбтин ата-анисиз қалған бу оқуғучиларниң мәктәптә йетип оқуватқанлиқини ашкарилиди.

Уйғур районида йиғивелиш лагердикиләр саниниң бир милйондин артуқ икәнлики икки йилға йеқин вақиттин буян тәкитлинип кәлмәктә. Әмма йәнә бәзи көзәткүчиләр вә паалийәтчиләр бу сан дәсләптә дейилгән вақитқа қариғанда аридин хели вақит өткәнликини, бу җәрянда тутқунниң үзлүксиз давам қилғанлиқини, әмма кишиләрниң асасән дегүдәк һеч қоюветилмигәнлики сәвәблик нөвәттә тутқунлар саниниң дейиливатқинидин хелила көп икәнликини илгири сүрмәктә.

Мәлум болушичә, уйғур районида көп санда кишиниң лагерда икәнлики, бәзи мәһәллә-койларда адәм қалмаслиқ, базарларда адәм шалаңлаш вә дарилетамларниң көпийиши вә кеңийиши қатарлиқ бир қатар әһваллар реяллиқларға асасән мөлчәрләнмәктә. Шуңа биз хотәнгә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида “пәриштиләр мәктипи” дегән намда қурулған вә кеңәйгән дарилетамлар һәққидә мәлумат соридуқ. Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бири бу соалимизға кинайә тәләппузда җаваб берип, нөвәттә хотәндә пүтүн мәктәпләрниң “пәриштиләр мәктипи” гә айлинип қалғанлиқини илгири сүрди.

Телефонимизни қобул қилған бир әдлийә хадими қолидики архиптин көргәнлири вә җәмийәттин аңлиғанлириға асасән хотәндики бир толуқсиз оттура мәктәптә 800 нәччә оқуғучи барлиқи, бу оқуғучилардин 300 нәччисиниң ата-анисиниң тәңла лагерға әкетилгәнләр икәнликини ашкарилиди.

Оқуғучилири 12 яш билән 16 яш арисида болған бу толуқсиз оттура мәктәптә ата-аниси тәңла лагерға әкетилгән вә өйдә қариғучиси пәқәтла қалмиған бу балилар мәктәптә йетип-қопуп оқушқа мәҗбур болған. Мәзкур әдлийә хадими бу балиларға һөкүмәт вә мәктәпниң етибар билән қараватқанлиқи вә һәр җәһәттин ярдәм бериватқанлиқини илгири сүрди. Ашкарилинишичә, бу балиларниң мәктәпниң сиртиға чиқишиға рухсәт қилинмайдикән, идийә вә кәйпияти давамлиқ көзитилип, улар билән айрим сөһбәтләр елип берилидикән. Бу хадимниң дейишичә, гәрчә бу қаранчуқсиз балиларға мәхсус форма кийим кийдүрүлмигән, кийимлиригә номур яки чекит қоюлмиған болсиму, әмма уларниң йеқин уруқ-туғқан яки аилисигә мәсул хадимлардин башқа кишиләр билән учришиши чәкләнгән икән.

Бу хадимниң баянлиридин мәлум болушичә, мәзкур мәктәптә ата-аниси өйдә болмиғанлиқи үчүн мәктәптә йетип оқуватқан юқириқи 300 дин артуқ оқуғучидин башқа йәнә ата-анисидин бири лагерға әкетилгән яки ата-аниси тәңла лагерға әкетилгән болсиму, йеқин туғқанлири тәрипидин қариливатқан оқуғучиларму бар икән. Буларниң саниниң қанчилик икәнлики мәлум әмәс.

Мәзкур йезидики бу толуқсиз оттура мәктәп оқуғучилардин йеримигә йеқининиң ата-анисиниң лагерда икәнлики, бу йеза нопусиниң тәңдин толисиниң нөвәттә лагерда икәнликидәк еһтималлиқини ишарәтлимәктә.

Америкадики уйғур көзәткүчиләрдин алим әркин сидиқ 10‏-апрел күни фейсбук сәһиписидә елан қилған бир язмисида нөвәттә уйғур районида түрмә, лагер вә йетимханилар болуп, җәмий 3 йерим милйон билән 5 милйон арисида кишиниң қамақта икәнликини илгири сүргән иди. Өткән йили ғулҗиниң баяндайға қарита елип барған бир телефон зияритимиз давамида бир кәнттин 2017‏-йили бир йилда 120 кишини лагерға елип кәткән болса, 2018‏-йили 3‏-айда бир һәптидә 60 кишини лагерға елип кәткәнлики дәлилләнгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.