Елиша вйзел: “биз ярдәм фонди арқилиқ уйғурларға ялғуз әмәсликини билдүрмәкчи”

Мухбиримиз ирадә
2022.10.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Елиша вйзел: “биз ярдәм фонди арқилиқ уйғурларға ялғуз әмәсликини билдүрмәкчи” Йәһудий чоң қирғинчилиқидин аман қалған язғучи, кишилик һоқуқ паалийәтчиси, нобел тинчлиқ мукапатиниң саһиби елийә вийзел (Elie Wiesel) вә рәпиқиси марион вийзел(Marion Wiesel).
eliewieselfoundation.org

Хитай һөкүмитиниң уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип, җаза лагерлириға солаватқанлиқи ашкариланғандин буян, демократик дөләтләрдики кишилик һоқуқ тәрәпдарлири изчил бу мәсилигә диққәт тартиш, уни һәрқайсий дөләтләрниң күнтәртипигә киргүзүш, шундақла буниң бир ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт икәнликини етирап қилғузушта зор рол ойнимақта. Мана мушундақ җамаәтләр ичидә америкадики вә дуняниң башқа җайлиридики йәһудий тәшкилатлири алаһидә көзгә челиқиду.

Булар ичидә йәһудий чоң қирғинчилиқидин аман қалған язғучи, даңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, нобел тенчлиқ мукапатиниң саһиби елийә вийзел (Elie Wiesel) ниң намида қурулған “елийә вийзел фонди”, уйғур мәсилисиниң тонулуши үчүн нурғун паалийәтләрни қилип кәлгән иди.

Йеқинда бу фонди тәшкилат уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш ишлириға мәхсус ярдәм фонди аҗритидиғанлиқини, келәр йилдин башлап уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш ишлириға 250 миң доллардин 500 миң долларғичә ярдәм беришни пиланлаватқанлиқини елан қилған.

Йәһудий хәвәр торидин “Jewish Insider” ниң хәвиригә қариғанда, мәбләғ ярдими қилиш мәзкур фонди җәмийәт үчүнму тунҗи қетимлиқ иш болуп, улар өзлириниң бу саһәдики паалийитини тунҗи қетим икки түргә мәбләғ селиш билән башлиған. Бу икки муһим түрниң бири дәл уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси икән.

Биз бу мунасивәт билән елийә вийзелниң оғли, елийә вейзел фонди җәмийитиниң мудирийәт рәиси елиша вийзел (Elisha Wiesel) ни зиярәт қилдуқ. У радийомизға қилған сөзидә, мәзкур фонди җәмийәтниң елийә вийзелниң күчлүкләргә қарши сөзләштәк қорқмас роһиға асасән уйғурларға ярдәм қилишни қарар қилғанлиқини ейтти.

У мундақ деди: “биз бу йил фонди җәмийитимизниң паалийәт даирисини кеңәйтишни қарар қилип, немә қилиш үстидә издәндуқ. Мән дадамниң өмридә ойниған роллирини көз алдимдин өткүздум, дадам һәрбир адәм үчүн охшимиған ролларға игә шәхс иди. У бир оқутқучи, пәйласоп, панаһланғучи, оқуғучи, паалийәтчи иди. Шуңа биз дадамниң оқутқучилиқ вә паалийәтчилик ролиға мас келидиған икки түргә ярдәм беришни қарар қилдуқ. Андин биз қайси мәсилиниң паалийәтчиликини қилимиз, дәп ойлап, буниң уйғур мәсилиси болушини қарар қилдуқ. Мән дуняда уйғурларниң бешиға келиватқандәк кишини чөчүтидиған дәриҗидә зулум йоқ, дәп қараймән. Уйғурлар учраватқан зулумниң көлими вә дәриҗиси интайин еғир, униңда дадам өмүр бойи күрәш қилған елиминтлар интайин көп. Униң үстигә бу зулум дунядики күчлүк дөләтниң бири тәрипидин йүргүзүлүватиду. Дадамниң әң ярқин алаһидилики дәл униң күчлүкләргә қарши һәқиқәтни сөзлиши иди. Шуңа биз елийә вийзел фонди болуш сүпитимиз билән буниңдин илһамлинип, қейин болғанни, имкансиз болғанни таллашни вә өзгириш ясашни қарар қилип, уйғурлар мәсилисини қоллашни қарар қилдуқ.”

Елиша вийзел радийомизға қилған сөзидә, ирқий қирғинчилиққа, зулумға учриғанларға роһий җәһәттин тәсәллий болушниң интайин муһимлиқини ейтти. У бу ярдәм фонди уйғурлар учраватқан зулумни аяқлаштуралмисиму, әмма һеч болмиғанда елийә вийзел бир өмүр күрәш қилған қирғинчилиқниң һелиһәм давам қиливатқанлиқини дуня җамаәтчиликиниң сәмигә селишта рол ойнишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “бу ярдәм фонди арқилиқ өзгириш ясашни үмид қилсақму, әмма қисқа вақит ичидә зор өзгиришләр йүз бәрмәйдиғанлиқини билимиз. Мениң дадам йәһудий қирғинчилиқи үчүн шундақ дәйтти-‛зулум көрүватқанлар үчүн дуня өзигә бир иш қилип берәлмисиму, һеч болмиғанда башқиларниң өзиниң дәрдигә қулақ селиватқанлиқини, көңүл бөлүватқанлиқини билишму йеـтәрлик болиду. Уларниң көңлини әң йерим қилидиғини, һечкимниң кари болмаслиқи‚ дәйтти. Шуңа биз бу ярдәм фонди арқилиқ дәмаллиққа чоң ишларни вуҗутқа чиқиралмисақму, даваниң техиму кәң даиридә аңлитишиға ярдәм қилалисақ, техиму көп тәшкилатларни бу мәсилиниң әтрапиға топлиялисақ, уйғурларда ‛дуня тез сүрәттә мәсилимизни һәл қилип берәлмисиму, һеч болмиғанда бизни унтуп қалмапту, бизгә көңүл бөлидиған адәмләр баркән‚ дегән ой-пикирни пәйда қилалисақ, шуниң өзиму биз үчүн зор нәтиҗә һесаблиниду.”

Мәлум болушичә, елийә вийзел фонди ярдәм пулини 2023-йилиниң бешида тарқитидиған болуп, улар мукапатқа еришидиған тәшкилатни бәлгиләш үчүн өткүнчи мәслиһәтчиләр кеңиши тәшкилләп чиққан. Бу кеңәшниң әзалири исраилийә йәһудийлар оргининиң рәиси натан шаранский, фирансийәдики лагер шаһити гүлбаһар хативаҗиниң қизи гүлхумар хативаҗи қатарлиқлардин тәркиб тапқан икән. Елиша вийзел сөзидә, бу мәслиһәтчиләр кеңишидә лагер шаһити гүлбаһар хативаҗиниң қизиниң йәр алғанлиқидин хурсән болғанлиқини, уйғурлар ичидин бир әза болушиниң мукапатни алидиған тоғра органни таллашта муһимлиқини ейтти. У бизгә ярдәм мукапатиға еришидиған органни таллиғанда қоюлидиған тәләпләрни чүшәндүрүп, шу орган вә униң бешидики кишиләрниң чоқум билимлик, әтраплиқ, йирақни көридиған вә уйғурлар тәрипидин етирап қилинған болуши керәкликини ейтти.

У мундақ деди: “биз улардин нурғун мәлуматларни тәләп қилимиз. Бизниң ноқул шундақ болуши керәк, дәйдиған өлчимимиз йоқ. Әмма бу тәшкилатниң җасарәт билән иш қиливатқан болуши интайин муһим, биз бу тәшкилатниң һәрикәтлирини қоллаш арқилиқ уни техиму күчләндүрүшни халаймиз. Андин бу кишиләрниң сапаси, уларниң хизмәтләрни лайиқида қилиш иқтидариға игә болуши, йирақни көридиған болуши вә һәмкарлишип ишләштәк иқтидарға игә болушиму интайин муһим. Биз елтимас қилған тәшкилатлар билән йүзму-йүз көришимиз, улар билән сөһбәт қилимиз, уларниң идийәлирини аңлаймиз вә шу арқилиқ бекитимиз. Мән буниң үнүминиң наһайити яхши болидиғанлиқиға ишинимән.”

Уйғурларниң мәсилисигә изчил көңүл бөлүватқан йәһудий тәшкилатлири өзлириниң уйғурлар үчүн қиливатқан паалийәтлиридә дуняниң йәһудий қирғинчилиқидин кейин бәргән “қайта тәкрарланмайду” дегән вәдисидә туруши керәкликини, уйғурлар мәсилисидә дәрһал һәрикәткә өтүп, йәһудийлар учриғандәк еғир чиқим кәп чиқмаслиққа капаләтлик қилишни тәкитләп кәлгән иди. Елиша вийзел радийомизға қилған сөзидә һазир уйғурларға зулум қиливатқанлар вә бу зулумға янтаяқ болғанларниң қилмишлириниң тарихқа йезилидиғанлиқини вә буниң кәлгүсидә җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини әскәртип, һәр бир дөләтни тарихниң тоғра сәһиписидин орун елишқа чақирди.

У мундақ деди: “тарихниң тоғра бәтлиридин орун елиш интайин муһим. Кәлгүси әвладлар униңға қарайду вә кимниң өзлиригә қандақ муамилә қилғанлиқини билиду. Йеқинда ‛йәһудий қирғинчилиқида америка‚ дәп исим қоюлған бир парчә һөҗҗәтлик филим қоюлди вә уни һәммә киши интайин қизиқип көрди. Униңда 1930-1940-йиллирида (йәһудий қирғинчилиқи мәзгилидә) ким немә қилди, дөләтләр немә қилди, охшимиған гуруппилар немә қилди, һәммини көрдуқ. Дөләтләр көз алдидики тиҗарәт, иқтисадий мәнпәәтләрни көзләп, өзигә қолай болғанни таллайду, бирақ улар кейинки әвладлар үчүн тоғра болғанни қилиши керәк. Мән уларниң пикрини өзгәртишини үмид қилимән.”

Елиша вийзелниң тәкитлишичә, һазир уйғур мәсилисидә дөләтләрниң вә органларниң пикридә өзгириш болуватқан икән. У буниңға мисал берип, өткән йили 1-айда хәлқара йәһудий қирғинчилиқни хатириләш күни мунасивити билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатида сөз қилғанда, өзиниң уйғурлар мәсилисини тилға алмаслиқ үчүн қаттиқ бесимға дуч кәлгәнликини, әмма һазир б д т ниң өзиниң уйғурларниң наһайити еғир зулумға учраватқанлиқини етирап қилишқа мәҗбур болуватқанлиқини әскәртти.

У мундақ деди: “әйни чағда мениң уйғур мәсилисини тилға алмаслиқим үчүн бесим қилған, интайин аста һәрикәт қилидиған вә наһайити бюкратик орган болған б д т чеғида уйғурларниң мәсилисидики көз қаришини өзгәртти. Бу кишигә үмид беғишлайду. Мән бу өзгиришниң дөләтләр тәрипидин қобул қилинидиғанлиқиға ишинимән.”

Елиша вейзел б д т да сөзлигән үч минутлуқ нутуқиниң ахириқи минутини уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа беғишлиған болуп, у шу күнидики нутуқида мундақ дегән иди: “дадам өз етиқадиниң дуняниң әркинлики вә баравәрликини нишан қилидиғанлиқиға шәксиз ишинәтти. Биз шундақ қилишқа җүрәт қилаламдуқ? б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзаси болған хитай уйғур хәлқини кәң көләмдә тутқун қиливатиду, мәҗбурий әмгәккә селиватиду вә мәҗбурий туғмас қиливатиду. Мән уйғур өктичиләр билән тонуштум, мән уларниң дегәнлиригә ишинимән. Әмма биз йәнила һечқандақ иш болмиғандәк йүрүверимизму? биз уларни қутқузушимиз, қурбан мамут, ялқун рози, илһам тохти қатарлиқ ғайиб қиливетилгәнләр үчүн орнимиздин дәс турушимиз керәк!”

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә кометитиниң муавин рәиси илшат һәсән әпәнди, йәһудий җамаитиниң бу қарарини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди. У радийомизға қилған сөзидә ирқий қирғинчилиқни баштин кәчүргән йәһудийларниң бүгүнки күндә уйғурларниң һал-дәрдигә йетишиниң интайин муһим әһмийәткә игә икәнлики тәкитлиди. У йәнә елийә вийзелгә охшаш йәһудий қирғинчилиқини баштин кәчүргән вә мушундақ бир қирғинчилиқниң қайта йүз бәрмәслики үчүн өмүр бойи күрәш қилған бир шәхсниң намида қурулған бир фондниң уйғурларға ярдәм қилишиниң символлуқ мәнисиниң интайин чоңқур болидиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.