Уйғур яш рәссамларниң “өй” темисидики рәсимлиридә җулаланған “уйғурлуқ роһи”
2024.01.30
“уйғур коллектипи” (Uyghur Collective) нами билән тонулған уйғур яшлар гурупписи 2019-йилидин башлап, һәр йилиниң ахирида рәсим сизиш мусабиқиси өткүзүп келиватқан болуп, 2023-йиллиқ рәсим сизиш мусабиқиси йеқинда ахирлашқан.
Мәлум болушичә, мәзкур мусабиқә 2023-йили 19-ноябир елан қелинған болуп, мусабиқигә әсәр йоллаш 25-декабир ахирлашқан. Мәзкур рәсим мусабиқисиниң баш темиси “өй” дәп бекитилгән болуп, мусабиқигә дуняниң һәр қайси җайлиридин уйғурларға мунасивәтлик җәмий 30 парчиға йеқин әсәр йолланған. Әсәр қобул қилиш ахирлашқандин кейин, әсәрләр “уйғур коллектипи” ниң иҗтимаий таратқулирида көрүрмәнләр билән йүз көрүштүрүлгән, әмма беләт ташлаш рәсмй һалда бу йил 13-январдин 15-январғичә елип берилған. Мусабиқигә қатнаштурулған әсәрләр көрүрмәнләрниң торда беләт ташлиши вә баһалиғучилар әстайидил қарап чиқиши билән үч әсәрниң мукапатқа еришкәнлики, бу йил 17-январ елан қилинған.
Елан қилинған мәлуматларда билдүрүлүшичә, түркийәлик 17 яшлиқ қиз күбра сәвинч сизған “бир туғқан” намлиқ әсәр биринчиликкә, америкалиқ 16 яшлиқ уйғур қиз адинә сабир сизған “әркинлик вә әркин яшаш” намлиқ әсәр иккинчиликкә, америкалиқ җой боствек (Joy Bostwick) ханим сизған “қәшқәрдә баһар” намлиқ әсәр үчинчиликкә еришкән.
Мәзкур мусабиқигә баштин-ахир йетәкчилик қилған вә баһалиғучи болған рәссам малик орда турдуш әпәнди юқирида тилға елинған үч әсәргә мундақ баһа бәргән: “‛бир туғқан‚ намлиқ әсәр нәпис сизилған. Рәсимдә гүлләр, кийимләр вә ана-бала образиму наһайити яхши ипадиләнгән. ‛әркинлик вә әркин яшаш‚ намлиқ әсәрдә икки җай җипсилаштурулуп, бизгә бағлинишниң мәниси көрситип берилгән. Болупму деризә сиртидики әркинлик илаһи билән өй ичидики күчлүк уйғурчә пурақ, бизни ойландуриду. ‛қәшқәрдики баһар‚ намлиқ әсәрдики иллиқ рәңләр бизни өйгә қайтиш сәпиригә йетәкләйду. Бу мусабиқиниң баш темисида ейтилғандәк өйни, юртни, йәни биз чоң болған җайни әслитиду.”
Мәзкур мусабиқидә түркийәлик күбра сәвинч чедир өйниң алдида балисини қучақлап турған әтләссиман кимхаб тон кийгән бир аниниң рәсимини мусабиқигә қатнаштурған. Униң ейтишичә, у бу рәсимдә түрк дунясиға аит символлардин пайдиланған. У мәзкур мусабиқә һәққидики һес-туйғулирини биз билән ортақлашти: “мән дадам сәвәблик уйғурлар билән тонуштум, шәрқий түркистанни тонудум. 2019-Йили дадам бир намайишқа барғаниди, өйгә шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини елип кәпту. Шуниңдин буян өйимиздә көк байрақ есиқлиқ турмақта. У көк байрақни көргәнсери мәндә ашу йирақлардики қериндашлиримиз үчүн бир иш қилиш истики ойғанди. Түрк дунясиға аит инистеграм бәтлиригә диққәт қилаттим. Мушу бәттики рәсим мусабиқиси диққитимни тартти. Бу мусабиқә уйғурларға, шәрқий түркистанға мунасивәтлик болғанлиқидин, мән үчүн бәк мәнилик туюлди. Уйғурларға қилинған зулум маңа қилинған билән охшаш иди. Бир түрк болуш сүпитим билән уйғурларниң атилири мениңму атам иди. Һазирғичә сизған барлиқ рәсимлиримдә бир мәнә бар. Мән үчүн толиму мәнилик болған уйғурлар темисида рәсим сизғанлиқимдин бәк мәмнун болдум.”
Мәзкур мусабиқидә “әркинлик вә әркин яшаш” намлиқ әсири билән иккинчиликкә еришкән адинә сабир өзиниң әсири һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән бу рәсим арқилиқ өзүмниң әркин дөлитимгә вә уйғур миллитимниң мәдәнийитигә болған сөйгүмни ипадилимәкчи болдум.”
Мәзкур мусабиқидә нәтиҗигә еришкән юқириқи әсәрләрдин башқа канадалиқ 22 яшлиқ уйғур қиз мәдинә чира сизған уйғур қиз-йигитләрниң төт парчә рәсими наһайити қизғин алқишқа еришкән. Мәдинә бу һәқтә радийомизға сөз қилип, өзиниң бу әсәрлиридә уйғурларниң бай вә парлақ мәдәнийитини ипадилигәнликини билдүрди.
Қазақистанлиқ уйғур рәссам гүлназ турсун ханим мәзкур мусабиқә һәққидә радийомизниң зияритини қобул қилип, бу әсәрләргә наһайити юқири баһа бәрди. У яшлардики “уйғурлуқ” тин пәхирлиниш һессиятини өзлириниң иҗадийәтлиридә әкс әттүргәнликидин сөйүнгәнликини билдүрди.
Мусабиқигә қатнаштурулған әсәрләр арисидики түркийәдә яшайдиған 17 яшлиқ мәдинә әзиз сизған “тупраққа сиғмиған арманлар” намлиқ әсәр сизилиш усули вә әсәрниң чүшәндүрүлүшидә йезилған “көчүп кәтсәңму гәр уйғурум елип тиниңни тупрақ бағриға, қалур әбәд сәндики роһ уйғурниң кочисида болуп зиннәт бибаһа” дегән мисралар кишиләрни чоңқур ойға салған.
У өзиниң бу әсири һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән бу рәсим арқилиқ бу тупрақларниң мәңгү уйғурларға тәвә икәнликини, һечқандақ бир күчниң бу һәқиқәтни өзгәртәлмәйдиғанлиқини ипадиләп бәрмәкчи болдум.”
“уйғур коллектипи” ниң қурғучиси мунәввәр абдулла мәзкур мусабиқә һәққидә тохтилип мундақ деди: “мениңчә, муһаҗирәттики уйғурларға, болупму гүзәл-сәнәт билән шуғуллинидиғанларға йетәрлик сәһнә йоқ икән. Оттура шәрқ, африқа һәққидә нурғун сәһниләр бар болсиму, әмма оттура асия, болупму уйғурларға мунасивәтлик гүзәл-сәнәт сәһнилири йоқ дейәрлик икән. Шуңа биз 2019-йили мушундақ бир мусабиқини башлидуқ. Бу мусабиқигә уйғурлар вә уйғурларниң мәсилисигә, тарихиға вә сәнитигә қизиқидиғанлар ‛уйғурлуқ‚ни ипадиләйдиған әсәрләрни йоллайду.”
Германийәдики уйғур рәссам мәрвайит һапиз ханим мәзкур рәсим мусабиқиси һәққидә тохтилип, балиларни мушундақ вәтән сөйгүси билән йетиштүргән ата-аниларниң ролиниң наһайити муһимлиқини тәкитлиди. У йәнә балилардики вәтинигә болған сиғинишини ипадиләйдиған мушундақ сәһниләрни яратқан уйғур җамаитидин сөйүнгәнликини билдүрди.
Мунәввәр абдулланиң билдүрүшичә, “уйғур коллектипи” 2019-йили қурулған болуп, инстеграм, фәйсбук, X қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда уйғурларға мунасивәтлик мәлуматларни ингилизчә һәмбәһирләш арқилиқ чәт әлликләргә уйғурларни тонуштуридикән. У йәнә кейинки қетимлиқ мусабиқиниң техиму тәшкиллик шәкилдә бу йилниң ахирида уларниң иҗтимаий таратқулирида елан қилинидиғанлиқини, сәрхил әсәрләр арқилиқ муһаҗирәттики уйғурларниң һаятини бейитишни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.