Бүтикофер: “явропа парламенти явропа-хитай мәбләғ селиш келишимини ‛бир келишим‚ дәп тонумайду”
Явропа парламентиниң бирқисим әзалири явропа-хитай мәбләғ селиш келишимини “парламентниң тәстиқидин өтәлиши натайин” дәп қаримақта.
-
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021-01-15 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Явропа парламентиниң бирқисим әзалири явропа-хитай мәбләғ селиш келишимини “парламентниң тәстиқидин өтәлиши натайин” дәп қаримақта.
14-январ германийә учур вастилирида “явропа иттипақи билән хитай арисида имзаланған мәбләғ селиш келишими ишләпчиқириш үчүн пурсәт яратти, әмма мәҗбурий әмгәккә сәл қариди” намлиқ бир тәтқиқат мақалиси елан қилинди. Мақалида явропа парламентидики охшаш болмиған партийә мәнсуплириниң икки тәрәп оттурисида бу келишим имзалиништин илгирила “әгәр явропа иттипақи бу келишимни парламентниң тәстиқидин өткүзимән дисә, уйғурлар дуч келиватқан җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәк мәсилисини алди билән һәл қилиши лазим” дегән шәртни қойғанлиқи, бирақ бу шәрткә сәл қаралғанлиқи сәвәблик явропа кеңиши вә германийәниң явропа парламенти әзалириниң күчлүк бесими һәм тәнқидигә дуч келиватқанлиқи илгири сүрүлгән.
“явропа-хитай мәбләғ селиш келишими” ниң имзалиниш җәряни вә омумий мәзмуни һәққидә әтраплиқ тәһлил елип берилған зор һәҗимлик бу мақалида мәзкур келишимниң яврупа парламентида пикир ихтилаплири, бөлүнүш пәйда қилишқа башлиғанлиқи, бир бөлүк парламент әзалириниң бу келишимни етирап қилмиғанлиқи, уларниң өз алдиға һәрикәт қозғап, парламентта мәзкур келишимниң қарардин өтүшигә күчиниң йетишичә тосқунлуқ қилидиғанлиқи тәкитләнгән.
Мақалидә мундақ дейилиду: “бу келишим мунасивити билән явропа иттипақиниң ичкий қурулмисида ихтилаплар көрүнәрлик күчийиши мумкин. Мутләқ көп қисим парламент әзалири хитайдики мәҗбурий әмгәккә хатимә бериш тәшәббуси асасида қозғалған бирләшмә һәрикәтни қоллайду. Бу бирләшмә һәрикәттин илгири парламенттики һәрқайси горуппилар өз пикирлирини очуқ оттуриға қойған иди.”
“явропа-хитай мәбләғ селиш келишими” ниң имзалиниши әлвәттә алди билән муһаҗирәттики уйғурларни бәкрәк биарам қилған. Норвегийәдики уйғур зиялийси сәмәт абла әпәнди бу һәқтә тохталғанда, уйғурлар америка вә явропадин зор үмидләрни күтиватқан бир пәйттә, явропа иттипақиниң бу келишимни имзалап уйғурларни үмидсизләндүргәнликини әскәртти.
Мақалида изһар қилинишичә, явропа-хитай мунасивәтләр комитетиниң рәиси, явропа йешиллар партийәсиниң парламенттики әзаси райинһард бүтикофер бу келишим һәққидә тохталғанда “‛явропа-хитай мәбләғ селиш келишими‚ бир келишим әмәс, һеч болмиса явропа парламенти уни бир келишим дәп тонумайду,” дегән. У йәнә “явропа кеңиши бу келишимниң пайда-зиянлири тоғрисида кәң көләмлик ашкарә муназирә қозғаш пурсәтлирини тездин һазирлиши лазим,” дегәнләрни тилға алған.
Мақалидә баян қилишичә, райинһард бүтикофер өзиниң твиттер һесабида бу һәқтә тохталғанда “явропа парламенти хитайниң бу универсал мәбләғ селиш келишимини мәңгү тәстиқлимайду” дәп язған һәмдә өзиниң уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә хатимә бериш үчүн техиму көп дәлилләргә, техиму көп сәпдашларға еһтияҗи барлиқини билдүргән.
“явропа-хитай мәбләғ селиш келишими” германийә явропа иттипақиниң рәислик вәзиписини ахирлаштуридиған әң ахирқи бир күндә имзаланған иди. Буниң үчүнму мәзкур келишимниң җавапкарлиқи германийәниң үстигә йүклинип қалған. Униң үстигә, явропа парламенти әзалириниң тәлипигә көрә, бу келишимдин кишилик һоқуққа аит һечқандақ бир маддиниң орун алалмаслиқи явропа парламентиниң әзалирини техиму қаттиқ нарази қилған. Мушундақ бир пәйттә, германийәниң кишилик һоқуқни халиғанчә дәпсәндә қиливатқан хитайни йәнә 500 милйон явролуқ тәрәққият мәблиғи билән тәминлигәнлик мәсилиси қайта оттуриға чиқип, меркил һөкүмитигә болған бесимни һәссиләп ашуривәткән. Германийәдики уйғур зиялийси әнвәр әһмәтниң әскәртишичә, германийә парламенти ташқий мунасивәтләр идарисиниң рәһбәрлириму бу хусуста һөкүмәтни ашкарә әйиплигән.
Диққәтни бәкрәк қозғайдиғини яврупа парламентидики “явропа-хитай мәбләғ селиш келишими” гә қарши чиқиватқан парламент әзалири сан җәһәттин көп болупла қалмай, уларниң охшаш болмиған партийә-горуһларға тәвә болиши икән. ялғуз йешиллар партийәсила әмәс, хиристиян демократлар партийәси, консирватиплар партийәси, хәлқ партийәси, радикал демократлар партийәси қатарлиқ явропа парламентидики асаслиқ чоң партийәләрниң парламенттики көплигән әзалири хитайниң җаза лагерлирини бикар қилиш, мәҗбурий әмгәкни әмәлдин қалдуруш мәсилисидә пикир бирликигә игә икән.
Мақалидә америка дөләт мәҗлиси, малийә министерлиқи, сода министерлиқи вә тупрақ бихәтәрлики органлириниң бирликтә хитайниң мәҗбурий әмгәккә алақидар таварлириға җаза йүргүзүватқанлиқи тилға елинип, гәрчә явропа иттипақи 2020-йили 7-декабир “яврупа иттипақиниң йәршари кишилик һоқуқ җаза қануни” ни мақуллиған болсиму, уни иҗра қилиш үчүн теришчанлиқ көрсәтмәйватқанлиқи, мәҗбурий әмгәккә алақидар хитай ширкәтлирини җазалаш үчүн тәдбир қолланмиғанлиқи, хитайниң 40 пирсәнт қуяш ениргийәси мәһсулатлириниң шинҗаңда ишләпчиқириливатқанлиқи вә явропа ширкәтлириниң һелиһәм уни истимал қиливатқанлиқи тәнқидлиниду.
Мақалидә йәнә уйғурлар мәсилисигә америка кәби дөләтләрниң игә чиқишниң зөрүрлики, америка кеңәш палата әзаси марко робийо “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ниң америкада мақуллинишиға күч чиқарғанға охшаш, явропадиму мушундақ қанунларниң рояпқа чиқишиға һәссә қатидиған кишиләрниң барлиққа келиши лазимлиқи оттуриға қоюлиду.