Дуня йәһудий көзитиш тәшкилати: “уйғурларниң қисмити бизниң қисмитимиз, уларниң күриши бизниң күришимиз”
2022.09.20
Дуня йәһудий көзитиш тәшкилати (JWW) дуня миқясида ирқий қирғинчилиқ вә зораванлиққа қарши турушта алдинқи орунда туридиған тәшкилатларниң бири. Җүмлидин хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқи қирғинчилиқиға һәр хил шәкилләрдә изчил қарши туруп кәлмәктә.
Мәзкур тәшкилат дуняниң һәр қайси җайлиридики ирқи қирғинчилиққа қарши күрәш қиливатқанларни риғбәтләндүрүш вә уларни тәқдирләш үчүн 2009-йилидин башлап һәр икки йилда бир қетим “йәршари роһи мукапати” ( Global Soul Award) ни тарқитип кәлгән болуп, бу йилқи мукапат 18-сентәбир күни тарқитилған. Мәзкур мукапатқа, йәни 7-қетимлиқ “йәршари роһи мукапати” ға хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқи қирғинчилиқиға қарши күрәштә алдинқи сәптә меңиватқан америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл әпәнди лайиқ көрүлгән.
“йәршари роһи мукапати” ниң логосииму наһайити мәнилик лайиһиләнгән болуп, логониң үстигә чәмбәр шәклидә “кимки бир һаятлиқни қутқузған болса, у пүткүл дуняни қутқузғанға баравәр” дәп йезилған. Дуня йәһудий көзитиш тәшкилатиниң мәзкур мукапат һәққидики тор бетидә йәнә мәзкур мукапат тарқитиш мурасиминиң ирқий қирғинчилиқ вә кәң көләмлик вәһшийликкә қарши сәптики рәһбәрлик, варислиқ вә сиясий паалийәтләргә беғишланғанлиқи билдүрүлгән.
Мукапат тарқитиш мурасимида нури түркәл әпәндигә “йәршари роһи мукапати” тәқдим қилинғандин башқа, җәйн кохен ханим (Jane Cohen) вә дианна букхантиз (Diana Buckhantz)ханимға “шулвейс мирас мукапати” ( Schulweis Legacy Award) тәқдим қелинған.
Нури түркәл әпәнди бу һәқтә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди. У мәзкур мукапат өзигә әмәс бәлки уйғур миллитигә берилди, дәп қарайдиғанлиқини; дуня йәһудий көзитиш тәшкилатниң бу мукапатни бир уйғурға бериш арқилиқ уйғур ирқи қирғинчилиқиға дуняниң диққитини мәркәзләштүрүшни мәқсәт қилғанлиқини тәкитлиди.
Мәлум болушичә дуня йәһудий көзитиш тәшкилати 2019-йилдин буян уйғурларниң мәсилисигә көңүл бөлүшкә башлиған. Шуниңдин бери уйғурлар һәққидә түрлүк әмәлий паалийәтләрни орунлаштурған. Мәсилән, бу йил байден һөкүмити мақуллиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” рәсмий иҗра қилинишқа башлиған күниниң әтиси, йәни 22-июн күни ширкәтләрниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ яки четишлиқ әмәсликини тәкшүридиған бир санлиқ мәлумат амбирини елан қилған. Улар бу арқилиқ американи “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни толуқ иҗра қилишқа вә хитай һөкүмитини уйғурларға йүргүзүватқан инсанийәткә қарши җинайәтлири үчүн җавабкарлиққа тартишқа чақирған.
Дуня йәһудий көзитиш тәшкилати дуняниң һәр қайси җайлиридики зулумға учраватқан милләтләрниң авази болуш үчүн қурулған болуп, бу йил униң бу саһәдә хизмәт қиливатқанлиқиниң 18-йили икән. Дуня йәһудий көзитиш тәшкилатиниң иҗраийә директори серена оберстейн (Serena Oberstein) ханим ниң ейтишичә 18 рәқими йәһудийларда һаятлиққа символ қилинидиған болуп, шу сәвәбтин “йәршари роһи мукапати” ни тарқитиш мурасиминиң 18-сентәбир күнигә орунлаштурулғанилиқиму наһайити мәнилик икән.
Серена оберстейн ханим радийомизниң зияритини қобул қилип “йәршари роһи мукапати” һәққидә мундақ деди: “бу йил дуня йәһудий көзитиш тәшкилати вә униң 250 әзаси нури түркәл әпәндигә ‛йәршари роһи мукапати‚ни, җәйн көхен ханим вә дианна букхантиз ханимға ‛шулвейс мирас мукапати‚ тәқдим қилди. Тәшкилатимиз 2004-йили қурулған болуп, бу йил биз 18-йилимизни қутлуқлаватимиз. 18 Рәқими йәһудий динида һаятлиққа символ қилиниду. Шуңлашқа бу йил толиму муһим вә мәнилик бир йил. Биз тәбрикләйдиған мушундақ қалтис рәһбәрләрниң болғанлиқи үчүн наһайити шәрәп һес қилмиз”.
У йәнә мундақ деди: “бизниң америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл әпәндигә бу мукапатни лайиқ көрүшимиздики сәвәб, у қорқмастин милйонларниң авази болди. Билишимчә ‛нур‚ уйғурчида ‛йоруқлуқ‚ дегән мәнидә. Нури өзиниң исмидәкла өзигә берилгән һәр пурсәттә қараңғулуқта қалған кишиләргә ‛йоруқлуқ‚ болди. У аилисиниң шәрқи түркистанда хәтәрдә икәнликини билип турсиму, уйғурларниң авазини дуняға аңлатти. Пәқәт уйғурларниңла әмәс бәлки барлиқ ирқи қирғинчилиқ вә кәң көләмлик таҗавузчилиққа учриғанларниң авази болушқа тиришти”.
Демократик дөләтләр вә һәр қайси кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғурларни мушундақ қоллаватқан пәйттә оттура асиядики уйғурларға қериндаш милләт һесаблинидиған түрки милләтләр өз дөләтлиридә ши җинпиңни һәдийәләр билән күтүвалғаниди. Нури түркәл әпәнди бу һәқтә тохтилип, дуня җамаәтчиликиниң хитайниң диктатор идеологийәсини киңәйтиватқанлиқиға диққәт қилиши керәкликини әскәртти. У йәнә ғәрб дөләтлириниң “ким немә қилмиди әмәс, бәлки мән йетәрлик қилалидимму?” дәйдиған позитсийәдә болуши керәкликини тәкитлиди.
Серена оберстейн ханим уйғур қирғинчилиқиға сүкүттә туруватқан дөләтләр вә һөкүмәтләрниң мәзкур ирқи қирғинчилиққа янтаяқ болуватқанлиқини тәкитлиди. У дуняниң һәр қайси җайлиридики йәһудий җамаитиниң, дуняниң һәр қандақ бир йеридә йүз бериватқан ирқи қирғинчилиққа қарши күрәш қилиштин тохтимайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “биз дуня сүкүттә турғанда қандақ ишниң йүз беридиғанлиқини билимиз. Тәшкилатимиз 18 йил бурун қурулған вақитта, дуняниң һәр қандақ йеридә ирқи қирғинчилиқ яки кәң көләмлик бастуруш йүз бәргәндә йәһудийлар әйни вақитта башқиларниң өзигә қандақ ярдәм қилишини күткән болса, биз ашуларға шу ярдәмни қилишимиз керәк, дегән шоар билән йолға чиққан. Шуңлашқа 2019-йили биз уйғурлар дуч келиватқан ирқи қирғинчилиққа қарши дәрһал һәрикәткә өттуқ. Биз балиларниң ата-анисидин айриветилишиниң, көзини теңип, пут-қолини кишәнләп пойизға қачилашниң нимидин дерәк беридиғанлиқни яхши билимиз. Йиғивелиш лагерлириға вә мәҗбурий әмгәк лагерлириға әвәтилишниң қандақ болидиғанлиқи бизгә бәк ениқ. Шуңлашқа уйғурларниң қисмити бизниң қисмитмиз, уйғурларниң күриши бизниң күришимиз”.
Нури түркәл әпәнди зияритимиз җәрянида, мукапат тарқитиш мурасимиға қатнашқан кишиләрниң уйғурлар дуч келиватқан ирқи қирғинчилиқни тохтитиш үчүн сәмимий бир шәкилдә баш қатуруватқанлиқидин тәсирләнгәнликини ейтип өтти. У йәнә уйғур ирқи қирғинчилиқиниң техиғичә тохтимайватқанлиқиниң сәвәби вә буни һәл қилиш тәдбирлири һәққидики тәһлиллирини биз билән ортақлашти.
Серена оберстейн ханим зияритимизниң ахирида мундақ деди: “пәқәт еғизида дәп қоюшла купайә қилмайду, чоқум һәрикәт болуши керәк. ‛қайта тәкрарланмайду‚ дегән сөз болса давамлишиватқан бир вәдә. У худди муһәббәткә охшайду. Биригә ‛мән сени яхши көримән‚ дәп қоюш купайә қилмайду, әлвәттә дегәнгә чушлуқ һәрикәт болуши керәк. Һәр қайси тәшкилатлар ‛қайта тәкрарланмайду‚ дегән икән, шуниңға мунасип һәрикәт қилиш нийити болуши керәк. Дуня йәһудий көзитиш тәшкилати һәр вақит, һәр җайда уйғурлар билән бир сәптә туриду. Уйғур ирқи қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгикиниң тиз сүрәттә ахирлишишини үмид қилимиз, әмма бу күрәш узунға созулған тәқдирдиму биз ахирғичә уйғурларниң еһтияҗи болған һәр йәрдә болушқа тиришимиз”.
Нури түркәл әпәнди ахирида уйғурларға йүрәк сөзини ейтип мундақ деди: “бастурғучи һакимийәтләр адәттә бастуруватқан милләткә биринчидин, сән билән һечкимниң кари йоқ; иккинчидин, сениң инсанлиқ қәдир-қиммитиң йоқ, дегән уқумни сиңдүрүп, шу милләтни пүтүнләй түгәштүрүшкә уруниду. Мениң бу сөзлиримни лагерлардики уйғурлар аңлиялмайду. Лекин муһаҗирәттики уйғурларниң мушу икки нуқтини тонуп йетишини вә батурлуқ билән яшишини тәвсийә қилимән”.