30 Дин артуқ йәһудий рәһбәрлири уйғурларниң зиянкәшликигә хатимә бериш қанун лайиһәсини қоллиди
2021.01.17
Әнглийә парламентида тонуштурулған ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик қанун лайиһисини қоллаш һәрикитини уюштурған рене кассин кишилик һоқуқ гурупписиниң директори миа һасенсон-грос ханим.
Әнглийәдики 30 дин артуқ йәһудий рабби вә җамаәт рәһбәрлири хитайниң уйғурларға қаратқан зиянкәшлик қилмишлирини ахирлаштуруш үчүн әнглийә парламентида тонуштурулған ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик бир қанун лайиһәсини қоллайдиғанлиқини билдүрди.
“сода қануни” ниң түзитиш киргүзүп тонуштурулған нусхиси әнглийә сот мәһкимилиригә хитайниң уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ җинайити садир қилған яки қилмиғанлиқи үстидин һөкүм чиқириш һоқуқи бәргәндин сирт, әнглийә тәрәпни сода принсиплириға хилаплиқ қилған, яки мәҗбурий әмгәк ишләткән ширкәтләр билән болған сода тохтамлирини бикар қилиш имтиязи биләнму тәмин етидикән.
Мәзкур қанун лайиһәси келәр һәптә әнглийә парламентида авазға қоюлидикән. Бу мунасивәт билән әнглийәдики нопузлуқ сйнагог вә яшлар һәрикитиниң вәкиллири бирләшмә мураҗиәтнамә елан қилип, сиясәтчиләрни сода қанун лайиһисигә түзитиш киргүзүшкә чақирди.
“йәһудий хәвәрлири гезити” ниң хәвәр қилишичә, бу қанун лайиһисини қоллаш һәрикити рене кассин кишилик һоқуқ гурупписи тәрипидин уюштурулған.
Мураҗиәтнамидә уйғур мусулманлириға қаритилған зиянкәшликләрниң “кәң көләмлик җаза лагерлири, мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий туғмас қилиш, тилни чәкләш, муқәддәс адәтләрни булғаш, вә диний сорунларни булаң-талаң қилиш” қатарлиқларни өз ичигә алидиғанлиқини тилға елинди.
Униңда мундақ дейилди: “бу тизимлик йәһудийларға нисбәтән әлвәттә бир қорқунчлуқ әслимидин дерәк бериду. Хитай һөкүмити бир милләтни вә униң мәдәнийитини системилиқ йоқитишқа урунмақта. Бу бир ирқий қирғинчилиқ. Биз чоқум һәрикәткә өтүшимиз керәк.”
Имза қойғучилар ичидә сийнагоглар бирләшмиси раббани кеңишиниң иҗраийә әзалири, невкастил тайне бирләшмә ибранилар җамаитиниң әзалири вә пешқәдәм диний устазлар бар икән.
Бу мураҗиәтнамини йәнә йәһудий оқуғучилар бирләшмисиниң рәиси, яшлар тәшкилатиму қоллиған.
Бу бирләшмә мураҗиәтнамә, әнглийә йәһудий җамаити рәһбәрлири 14-январ әнглийә парламент әзалири билән җиддий көрүшүп, уйғурларниң вәзийитини тонуштурған вә улардин “сода қануни” ниң ирқий қирғинчилиқ тоғрисидики маддисини қоллашни тәләп қилип әтиси елан қилинған.
Бу нөвәт авазға қоюлидиған сода қануниға түзитиш киргүзүш лайиһәси әнглийә әнглийә юқири палатасиниң мақуллуқидин өткән вә төвән палатада көплигән парламент әзалириниң қоллишиға еришкән. Бу лайиһә 21-январ авазға қоюлидикән.









