Хәлқара тәшкилатлар: “яшар шөһрәтниң қисмити хитай компартийәсиниң уйғурларға қиливатқан зиянкәшликиниң символи!”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.12.05
yashar-shohret-1920 Хитай кишилик һоқуқ тәшкилати яшар шөһрәтниң бешидин өткән күлпәтләрни техиму көп кишиләргә билдүрүп, хитай компартийәсиниң уйғурларға кәң көләмдә зиянкәшлик қилғанлиқини ашкарилашни үмид қилиду
Photo: RFA

Өткән һәптә “хитай кишилик һоқуқи тәшкилати” ниң тор бетидә 2024-йили июн ейида хитай һөкүмити түрмигә қамиған яш музикант яшар шөһрәт һәққидә мәхсус баянат елан қилған. Улар баянатта “Uigga” дегән сәһнә исми билән тонулған вә әмдила 26 яшқа киргән уйғурчә нахша текисти язғучиси яшар шөһрәт дуч кәлгән қисмәтни хитай компартийәси уйғур хәлқигә қиливатқан зиянкәшликниң символи, дәп көрсәткән.

Баянатта ейтилишичә, талантлиқ яш сәнәткар яшар шөһрәтниң “җинайити” музика арқилиқ ана тилини қоғдаш болсиму, униң һаяти хитай компартийәсиниң назарәт вә зулумлири түпәйлидин өз йөнилишини йоқатқан. Баянатта йәнә, 2022-йилидики “ақ қәғәз инқилаби” дин кейин, яшар шөһрәтниң қолға елиниши маһийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийәт кимликини йоқитиш вә уларниң қаршилиқини бастуруш һәрикитини әкс әттүридиғанлиқи оттуриға қоюлған.

“хитай кишилик һоқуқи тәшкилати” ниң иҗраийә мудири, хитай инсанпәрвәрлик рәиси җов феңсо (Zhou Fengsuo) бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилди. У язма инкасида яшар шөһрәт һәққидики доклатниң хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини ениқ вә әмәлий мисаллар билән көрситип бәргәнликини тәкитләйду:

“хитай кишилик һоқуқ тәшкилати яшар шөһрәтниң бешидин өткән күлпәтләрни техиму көп кишиләргә билдүрүп, хитай компартийәсиниң уйғурларға кәң көләмдә зиянкәшлик қилғанлиқини ашкарилашни үмид қилиду. Биз пәқәт сәнәт арқилиқ өзиниң мәдәнийәт кимликини қоғдиғанлиқи сәвәблик зиянкәшликкә учриған яш музикантниң қисмити арқилиқ уйғурлар баштин кәчүрүватқан зулумларни чөридигән һалда ашу йирақ җайдики сиясий мәсилини чүшинишлик қилип сиртқи дуняға йәткүзимиз. Бизниң яшар һәққидики бу доклатни торда кәң тарқитишимиз йәнә, кишиләрниң һесдашлиқини қозғаш вә бу хилдики зиянкәшликкә қарши уларни һәрикәткә өтүшкә илһамландурушни мәқсәт қилған. Чүнки, биз ғәрб дунясидики иҗадийәтчиләр вә пикир әркинликини қәдирләйдиған яш әвладлар арисида бу усулниң тәсирини техиму күчлүк болиду, дәп қараймиз. яшарниң бешидин өткән күлпәтлирини давамлиқ тарқитиш арқилиқ, биз йәнә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниң диққәткә елинишини вә җавабкарлиққа тартилишини үмид қилимиз. Бу доклат әлвәттә пәқәт бир яш музикантниңла қабаһити болмастин, бәлки һәммәйләнниң зиянкәшликтин қорқмай өзини ипадиләш һоқуқини қоғдаш керәкликини, бу хил бастурушта иттипақлиқниң һәм әхлақ мәҗбурийити һәм өзгиришниң күчлүк қорали икәнликини көрситип бериду.”

“хитай кишилик һоқуқи тәшкилати” ниң тор бетидә елан қилинған бу баянатиға йәнә “биз” журнилиниң 2023-йили 30-ноябирда хитай йезиқида елан қилинған “яшар: чеңдудики ‛ақ қәғәзлик яш‚ иккинчи қетим ғайиб болди” намлиқ мақалиниң инглизчә нусхиси хәткүч қилинған.

 “биз” журнилиниң әдәбий тәһрири йи чүән (Yi Chuan) бу һәқтә сөз болғанда яшар шөһрәтниң бешидин өткән кәчүрмишлири һәққидә йезилған мақалиниң бу йил инглизчигә тәрҗимә қилинип торда елан қилиниши вә буниң әһмийити һәққидики пикирлирини аңлармәнләр билән ортақлашти.

 “ишинимизки, әдлийә системиси тәрипидин адаләтсиз муамилигә учриғанларниң һәммисини ашкарилашқа тегишлик дәп қараймән. Шуңа, биз нурғун мәһбусларниң делолирини ташқи дуняға йәткүзүш үчүн бир васитигә еһтияҗлиқ икәнликини билимиз. Мәлумки, нурғун кишиләр қанунсиз тутуп турулуватиду. Әмма қандақ болушидин қәтийнәзәр, биздә уларниң исми вә кимлики йоқ, улар пәқәт бир санлиқ мәлуматтинла ибарәт. Шуңа, бундақ әһвалда бизниң ахбарат обйектиплиқиниң асасий пиринсиплириға әмәл қилип, ишәнчлик хәвәр мәнбәлири асасида доклат йезишимиз интайин қийин. Ундин башқа һазир мухбирлар қаттиқ бастурушқа дуч кәлмәктә, әмма биз сиясий зиянкәшликкә учриғучиларға вакалитән сөз қилиш йоллириниң кәң болуши керәкликигә ишинимиз. Чүнки улар пәқәт бизгила тайинип қалмастин, йәнә бизниң васитимиз арқилиқ ашу инсанлар үчүн көкрәк керип оттуриға чиқидиған техиму көп батур роһларға моһтаҗдур.”

У язмисида йәнә хитай туприқида йүз бәргән ишлардин кишиләрниң биваситә тәсиргә учриған яки учримиған болушидин қәтийнәзәр чоқум тарихта хатирилиниши керәкликини тәкитләйду: “бу доклат елан қилинғандин кейин, яшарниң достлири сақчиларниң бесимлирида бизни ‛шәхсий мәхпийәтликни ашкарилап, аилисиниң турмушиға тәсир көрсәткәнлики‚ мизни тәнқид қилди вә биздин мақалини өчүрүшимизни тәләп қилди. Мән бир қисим сиясий зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә әзалириға бу ‛муқимлиқни сақлаш‚ роһий һалити билән бағланмаслиқини вә гәп қилиштин қорқмаслиқни әскәртимән. Чүнки, күчлүк дөләт зораванлиқи алдида бизни қоғдиялайдиған бирдинбир нәрсә аваз чиқириш арқилиқ ашкарилаш вә инсанпәрвәрликкә диққәтни тартиштур. Әлвәттә, бизниң уйғур мәсилисигә болған чүшәнчимиз чәклик, әмма биз яшарниң хитайда яшайдиған адәттики уйғур яшлиридин бири вә сиясий зораванлиқниң қурбани болғанлиқини тәсвирләш арқилиқ, техиму көп хитай оқурмәнләрни ички мустәмликичиликниң меңә ююшидин һалқип, уларниң кишилик һоқуқи вә аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийитини һөрмәт қилиш тоғрисида сөз қилишини үмид қилимиз.”

Мәзкур баянатта ейтилишичә, 2022-йили 11-айниң 24-күнидики үрүмчи от апитидин келип чиққан бу паҗиә ши җинпиңниң “нөл ковид” сияситиниң инсанийлиқтин чиққан нәтиҗиси болуп, у сиясәт әмәлийәттә инсанларни контрол қилишни уларниң бәхт-саадити вә бихәтәрликидин үстүн көргәнликини ашкарилиған.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси, “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң директори рошән аббас ханим, “хитай кишилик һоқуқи тәшкилати” ниң яшар шөһрәт һәққидә елан қилған баянати тоғрилиқ өз қаришини билдүрүп өтти.

Мәзкур баянатта яш музикант яшар шөһрәт һәққидә мундақ қурлар учрайду: “юртдашлири үчүн очуқ-ашкара матәм тутқан вә музика арқилиқ уйғурларниң мәдәнийәт җәһәттики йоқилишиға җәң елан қилған яшар икки қетим һуҗум нишани қилинди. У алди билән 2022-йили чеңдуда тутулди, 2023-йили болса ашқунлуқни илгири сүрүш билән әйибләнди.”

Уйғур кишилик һоқуқи қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханимму бу җәһәттә яшарниң тәқдиридин бәкму әндишә қиливатқан кишиләрниң бири. У бу һәқтики радийо зияритимиз җәрянида өз әндишилирини қисқичә ипадиләп өтти.

“хитай кишилик һоқуқи тәшкилати” баянатиниң ахирида мунуларни ейтқан: “яшар шөһрәтниң делоси хитай компартийәсиниң қандақ қилип назарәт қилиш, тәкшүрүш вә ялғандин қануний әйибләшләрни суйиистемал қилип уйғурларни бастуруватқанлиқиниң бир мисали. Бу ‛ақ қәғәз инқилаби‚ хитайниң кәң көләмлик бастуруши, мәдәнийәт ассимилятсийәси, диний вә тил кимликини җинайәтләштүрүш билән характерлиниду. Бу яш музикантниң кәчүрмишлири хитайниң уйғур кимликигә системилиқ вә қәстән һуҗум қилғанлиқини ашкарилиди. Шуңа, хәлқара җәмийәтниң давамлиқ диққәт қилиши интайин муһим.”

Нөвәттә бу хилдики баянатлар арқиму-арқидин оттуриға чиқиватқан болуп, яшар дуч кәлгән қабаһәтниң маһийәттә хитай һөкүмитиниң маһийитини ашкарилайдиған әйнәк болуватқанлиқи алға сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.