Уйғур тәшкилатлири: “‛28-июл йәркән елишқу қирғинчилиқи‚ ниң нидаси дуняниң сүкүтини бузсун!”
2024.07.30
Дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири баянат елан қилип, “28-июл йәкән елишқу қирғинчилиқи” ниң 10 йиллиқини хатирилиди вә хәлқара җәмийәтни мәзкур қанлиқ бастурушқа қайта диққәт ағдурушқа чақириди.
Улар баянатида мәзкурқирғинчилиқини “хитайниң адаләтсиз сиясәтлиригә наразилиқини ипадә қилған уйғурларни колликтип җазалаш, өч елиш, йоқитиш үчүн елип барған қирғинчилиқ” дәп көрсәткән.
Хәвәрләргә қариғанда, мәзкур қирғинчилиқ 2014- йили 28- июл күни, йәни шу йилқи роза һейтниң 1- күнидә йүз бәргән. Шу күни, йәкән наһийәсиниң елишқу, хаңди, дөңбағ, қошериқ қатарлиқ йезилиридики уйғур деһқанлириниң бир қетимлиқ түнәктә оққа тутулған уйғур аяллири үчүн адаләт тәләп қилип тәшкиллигән наразилиқ һәрикити хитай қораллиқ сақчилириниң қанлиқ бастурушиға учриған. Кейин бу қанлиқ бастуруш уйғур тәшкилатлири тәрипидин “28-июл йәкән елишқу қирғинчилиқи” дәп аталған иди.
Уйғур һәрикити тәшкилатиниң иҗраийә директори рошән аббас баянатида “бу мусибәтлик хатирә күнини хатириләватқанда, биз һаятидин айрилғанларни әсләймиз вә уйғур хәлқи үчүн адаләт вә әркинлик тәләп қилишни тохтатмаймиз. Хәлқара җәмийәт бундақ вәһшийлик алдида сүкүт қилмаслиқи керәк” дәп чақириқ қилған.
2024 -Йили 28 -июл вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилатниң елан қилған мунасивәтлик баянатида, уйғурларниң “28-июл йәкән елишқу қирғинчилиқи” қи үчүн адаләт тәләп қилиш садаси йәниму күчлүк ипадисини тапти.
Зияритимизни қобул қилған рошән аббас ханим дунядики һөкүмәтләр, тәшкилатлар вә шәхсләрни бу адаләтсизликкә қарши турушқа чақирди.
Дуня уйғур қурултийи (д у қ) 28-июл күни елан қилған баянатида, йәкәндики бу қанлиқ қирғинчилиқниң унтулмайдиғанлиқи, уни уйғур тәшкилатлири һәмдә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур җамаитиниң һәр йили хитай һакимийитиниң қанлиқ зулумлириниң дәлили сүпитидә хатириләйдиғанлиқи әскәртилгән.
Баянатта хитай һакимийитиниң уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқләргә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини қайта дунйа җамаәтчиликиниң сәмигә селиш билән тәң мундақ дәп тәкитлигән: “ америка вә башқа демократик әлләр хитайниң шәрқий түркистандики хәлққә қарита ирқи қирғинчилиқ җинайити йүргүзгән хитай әмәлдарлириниң җинайәтлирини сүрүштә қилишқа башлиди. Ишинимизки һаман бир күни йәкән қирғинчилиқиниң җинайәткарлириниңму һесаб -сориқи болиду, шундақла уйғур хәлқи һаман бир күни мустәбит хитай һакимийитидин һесабини алиду һәмдә әркинлик, һөрлүк, миллий мустәқиллиқини қолиға алиду !”
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У вәқәдә шеһит қилинғанлар вә зиянкәшликкә учриғучиларға адаләт тәләп қилиш үчүн, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири, шундақла һәр бир уйғурниң йәниму илгирилигән һалда һәрикәт қилишни, техиму муһими хитайниң җинайәтлирини паш қилишини инсаний вә миллий бурчи, дәп тонуши керәкликини тәкитлиди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханимму вашингтондин зияритимизни қобул қилғанда өзиниңму мушу хил тәшәббуста икәнликини билдүрди. Униң қаришичә, уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчиләр “28- июл йәкән елишқу қирғинчилиқи” ға адаләт тәләп қилиш үчүн һәр қайси һөкүмәтләр вә парламентларға, шундақла хәлқаралиқ сотқа мәхсус әрз сунуши зөрүр.
Мәлуматларда көрситилишичә, әйни чағда рамизанниң ахирқи күнлириниң бири болуп, шу җайдики аяллар бир өйгә йиғилип түнәк кечиси өткүзгән; буниңдин хәвәр тапқан хитай қораллиқ сақчилири өйгә бастуруп кирип бу аялларни оққа тутқан. Бу һал өлгүчиләрниң әрлири вә аилә тавабиатлири, шундақла йәрлик деһқан аммисиниң зор наразилиқини қозғиған. Улар җәсәтләрни көтүрүп сақчиханиға берип, сақчилардин өлгүчиләргә адаләт тәләп қилған. Һалбуки хитай сақчилири бигунаһ хәлққә оқ чиқарған. Бу әһвал юрт ичидә йәниму көп деһқанларниң қозғилип намайиш қилишиға сәвәб болған. юрт аммисиниң барғанчә улғийиватқан наразилиқидин әндишиләнгән хитай һөкүмити, сақчи вә қораллиқ әскәрләрни ишқа селип қирғинчилиқни башлиған. Игилинишичә шу вақитта хитай армийәси қоралсиз деһқанларға қарши бу қирғинчилиқта аптоматик қорал, бироневик, тик учар, һәтта адәмсиз учақ (дрон) қатарлиқ илғар техникилиқ қораллирини ишқа салған.
Әйни чағда хитай һөкүмәт даирилири “топилаң вә тоқунушта 96 адәмниң өлгәнлики” ни, өлгүчиләрниң 59 нәпириниң қаршилиқ көрсәткүчи, 37 нәпириниң пуқра икәнликини, 250 дин көп кишиниң тутқун қилинғанлиқини хәвәр қилған вә бу һәқтә бир қанчә һөҗҗәтлик тәшвиқат филимлириниму тарқатқан иди.
Хитай һөкүмити әйни чағда йәкән елишқуда йүз бәргән қирғинчилиқни торларға тарқатқан абабәкри муһәммәт исимлик 18 яшлиқ бир уйғур яшқа “вәқә һәққидә питнә-иғва тарқатқан”, “чәтәлгә учур йоллиған” дегәндәк җинайәтләрни артип тоққуз йиллиқ қамақ җазаси бәргән. Шуниң билән биргә уни “йолвас орундуқ” қа олтурған һалити билән телевизийә арқилиқ авам алдида “җинайитигә това қилдурған” иди.
Абабәкриниң һазир түркийәдики икки қериндиши абабәкри сәвәблик бу аилидики көп қисим кишиләрниң 2017-йилидин кейин хитайниң җаза лагерлириға қамилиштәк еғир бәдәлләрни төлигәнлики һәққидә гуваһлиқ бәргәниди. Вәқәдин хәвәрдар кишиләр радийомизға көп қетим мәлумат берип, вәқәдин кейин даириләрниң йәкәндики йезиларни қамал қилип тутқун қилиш һәрикитини алтә айдин узақ давам қилғанлиқи, интернетниң бир йилдин артуқ тохтитилғанлиқини билдүрүшкәниди.
Хитай даирилири “28 -июл йәкән елишқу вәқәси” дә тутқун қилинғанларға ачқан биринчи соттила хитай әскәрлири билән қаршилашқан 27 нәпәр уйғурға өлүм җазаси елан қилғаниди.
2017-Йилидин кейин вә “йәркән елишқу қирғинчилиқи” ға 10 йил болған һазирқи вақиттиму, йәкәндики бигунаһ уйғурларниң давамлиқ түрдә хитайниң түрмә җаза лагерлириға қамилиштәк еғир бәдәлләрни төләп келиватқанлиқи мәлум болуп кәлмәктә.