Японийәниң җәнубидики фукука шәһиридә уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштурулған

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.02.11
yaponiye-fukuka-teshwiqat-01

Японийәниң җәнубидики фукука шәһиридә өткүзүлгән уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштуруш паалийитиниң көрүнүши. 2025-Йили 8-феврал, фукука, японийә RFA/Erkin Tarim

yaponiye-fukuka-teshwiqat-02

Японийәниң җәнубидики фукука шәһиридә өткүзүлгән уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштуруш паалийитиниң көрүнүши. 2025-Йили 8-феврал, фукука, японийә RFA/Erkin Tarim

yaponiye-fukuka-teshwiqat-03

Японийәниң җәнубидики фукука шәһиридә өткүзүлгән уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштуруш паалийитиниң көрүнүши. 2025-Йили 8-феврал, фукука, японийә RFA/Erkin Tarim

yaponiye-fukuka-teshwiqat-04

Японийәниң җәнубидики фукука шәһиридә өткүзүлгән уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштуруш паалийитиниң көрүнүши. 2025-Йили 8-феврал, фукука, японийә RFA/Erkin Tarim

yaponiye-fukuka-teshwiqat-05

Японийәниң җәнубидики фукука шәһиридә өткүзүлгән уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштуруш паалийитиниң көрүнүши. 2025-Йили 8-феврал, фукука, японийә RFA/Erkin Tarim

yaponiye-fukuka-teshwiqat-06

Японийәниң җәнубидики фукука шәһиридә өткүзүлгән уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштуруш паалийитиниң көрүнүши. 2025-Йили 8-феврал, фукука, японийә RFA/Erkin Tarim

yaponiye-fukuka-teshwiqat-07

Японийәниң җәнубидики фукука шәһиридә өткүзүлгән уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштуруш паалийитиниң көрүнүши. 2025-Йили 8-феврал, фукука, японийә RFA/Erkin Tarim

Японийә уйғур җәмийити уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғурларниң әң йеңи вәзийитини японийәниң һәр қайси шәһәрлиридә охшимиған шәкилләрдә аңлитишни давамлаштурмақта. Улар йеқинда японийәниң дөләт хәвпсизлики үчүн интайин муһим дәп қарилидиған, җуғрапийәлик орни җәһәттин корейә йерим арили билән хитайға әң йеқин болған фукука шәһиридә хитайға қарши бир йүрүш паалийәтләрни өткүзгән.

Игилишимизчә, японийә уйғур җәмийити 2-айниң 8-күнидин 9-күнигичә японийәниң ғәрбий җәнубий учиға җайлашқан чоң шәһәр фукукада уйғур қирғинчилиқи һәққидә доклат бериш, кочида нутуқ сөзләш, уйғур қирғинчилиқи тәсвирләнгән картон китаби вә варақчилар тарқитиш қатарлиқ бир йүрүш паалийәтләрни өткүзгән. Мәзкур паалийәткә японийәниң сабиқ парламент әзалири, карханичилар, хәлқ аммиси вә журналистлардин болуп көп санда киши қатнашқан. Бу паалийәт давамида японийә уйғур җәмийитиниң мәсуллиридин башқа, японийәниң сабиқ парламент әзалириму сөз қилип, уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Бу паалийәтни уюштурған японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси вә дуня уйғур қурултийиниң шәрқий җәнубий асия дөләтлиридики хизмәтлиригә мәсул вәкили савутҗан мәмәт әпәнди телефон зияритимизни қобул қилди. У, алди билән 2-айниң 8-күнидики паалийәтниң мәзмуни һәққидә мәлумат берип, мундақ деди: “биз алди билән 8-чисила әтигән фукука шәһириниң әң ават йеридики хоката пойиз бекитидә тәшвиқат паалийити елип бардуқ. Бу паалийәткә фукука шәһиридики йәрлик қоллиғучилиримиз вә токйодин кәлгән қоллиғучилиримиз қатнашти. Бу паалийәттә мән билән абдукерим абдураһман алмишип туруп нутуқ сөзлидуқ. Биз бу җәрянда мәхсус тәйярланған икки сандуқ тәшвиқат варақчиси билән картон китабларни тарқаттуқ. Қаттиқ қар йеғип һава соғуқ болуп кәткән болсиму, қоллиғучилиримиз икки саәт биз билән биллә болди”.

8-Чисила чүштин кейин, фукука шәһириниң хоката пойиз бекити қешидики бир йиғин залида уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш паалийити өткүзүлгән болуп, бу паалийәткә қизиқиш наһайити зор болған. Савутҗан мәмәт әпәнди бизгә бу тоғрилиқ мәлумат берип мундақ деди: “йиғинда алди билән фукука шәһәрлик сабиқ дөләт парламент әзаси ечилиш нутуқи сөзлиди. Мән уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә тайландта қамилип турған 48 нәпәр уйғурниң ечинишлиқ әһвали тоғрисида мәлумат бәрдим. Униңдин кейин абдукерим абдураһман өзиниң вә уруқ-туғқанлириниң бешиға кәлгән күлпәтләр тоғрисида мәлумат бәрди. Әң ахирида йиғинға қатнашқанларниң соаллириға җаваб бәрдуқ”.

Савутҗан мәмәт әпәндиниң билдүрүшичә, доклатни аңлиған японийәликләр улардин, “хитайниң чегра һалқиған бастурушиниң күчийиватқанлиқини илгири сүрдүңлар, силәрниң японийәдики һаятиңлар бихәтәрму? силәр тарихта икки қетим мустәқил шәрқий түркистан җумһурийәти қурған икәнсиләр, рәсмий армийәңлар болғанму? хитайдики орган содисиниң уйғурларға қандақ тәсири болуватиду?” дегәндәк соалларни сориған.

Савутҗан мәмәт, уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш вә хитайға наразилиқ билдүрүш паалийитиниң җуғрапийәлик орун җәһәттин японийә қуруқлуқиниң хитайға әң йеқин болған җайидики фукука шәһиридә өткүзүлүшиниң зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ дегән: “2-айниң 9-күни хитайниң фукука шәһиридә турушлуқ консулханисиниң алдида намайиш өткүздуқ. Фукука җуғрапийә җәһәттин корейә йерим арилиға вә хитайға әң йеқин бир җайдики шәһәрдур. японийә бу йәрләрни дөләтниң хәвпсизлики үчүн интайин муһим дәп қарайду. Фукука шәһәр аһалилириму хитай билән шималий корейәниң тәһдитини һес қилип туриду. Мушундақ бир йәрдә хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан бесим сиясити, ирқий қирғинчилиқи вә бастуруш сияситини аңлитишниң әһмийити зор дәп қараймән”.

Японийәниң фукука шәһиридә өткүзүлгән паалийәткә қатнашқан уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси абдукерим абдураһманабдурахман әпәнди, 4 йилдин буян японийәдики пүтүн шәһәр вә йезиларни айлинип йүрүп уйғур ирқий қирғинчилиқи бу паалийәт тоғрисида гуваһлиқ бериш йиғинлири уюштуруш, көргәзмә ечиш, һөҗҗәтлик филимларни көрситиш вә кочиларда тәшвиқат варақчилири тарқитиш паалийәтлири өткүзүватқанлиқини; буниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн,мунуларни деди: “һазир японийә җамаәтчилики билән мәтбуатлириниң бизниң мәсилимизгә болған қизиқиши суслишип қалди. Бундақ әһвалда қиливатқан паалийәтлиримизни чоқум давамлаштурушимиз керәк. Ундақ болмиғанда, башқиларға мәсилимиз һәл болуп болғандәк тәсират берип, мәтбуатларниң қизиқишидинла әмәс, бәлки узун йиллардин буян бизни қоллап келиватқан японийәлик қоллиғучилиримиздинму айрилип қелишимиз мумкин. Шуңа биз бу паалийитимизни йәнә давамлаштурмақчимиз. Бу қетимқи паалийәттә биз мәсилимизни японийә һөкүмитиниң қоллишини қолға кәлтүрүштә зор әһмийәткә игә икәнликини илгири сүрди. Билән хитайниң мунасивитигә маслаштуруп туруп чүшәндүргән болдуқ. Бу паалийәттә сабиқ парламент әзалириму сөз қилип, бу қетимқи сайламда уйғурларни қоллайдиған кишиләргә аваз беришимиз керәкликини деди. Бу җәһәттин елип ейтқанда, паалийитимиз наһайити үнүмлүк болди, дәп ойлаймән” .

Мәлум болушичә, японийә уйғур җәмийити уйғур қирғинчилиқини авам хәлққә тонутуш мәқсити билән бу хил паалийәтләрни 2021-йили 2-айда башлиған. Бу төт йил ичидә тәхминән 120 қетимдин артуқ бекәтләрдә тәшвиқат вариқи тарқитиш, 30 мәйдандин артуқ нутуқ сөзләш, 25 мәйдан әтрапида рәсим көргәзмиси вә гуваһлиқ бериш паалийити өткүзгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.