Йәһудий җамаити уйғурлар учраватқан зулумға қарши һәрикәткә өтти

Мухбиримиз җәвлан
2020.08.11
dolqun-eysa-rehime-yehudiy-teshkilat.jpg Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди вә лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим лондондики йәһудий тәшкилат мәсуллири билән. 2020-Йили авғуст.
jewishnews.timesofisrael.com

Уйғурларниң бешиға кәлгән еғир зулумға, етник қирғинчилиқ дәп қариливатқан бу хәлқаралиқ җинайәткә мусулманлар дуняси сүкүт қиливатқан, һәтта хитайни қоллаватқан бир вәзийәттә дуняниң һәр қайси җайлиридики йәһудийлар бу җинайәткә қарши омумйүзлүк һәрикәт башлиған.

Бу йил 31-июл “йол ачқучи” торида әнглийә йәһудий дини җәмийитиниң рәиси, хәлқара диний даһийлардин бири болған раби җонатан сәксниң “биз хитайниң уйғурларға зиянкәшлик қилишиға қарап турмаслиқимиз керәк” намлиқ мақалиси елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дейилгән: “бизниң виҗданимиз диний етиқад пәрқидин үстүн келиши керәк. Әгәр виҗданимизни йоқитип қойсақ, өзимизни йоқитип қойған болимиз. Бу бундақ әһвалниң йүз беришигә йол қоймаслиқимиз һәм бир чәттә қарап турмаслиқимиз керәк.”

Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут зияритимизни қобул қилип, әнглийәдики йәһудийлар билән бирлишип, уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ қиливатқан паалийәтлири һәққидә тохталди. Униң билдүрүшичә, йәһудий кишилик һоқуқ тәшкилати “рени кассин” (Rene Cassin) бу ишта башламчилиқ ролини ойниған.

Бу йил 3-авғуст, “авангартлар” торида “америкадики йәһудийлар хитайниң уйғур мусулманлирини қирғин қилишини тосушқа қандақ ярдәм қилалайду?” намлиқ бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дейилгән: “америкалиқ йәһудийлар бирлишип трамп һөкүмитини б д т кишилик һоқуқ кеңишидики орниға қайтуруп келишкә һәйдәкчилик қилиши лазим; болмиса бу кишилик һоқуқ кеңиши хитайниң қорқунчлуқ вәзийитигә амал қилалмайду. Иккинчидин, америкалиқ йәһудийлар хитайдин қутулуп чиқалиған уйғурларниң хитайға қайтурулушиниң алдини елиши керәк”.

6-Авғуст “йәһудийлар тәзкириси” торида “уйғурларни қоғдап қелиш бизниң бурчимиз” намлиқ мақалә елан қилинған болуп, униңда “бу паҗиәләр 21-әсирдә, йәни бизниң көз алдимизда растинила йүз бериватамду?” дәп соал қоюлған, андин: “йәһудий тәшкилатлири билән өткүзгән юмилақ үстәл йиғинида биз бу мәсилини оттуриға қойдуқ һәмдә әнглийә ташқи ишлар вәзири билән диний етиқад әркинлики алаһидә әлчисигә хәт йезип, бу интайин қорқунчлуқ һәм чидиғусиз әһвал дәп әскәрттуқ,” дейилгән.

Рәһимә ханим уйғурлар мәсилисидә йәһудийлар билән һәмкарлишишниң қандақ башланғанлиқини чүшәндүрүп мундақ деди: “мән 2018-, 2019-йиллири лондонда орган әткәсчилики тоғрулуқ сотта тәрҗиман болған. Шу җәрянда бир сотчи мән билән көрүшүп, уйғур мәсилисини дуняға аңлитиш үчүн йәһудийлар билән һәмкарлишиш керәкликини тәвсийә қилди. 2019-Йил 5-айда йәһудий кишилик һоқуқ тәшкилати ‛рени кассин‚ (Rene Cassin) билән бирликтә тунҗи қетим паалийәт қилдуқ, буниңға хели көп йәһудийлар вә мухбирлар кәлди. 2020-Йил 1-айда әнглийәдики йәһудийларниң әң чоң тәшкилатида вәзипә өтәватқан милләт вәкиллири паалийәт өткүзди. Шуниңдин кейин уйғурлар мәсилиси йәһудийлар арисида техиму кәң тонулди.”

Рәһимә мәһмут ханим йеқинда йәһудийларниң уйғурларниң бешиға кәлгән етник қирғинчилиққа қарши қозғилип кетишидә, америкаға експорт қилинған чачларниң әткәс мал қатарида тутуп қелиниши дегәндәк хәвәрләрниңму сәвәб болғанлиқини тилға алди.

Рәһимә мәһмут ханим йәнә йәһудийларниң уйғурларниң бешиға кәлгән бу паҗиәгә бунчилик көңүл бөлүп кетишидә уларниңму тарихта мушундақ қисмәтләрни баштин кәчүргәнлики вә 2-дуня урушидин кейин “бундақ қәбиһ җинайәтниң әмди йүз беришигә йол қоймаймиз” дәп ирадә бағлиғанлиқи билән мунасивәтлик икәнликини чүшәндүрди.

Дәм елишқа чиққан әнглийәлик йәһудий дохтур, дуня уйғур қурултийиниң ярдәмчи пидаийси шелдон стон әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай компартийәсиниң әмәлийәттә натсистлар партийәси икәнликини, уйғурларниң бешиға кәлгән қисмәткә чоңқур һесдашлиқ қилидиғанлиқини, тарихта ирқий қирғинчилиққа учриған йәһудийларниң бундақ җинайәтниң қайта йүз беришигә йол қоймайдиғанлиқини билдүрди.

Шелдон стон әпәнди йәнә хитайниң җинайитини тохтитиш үчүн елип бериватқан паалийәтлирини тонуштуруп: “алди билән әнглийә һөкүмитигә һәйдәкчилик қилип, у җинайәтни ирқий қирғинчилиқ дәп елан қилишқа, андин хитай әмәлдарлириға иқтисадий җаза йүргүзүшкә, уйғурларни қул ишчи қилған завутлар билән сода алақисини үзүшкә тиришиватимиз. Мән өзүм дохтур, шуңа хитайниң теббий дорилирини байқут қилишни, хитай билән теббий тәтқиқат саһәсидә қәтий һәмкарлашмаслиқни тәшәббус қилимән. Чүнки улар теббий техникилирини уйғур аяллирини туғмас қилиштәк җинайәтләргә ишләтти,” деди.

Йәһудийлар уйғурларни қоғдаш үчүн һәрикәт қиливатқан бүгүнки вәзийәттә мусулманлар дунясиниң сүкүттә туруши, һәтта хитайни қоллиши һәққанийәтни яқлайдиған инсанларни ечиндурмақта.

9-Авғуст, әнглийәлик паалийәтчи вә (Leading Britain’s LBC Conversation) радийо қанилиниң даңлиқ риясәтчиси мәҗид наваз өзиниң тивиттер һесабида мундақ дегән: “уйғур мусулманлири мусулман даһийларниң сүкүттә турғинидин уларниң шәрмәндиликини һес қилмақта. Салман рашид һәққидә өлүм пәтиваси чиқарған иранниң бүгүнки күндә уйғурлар учраватқан қирғинчилиққа лам-җим демәйватқиниға қараң! илгири пәйғәмбәр әләйһиссаламниң картонини сизип қойғанға вақирап-җақирап кәткән мусулман даһийларниң бүгүн уйғур қирғинчилиқиға зуван сүрмәйватқанлиқиға қараң!”

Америкада турушлуқ паалийәтчи илшат һәсән әпәнди мусулманларниң уйғур мәсилисидики позитсийиси һәққидә тохтилип: “мусулманлар дуняси аҗиз һәм чечилаңғу, улар әзәлдин пәләстин мәсилисидә американи әйбләп, русийә билән хитайдин мәдәт тиләп кәлди. Йәнә келип бу йәрдә иқтисадий мәнпәәт мәсилисиму бар. Һалбуки, уларниң уйғур мусулманлириға келиватқан ирқий қирғинчилиққа сүкүт қилиши ислам диниғиму, һәққанийәткиму, инсаний виҗданғиму тамамән хилап, бу бизни үмидсизләндүриду һәм ғәзәбләндүриду,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.