Явропа иттипақиниң берлин вакаләтчиликидә уйғур мәсилиси бойичә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлгән
6-Айниң 11-күни германийә парламентида явропа иттипақи парламенти әзалириниң қатнишиши билән уйғурлар мәсилиси бойичә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлгән.
-
Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2021-06-16 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
6-Айниң 11-күни германийә парламентида явропа иттипақи парламенти әзалириниң қатнишиши билән Уйғурлар мәсилиси бойичә гуваһлиқ бериш йиғини Өткүзүлгән.
Бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғиниға явропа иттипақи парламенти хитай ишлири комитетиниң муавин башлиқи, германийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң муавин башлиқи, германийә парламенти ташқий ишлар комитетиниң башлиқи қатарлиқ йоқири дәриҗилик сиясийәтчиләр қатнашқан. Бу йиғинға йәнә доктор адрян зензни өз ичигә алған тәтқиқатчиларму қатнашқан.
Буларниң бир қисми мәзкур гуваһлиқ бериш йиғиниға нәқ мәйдандин қатнашқан болса, бәзлири тор арқилиқ қатнашқан.
Германийә парламенти кишилик һоқуқ комиссийониниң муавин башлиқи кирамон ханиммәзкур йиғинда уйғурлар вәзийити һәққидә тохтилип, мәхсус пикир баян қилған.
Бу паалийәткә йәнә лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ ханимму тәклип қилинип, уйғурлар вәзийити вә лагерлар һәққидә гуваһлиқ бәргән. У өзиниң лагерда оқутқучилиқ қилиш җәрянида бешидин өткән дәһшәтлик қисмәтләр һәққидә мәлумат бәргән.
Мәлум болушичә, германийә парламентида өткүзүлгән бу қетимқлиқ гуваһлиқ бериш йиғинини орунлаштурушта дуня уйғур қурултийи алаһидә күч чиқарған.
Явропада әнглийә, голландийә, литва, белгийә, чех җумһурийити қатарлиқ дөләтләрниң парламентлири хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуған болсиму, әмма германийә мәзкур мәсилидә техичә инкас қайтурмиған иди.
Дуня уйғур қурултийи берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиниң ейтишичә, мушундақ бир җиддий вәзийәттә явропа иттипақниң берлин вакаләтчиликидә өткүзүлгән бу қетимлиқ гуваһлиқ бериш йиғинда хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан дәриҗидин ташқири бастуруш сиясәтлири күчлүк дәлил-испатлар билән оттуриға қоюлған. Бу дәлил-испатлар германийә парламент әзалириниң күчлүк диққитини қозғиған.
Радийомиз зияритини қубул қилған қәлбинур сидиқ ханим, бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғинида өзиниң лагерлар һәққидә йәнә бир қетим гуваһлиқ бәргәнликини, бу йиғинниң наһайити әһмийәтлик болғанлиқини билдүрди.
4-Июндин 7-июнғичә лондонда давамлашқан уйғур сот коллегийәсиниң тунҗи нөвәтлик испат аңлаш йиғини хәлқарада күчлүк тәсир қозғиғанлиқи мәлум.
Дуня уйғур қурултийи берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиниң ейтишичә, мушундақ бир мәзгилдә германийә парламентида ечилған бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғини муһим әһмийәткә игә икән.
Униң ейтишичә, бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғини явропа вә германийә сиясәтчилириниң диққитини йәнә бир қетим уйғурлар мәсилисигә мәркәзләштүргән. Бу буниңдин кейин германийә сиясәтчилириниң уйғур мәсилисигә нисбәтән җиддий инкас қайтурушиға түрткилик рол ойниши мумкин икән.
Америка һөкүмити бу йил 19-феврал хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилғандин кейин, канада, әнглийә, голландийә, литва, белгийә, чех җумһурийити қатарлиқ ғәрб әллириниң парламентлири арқа-арқидин хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзиватқанлиқини етирап қилған иди. Әмма явропа иттипақиниң паравузи һесабланған германийәниң бу мәсилигә техичә инкас билдүрмәслики, һәтта хитай билән болған иқтисадий мунасивәтлирини изчил давамлаштуруши, хәлқара җәмийәт вә кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә дуч кәлмәктә.