Д у қ рәһбәрлири германийә йәһудийлар җамаитигә җаза лагерлири мәсилисини аңлатти

Германийәдики йәһудийлар җамаити германийәдә сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий саһәләрдә зор тәсири болған тәшкилаттур.

Д у қ рәиси долқун әйса башлиқ 4 кишилик бир һәйәт йәһудийлар җамаити тәшкилатиниң президенти чарлоттә кноблок ханим билән. 2019-Йили 12-апрел, германийә. RFA/Ekrem

Германийәдики йәһудийлар җамаити германийәдә сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий саһәләрдә зор тәсири болған тәшкилаттур.

12-Апрел д у қ рәһбәрлири мәркизи мюнхенда болған германийә йәһудийлар җамаити тәшкилатиниң баш оргинини зиярәт қилип, хитайниң шәрқий түркистанда тәсис қилған җаза лагерлири вә униңда давам қиливатқан еғир зулумларни аңлатқан.

Д у қ рәиси долқун әйса башлиқ 4 кишилик бир һәйәт бүгүн йәһудийлар җамаити тәшкилатиниң рәиси билән 1 саәттин артуқ җаза лагерлири мәсилиси үстидә сөһбәт өткүзгән. Долқун әйса әпәнди сөзидә хитай һакимийитиниң адолф һитлер 2-дуня уруши мәзгилидә йәһудийларға қолланған сиясәтниң әйнисини бүгүн шәрқий түркистан хәлқигә қоллиниватқанлиқини чүшәндүргән.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң баян қилишичә, тарихта бүгүнки уйғурларға охшашла еғир қисмәтләргә йолуққан, дуняда сиясий, иқтисадий, пән-техника саһәсидә тәсири зор болған йәһудийларниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүш шәрқий түркистан миллий дәваси үчүн муһим амил һесаблинидикән. У бу қетимқи зиярәтниң германийәдики йәһудийлар җамаити билән тонушушниң тунҗи қәдими болуп қалғанлиқини билдүрди.

Бүгүнки бу сөһбәткә д у қ хадими шәһризатму қатнашқан. Шәһризатму охшашла йәһудийларниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүшниң миллий дәваниң еһтияҗи икәнликини, бу сөһбәтниң наһайити әһмийәтлик болғанлиқини тәкитлиди.

Йәһудийлар җамаити тәшкилатиниң президенти чарлоттә кноблок ханим шәрқий түркистандики җаза лагерлири мәсилисини аңлиғандин кейин интайин әпсусланғанлиқини билдүргән вә бу күрәш саһәсидә д у қ ни қолидин келишичә қоллайдиғанлиқини ипадә қилған.

Германийәдики йәһудийлар җамаити тәшкилати 1946-йили 15-июлда 2800 кишиниң қошулуши билән мюнхенда қурулған. Бу тәшкилат бүгүнки күндә һәр саһәдә тәсири зор болған хәлқаралиқ бир тәшкилат болуп, у йәнә “исраилийә мәдәнийәт җәмийити” дәпму атилиду. Мәзкур тәшкилатниң мюнхендики әзалириниң сани бүгүн 9500 кишигә йетидикән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org