“явропа уйғур ансамбили” өзиниң тунҗи нөвәтлик консертини мувәппәқийәтлик көрсәтти

Мухбиримиз меһрибан
2019.09.11
yawropa-uyghur-ansambil-ezaliri.jpg Шиветсийәдә тизимға елинип қурулған “явропа уйғур ансамбили” ниң бир қисим әзалири. 2019-Йили авғуст.
Mezkur ansambil ezaliridin Yashar Hemdulla ependi teminligen

Нөвәттә аңлаватқиниңлар явропаниң шиветсийә, голландийә, фирансийә, белгийә, норвегийә қатарлиқ дөләтләрдики 16 нәпәр сәнәткарниң өзлүкидин уюшуши билән тәшкилләнгән “явропа уйғур ансамбили” ниң белгийәниң антверпен шәһиридики консертида орундалған тунҗи номур өзһал муқамидин арийә.

Мәзкур өмәкниң белгийәдики тунҗи нөвәтлик консертини орунлаштуруш ишлириға мәсул болған әзһәр әнвәр әпәндиниң билдүрүшичә, улар “явропа уйғур ансамбили” ни қуруш тәйярлиқ хизмәтлирини 2018-йилиниң бешида башлиғандин буян, бир йилдин артуқ тәйярлиқ қилиш, консерт номурлирини бекитиш, һәрқайси дөләтләрдә тарқақ яшаватқан бирқанчә қетимлиқ баш қошуп җапалиқ мәшиқ қилиш вә ахирқи бир һәптидә белгийәдә көрүшүп җапалиқ тәйярлиқ қилиш нәтиҗисидә, 7-сентәбир күни тунҗи нөвәтлик консертини мувәппәқийәтлик һалда, белгийәниң антверпен шәһиридики лиер сәнәт мәркизидә тамашибинларға намаян қилған.

Дутар шаһи намида әлгә тонулған сәнәткар абдуреһим һейтниң шагирти дутарчи мухтәр абдукерим җанбаз мәзкур өмәкниң башлиқи вә ғоллуқ әзалиридин бири.

Дутарчи мухтәр абдукерим җанбаз әпәнди тунҗи нөвәтлик консертидин илгири вә кейин сәһнидә сөз елип, нөвәттики уйғур вәзийити вә “явропа уйғур ансамбили” ниң қурулуш мәқсити һәққидә тохталған.

У баянида, хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқини әң юқири пәллигә көтүргән мушундақ бир вәзийәттә, мәзкур өмәктикиләрниң уюшуп, бүгүн тамашибинларға уйғур сәнәт номурлирини сунушиниң һәқиқий мәқситиниң еғир кризисқа дуч кәлгән уйғурларниң миллий сәнитини ана юрттин йирақ болған явропа туприқида намаян қилиш вә уни раваҗландуруш икәнликини билдүргән.

Консертта мухтәр абдукерим җанбаз әпәнди орундиған абдуреһим һейтниң “учрашқанда” намлиқ нахшиси тамашибинларниң зор алқишиға еришкән номурларниң бири болған.

Мәлум болушичә консерт кечиликидә йәнә мәшһур уйғур музикант вә нахшичи мәрһум күрәш күсәнниң “атландуқ” намлиқ нахшиси орундалғанда, мәйданда алқиш садалири юқири пәллигә көтүрүлгән.

“явропа уйғур ансамбили” ниң белгийәдики консертини көрүш үчүн хоңкоңдин айропилан белити елип, 11 саәтлик узун мусапини бесип кәлгән тонулған паалийәтчи җессика ингихам ханим өз тәсиратини баян қилип, өзиниң уйғур нахша-музикилириниң һерисмәни болуш сүпити билән илгири уйғур нахша-музикилирини көп қетим аңлиған болсиму, әмма узун йолларни бесип, белгийәдики сәнәт кулубида нәқ мәйданда уйғур нахша-музикилирини аңлишиниң униңда уйғур сәнитигә болған иштияқни техиму улғайтқанлиқини билдүрди.

Җессика ханим йәнә хитай һөкүмити милйонлиған уйғурни лагерға қамап, уйғурларға қарита мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватқан бүгүнкидәк еғир вәзийәттә, явропадики уйғур сәнәткарлириниң өзлүкидин уюшуп, өзиниң шәхсий вақтини қурбан қилиш, җапалиқ мәшиқләр һесабиға мушундақ бир мувәппәқийәтлик сәнәт кечиликини уюштуруш роһидин уйғурлардики өз мәдәнийитини сөйүш, һәрқандақ бесимғиму тиз пүкмәс ирадисини көргәнликини билдүрди. У йәнә буниң өзигә охшаш хоңкоңда демократийәни қоғдаш вә хоңкоңлуқларниң әркинлики үчүн күрәш қиливатқан һәр бир инсанға ғәйрәт вә үмид беғишлиғанлиқини билдүрди.

Әзһәр әнвәр әпәндиниң билдүрүшичә, уларниң белгийәдики тунҗи мәйдан оюнини көрүшкә кәлгән тамашибинлар ичидә явропадики һәрқайси дөләтләрдин кәлгән уйғур тамашибинлардин башқа, явропа әллиридики уйғурларни билидиған бир қисим мутәхәссисләр, паалийәтчиләр һәтта окян атлап кәлгән тамашибинларниң уларниң консертиға алқиш яңритиши, консерттин кейин уларға бәргән юқири баһалири өмәк әзалириниң җапалиқ әҗриниң һардуқини чиқарған.

Мәлум болушичә, сәнәткарлар нәсимә әркин ханим вә мөминҗан рахман әпәндиләр мәзкур өмәкниң бу нөвәтлик оюнида режиссорлуқ вәзиписини үстигә алған.

Қазақистандин келип франсийәдә олтурақлишип қалған нәсимә әркин ханим бир йиллиқ җапалиқ издиниш вә тәйярлиқлар арқилиқ бу қетимлиқ консертта уйғур сәнитиниң гүзәлликини ипадиләштә үнүми яхши болиду дәп қаралған 17 номурниң таллап бекитилгәнликини билдүрди. У баянида ахирқи бир һәптидә 16 кишиниң җапалиқ мәшиқ қилиши арқилиқ, талланған номурларни юқири маһарәттә сәһнигә елип чиққанлиқи үчүн, консертниң тунҗи мәйданидила тамашибинларниң алқиши вә юқири баһасиға еришкәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, “явропа уйғур ансамбили” ниң тунҗи қетимлиқ консерти 8-сентәбир күни йәнә голландийәниң утресхт шәһиридики хет велде вестен тиятир залида көрситилгән болуп, 8-сентәбир күни голландийәдики бир қисим уйғурлар вә голландийәдики йәрлик аһалиләр консертни көргән.

Зияритимиз ахирида нәсимә ханим йәнә, “явропа уйғур ансамбили” ниң бу қетимқи тунҗи нөвәтлик консертиниң мувәппәқийити өмәктики 16 нәпәр сәнәткарниң ортақ тиришчанлиқиниң нәтиҗиси икәнликини билдүрди.

У йәнә өмәкниң бундин кейинки пилан-мәқсәтлири һәққидиму тохтилип, өзлириниң һәрқайси дөләтләрдә сәйярә оюн қуюш паалийәтлирини давамлиқ уюштуруш арқилиқ уйғур музика-сәнитини намаян қилиш вә мәлум иқтисадий мәбләғ топлаш арқилиқ муһаҗирәттики уйғур йетим балилар һәм иқтисадий қийинчилиқта қалған оқуғучиларға ярдәм бериш қатарлиқ арзу-арманлирини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.