Әнглийәдики йәһудийлар оргини түркийәдики уйғурлар үчүн һәрикәткә өтти
2021.04.15
“дуня йәһудийларға ярдәм бериш оргини” түркийәдики уйғур мусапирлири үчүн елан қилған мураҗиәтнамәсигә ишлитилгән сүрәт. 2021-Йили апрел.
15-Апрел әнглийәдики “дуня йәһудийларға ярдәм бериш оргини” түркийәдики уйғур мусапирлири үчүн мураҗиәтнамә елан қилған. Мураҗиәтнамидә хитайниң зулумидин қечип түркийәдә панаһлиниватқан уйғурларниң қийинчилиқи оттуриға қоюлған.
Мураҗиәтнамигә асасланғанда, мәзкур орган топланған иқтисади ярдәм билән түркийәдики қийинчилиқта қалған уйғур аилилирини йемәк-ичмәк, сақлиқни сақлаш әслиһәлири вә психикилиқ давалаш қатарлиқ ярдәмләр билән тәминләйдикән.
Мураҗиәтнамидә йәнә мундақ дейилгән: “өз тарихимизниң түрткисидә йәһудий җәмийәтлири уйғурлар дуч келиватқан зулум вә һәр түрлүк еғир қийинчилиқларни оттуриға қоюш арқилиқ әнглийә һөкүмитини һәрикәткә кәлтүрди. Әмма һазир муһим болған йәнә бир мәсилә 11 миңдин артуқ уйғур хитайниң зиянкәшликидин қутулуш үчүн түркийәдә панаһлиниватиду. Биз һәр түрлүк ярдәмгә еһтияҗи болған бу уйғур җамаитини қоллаш үчүн техиму көп ишларни қилишимиз керәк.”
“дуня йәһудийлар ортақ гәвдиси” вә әнглийә йәһудий җамаәтлириниң баш рабби әфрайим мирвис мураҗиәтнамидә мундақ дегән: “биз хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан системилиқ зиянкәшликини әйибләш билән бир вақитта, бу дәһшәткә қарита наразилиқимизни әмәли һәрикитимиз билән ипадилишимиз керәк. ‛дуня йәһудийларға ярдәм бериш оргини‚ бу җиддий мураҗиәтнамә арқилиқ интайин муһим паалийәтни қанат яйдурмақта. Мән уларниң ярдәмгә моһтаҗ болған уйғур мусапирлирини ениқлап чиққанлиқиға апирин оқуймән. Мән һәммиңларниң бу паалийәтни қоллишиңларни тәләп қилимән. Шуниң билән бир вақитта әмәлий ярдәмгә муһтаҗ йәнә нурғун уйғурларниң барлиқини әстә чиң сақлишиңларни үмд қилимән.”
Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим бу мураҗиәтнаминиң арқа көрүнүши һәққидә қисқичә тохталди.
“дуня йәһудийларға ярдәм бериш оргини” ниң паалийәт орунлаштуруш вә алақә ишлири дериктори әнней леви ханим зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “биз инсанпәрвәрлик оргини, шуңа биз мушу саһәдики мутәхәссисләрни йиғип, пүтүн имканлиримизни мушу мәсилигә мәркәзләштүрдуқ. Биз дуня уйғур қурултийиниң вәкиллири билән һәмкарлишип, түркийәдә яшаватқан ярдәмгә муһтаҗ уйғурларниң әһвалидин хәвәр таптуқ. Түркийәдики алтә миңдин көпрәк уйғурлар түркийәдә турушлуқ салаһийити түпәйлидин иш тапалмаслиқ, ишлийәлмигәнлики үчүн аилисини қамдиялмаслиқ, пули болмиғанлиқи үчүн ағрип қалсиму дохтурға көрүнәлмәслик қатарлиқ бир қатар қийинчилиқларға дуч кәлмәктикән. Турмуш қийинчилиқи вә вәтинидә қалған уруқ-туғқанилири билән алақилишалмаслиқтәк еғир роһи бисим түпәйлидин роһи җәһәттин чүшкүнлишип кәткәнләрму көп икән. Шуңа биз түркийәдики йәрлик инсанпәрвәрлик органлирини билән алақилишип, истанбул вә башқа шәһәрләрдә турушлуқ алтә миң кишигә ярдәм бериш пирограммисни түзүп чиқтуқ. Биз мураҗиәтнамә арқилиқ йәһудий җамаитидин топланған ярдәмләр арқилиқ қанчилик кишигә қанчилик узун ярдәм қилалисақ шунчилик қилмақчимиз.”
Әнней леви ханим бу ярдәмниң қайси хил усулда еһтияҗ саһиблириниң қолиға тегидиғанлиқи һәққидә тохтилип, мундақ деди: “биз түркийәдә хизмәт қиливатқан йәрлик инсанпәрвәрлик органлири билән алақилаштуқ. Биз әң аз алтә ай бойичә улар билән бу ярдәмни тарқитиш һәққидә һәмкарлишимиз. Биз һазир әнглийәдики нопузлуқ йәһудий җамаәтлирниң қоллишиға ериштуқ, улар һәқиқәтән ярдәм қилишни халайду. Биз өзимизниң йәрлик җамаәтлириниң ярдими билән топлиған иқтисади ярдәмни истанбулдики тарқитидиған орунларға йәткүзимиз.”
Рәһимә мәһмут ханим йәһудий тәшкилатлириниң наһайити әстайидил иш биҗиридиғанлиқини, шуңа бу ярдәмгә мунасивәтлик учурларниң мәзкур органниң тор бетидә бар икәнликни, түркийәдики маддий вә мәнивий җәһәттин ярдәмгә муһтаҗ кишиләрниң түркийәдики “әйса йүсүп алптикин вәхписи” арқилиқ бу ярдәмләргә еришәләйдиғанлиқини билдүрди.
Ахирида әнней леви ханим мундақ деди: “кашки техиму көп ярдәм қилалиған болсақ бәк яхши болатти. Һәммә йәрдә, һәр даим ярдәмгә муһтаҗ әмма ярдәмгә еришәлмәйдиған кишиләр болиду. Биз азрақ болсиму бир иш қилалиғанлиқимиздин хушал. Йәһудий болуш сүпитимиз билән биз тарихта еғир күнләрни баштин кәчүргән болғачқа, күнимиздә адаләтсизликкә учраватқан уйғурларға қарита һессидашлиқ һессиятимиз күчлүк болиду. Әнглийәдики йәһудий җамаити уйғурлар билән қурған бу мунасивәт биз үчүн наһайити муһим вә алаһидә. Шуңа мән бу йәрдә зулумға қарши гуваһлиқ бәргән кишиләргә алаһидә рәһмәт ейтимән. Бу асан әмәс, шуңа уларниң гуваһлиқ бериш үчүн көрсәткән җасаритигә рәһмәт ейтимиз. Рәһмәт!”









